уйғур почтиси, 18. феврал 

аптори: алп

2-айниң 16-күни, хитайниң тәшвиқат супилири болған «көзәткүчи тори» (Guancha.cn) вә «ваңйи тори» (163.com) да «西域都护» (ғәрбий йурт қоруқчибеши) тәхәллустики аптор тәрипидин елан қилинған, «шинҗаңниң <икки минутлуқ зәрбә бериш чәмбирики> вә <алдини елиш-контрол қилиш системиси>» һәққидики тәһлил елан қилинди. мәзкур тәһлилдә кишилик һоқуқни омумйүзлүк йоқитиш бәдилигә кәлгән тинчлиқ «дунйадики илғар әндизә» дәп пәрдазланди. апторниң қолланған тәхәллуси — «ғәрбий йурт қоруқчибеши» — әслидә хән сулалиси дәвридә (миладидин бурунқи 60-йили) бүгүнки шәрқий түркистанни һәрбий җәһәттин контрол қилиш вә назарәт қилиш үчүн тәсис қилинған әң йуқири әмәл нами болуп, бу намниң бүгүн тәхәллус қилип қоллинилиши апторниң зеһнийитидики мустәбитлик вә райондики йуқири техникилиқ зулумни «тарихий қанунийәт» сүпитидә ақлимақчи болғанлиқини ашкарилайду. 

тәһлилдә 2017-йилидики гума вәқәси тилға елинип: «сақчилар бир минут ичидә йетип берип, нәқ мәйданда үч гумандарни етип өлтүрди» дәп тәсвирлиниду. аптор буни бир мувәппәқийәт дәп җар салған болсиму, заманиви қанун системисида адаләт тезлик билән әмәс, бәлики қануний тәртип билән өлчиниду. «ғәрбий йурт қоруқчибеши» махтиған бу «секунтлуқ өлтүрүш» җәрйани, сақчиларға һәм сотчи, һәм җаза иҗра қилғучи һоқуқиниң берилгәнликини, йәни «сотсиз җазалаш» ниң бир нормал әһвалға айланғанлиқини көрситиду. сақчиниң әсли бурчи вәқәни тезликтә бесиқтуруш, җәмъийәт тәртипини қоғдаш вә гумандарларни тутуш арқилиқ қанун алдида һесаб беришкә тапшуруштур; һәргизму халиғанчә оқ чиқирип кишиләрни өлтүрүш әмәс. бир җәмъийәттә сақчи милтиқ билән һөкүм чиқарғанда, у йәрдә адаләт әмәс, пәқәт дөләтниң мутләқ зораванлиқи һөкүмранлиқ қилиду. 

аптор йәнә хитай сақчилириниң шәрқий түркистандики бир минутлуқ инкас тезликини лондон сақчилириниң 2017-йилидики сәккиз минутлуқ инкаси билән селиштуруп, ғәрб әллириниң вәқә бир тәрәп қилиш иқтидарини «аҗиз» дәп тәсвирлимәкчи болиду. лекин, ғулҗа шәһири мисалида тилға елинған «шәһәр бойичә 43 қолайлиқ сақчи понкити вә 23 турақлиқ назарәт нуқтиси» ниң торлишиши, бир шәһәрни маһийәттә «очуқ түрмә» гә айландурғанлиқини мисалға алғанда, ғәрб җәмъийәтлириниң әркин кочилирини тилға елишқа җүръәт қилалмайду. лондондики сәккиз минутлуқ инкас бир әркин җәмъийәтниң бәдили дейиш мумкин; чүнки демократик әлләрдә дөләт күчлири пуқраларниң шәхсий әркинлики, сир сақлаш һоқуқи вә дәхлисизликигә һөрмәт қилишқа мәҗбур. система һәр бир адәмдин гуманлиниш әмәс, бәлики һәр бир адәмниң әркинликини қоғдаш үчүн лайиһәләнгән. пуқралар һәр бир кочида қорал көтүргән сақчиларниң қорқунчида йашашни әмәс, бәлики шәхсий әркинликини әла билиду. җәмъийәтни түрмигә айландурғанда, әлвәттә башқурғучиниң инкаси тез болиду, әмма бу тинчлиқ әмәс, бәлики бесим астида бәрпа болған сүнъий сүкүттур. 

тәһлилдә дунйадики әң вәһший террорлуқ тәшкилати болған «даъиш» (ISIS) ниң мисал қилиниши, уйғурларға қаритилған йуқири бесимлиқ назарәтни ақлаштики бир хил сийасий әхлақсизлиқтур. аптор әнгилийә қатарлиқ ғәрб әллирини мисалға елип, «әнгилийәдә бир террорчи даъишқа аъит тәшвиқат синлирини нәччә йүз қетим көргән болсиму, сақчиларниң буни байқашқа аҗизлиқ қилғанлиқи» ни дәва қилиду. бу арқилиқ, шәрқий түркистандики пуқраларниң телефони вә тор һәрикитини секунт бойичә көзитидиған системини «алдини алғучи илғар техника» дәп махтайду. аптор даъиш тәһдитини бир «қорқунч қорали» қилип ишлитиш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғурлар киргән тор бәтләр вә көргән син көрүнүшлирини назарәт қилишини қанунлуқ қилип көрсәтмәкчи болиду. бу маһийәттә террорлуққа зәрбә бериш әмәс, бәлики техника арқилиқ бир милләтни пүтүнләй роһий вә җисманий җәһәттин қоршавға елиштур. 

хитай һөкүмитиниң йәнә бир рәзил тәрипи болған «паш қилиш механизми» һәққидә тәһлилдә: «бир тордаш террорлуққа четишлиқ үн-синларни (涉暴恐音视频) тарқатқанлиқи паш қилинғандин кейин, сақчилар уни җинайи ишлар бойичә тохтитип қойди» дәп йазиду. тәһлилдә тилға елинған бу «террорлуққа четишлиқ үн-син» аталғуси маһийәттә бир сийасий қапқан болуп, хитай һөкүмити диний етиқадқа аъит адәттики учурларни, миллий кимлик түсигә игә нахша-музикиларни, һәтта кишилик һоқуқ вә адаләт тәләп қилинған һәр қандақ синлиқ учурни «сәзгүр» йаки «террорлуққа четишлиқ» дәп бекитиду. уйғурларниң телефонида аталмиш «террорлуқ» қа четишлиқ синни сақлап қойуш қилмишиниң «җинайи ишлар бойичә тохтитип қойуш» қа сәвәб болуши — җәмъийәттә пикир әркинликиниң пүтүнләй боғулғанлиқиниң әң күчлүк испатидур. 

бу система кишиләрни йуқири соммилиқ маддий мәнпәъәт үчүн достини сетишқа, қолум-қошнилирини паш қилишқа риғбәтләндүрүш арқилиқ, инсанлар оттурисидики әң әқәллий ишәнчни йоқитип, униң орниға җәмъийәтниң һәр бир булуң-пучқақлириғичә сиңип киргән бир «қорқу күлтүри» ни орнитиду. буниңға йәнә йеза-кәнтләрдики сақчи, кәнт кадири вә тор башқурғучидин тәшкилләнгән «үчтә бир гәвдиләшкән» назарәтчилик вә һәммә йәрдә орнитилған йүз тонуш техникиси қошулғанда, пуқралар техи җинайәт өткүзмәйла, пәқәт чоң санлиқ мәлуматларниң «еһтималлиқи» ға тайинип җазаға тартилидиған техникилиқ террорлуқ дунйаси барлиққа келиду. бу хил система маһийәттә җәмъийәтни қоғдаш әмәс, бәлики бир пүтүн милләтниң роһий дунйасини қоршавға елиш вә һәр қандақ әркин пикир нишанини техи бих сүрмәстинла дәссәп йоқитиштур. хитайниң бу «илғар әндизиси» инсанийәтниң әхлақ улини вәйран қилидиған, пуқраларни дөләтниң мәңгүлүк мәһбусиға айландуридиған бир зулум тәҗрибиханисидин башқа нәрсә әмәс. 

ахирида, фирансийә вә русийәдики вәқәләрдә гумандарларниң «меһманханида тизимлитип турсиму, сақчиларниң тәкшүрүп кәлмәслики» ниң бир хаталиқ сүпитидә көрситилиши, апторниң әркинлик чүшәнчисидин нәқәдәр йирақ икәнликини ашкарилайду. әркин дунйада бир пуқраниң — қанунлуқ рәсмийәтлири болған шараъитта — тәкшүрүлмәстин меһманханида туруши вә йол йүрүши әң әқәллий инсаний әркинликтур. 

хуласилигәндә, хитайниң бу «лайиһәси» маһийәттә йуқири техникилиқ бир зулум системисидур. «ғәрбий йурт қоруқчибеши» кәби тәхәллусларни қоллинип туруп, бир милләтниң һәр бир һәрикитини боғушни ақлаш пүтүн бир милләтниң мәдәнийитини, роһини вә кимликини йоқитишни мәқсәт қилған системилиқ қирғинчилиққа қоруқчилиқ қилғанлиқтур. һәқиқий бихәтәрлик оқниң тезликидә йаки камераниң зичлиқида әмәс, бәлики инсаний әркинлик, иззәт-һөрмәт вә қанун алдидики баравәрликтә болиду.