уйғур почтиси, өзгүр уйғур
«муһапизәтчи» гезитиниң 5-декабир хәвәр қилишичә, үч нәпәр уйғур ака-ука өткән 12 йилдин бери һиндистан түрмисидә наһәқ йетиватқан болуп, уларниң делоси хәлқъарада инсан һәқлиригә мунасивәтлик муһим талаш-тартиш тимилириниң биригә айланмақта.
2013-йили 12-ийун кәчтә, үч ака-ука — адил турсун (23), абдухалиқ турсун (22) вә салам турсунлар (20) қәшқәр шәһири әтрапидики өйидин айрилип, 13 күнлүк җапалиқ сәпәрдин кейин һималайа тағлири арқилиқ һиндистанниң тағлиқ райони ладахқа киргән вә султан чүшкү әтрапида һиндистан чегра армийәси тәрипидин тутулған. уларни һәрбийләр икки ай сорақ қилинғандин кейин сақчи тәрәпкә өткүзүп бәргән. тил билмигәнлики үчүн өз мәсилисини чүшәндүрүштә қийналған үч ака-ука қамақта бир йил йатқандин кейин, башқа мәһбуслардин тил өгинип, өз әһвалини чүшәндүргүдәк сәвийәгә йәткән. бу җәрйанда улар һиндистан һөкүмитидин йаки ташқи дунйадин һечқандақ йардәм вә қоллашқа еришәлмигән.
бу үч ака-ука һиндистан һөкүмитигә хитай даъирилириниң уйғурларға қарита йүргүзиватқан бастуруш сийасәтлиридин қечип чиққанлиқини билдүргән. даъириләр уларни чеградин қанунсиз өтүш җинайити билән әйибләп сотқа бәргән. һиндистан соти уларға дәсләптә 18 ай түрмидә йетиш җазаси бәргән. бирақ, шу чағда тәхткә чиққан һинди милләтчи партийәси (Bharatiya Janata Party)ниң баш министири моди қозғиған милләтчи сийасәтниң тәсири билән, һиндистан даъирилири җаза муддити тошқандин кейинму уларни қойуп бериш рәт қилған. һиндистан һөкүмити талаш-тартиш қозғиған «аммиви бихәтәрлик қануни»ни сәвәб көрситип, уларни давамлиқ түрмидә тутуп қалған.
һиндистан қануни бихәтәрлик органлириниң гуманлиқ шәхсләрни алтә айдин икки йилғичә тутуп турушиға рухсәт қилсиму, әмма даъириләр бу үч уйғурниң тутуп турулуш муддитини икки йилдин алтә қетим узартқан. бу үч ака-ука та һазирғичә хитайға қайтурулуш йаки қойуп берилиш һәққидики қарарни күтүп түрмидә йетиветипту.
уларниң адвукати муһәммәд шафий лассу өткән он йилдин буйан уларниң наһәқ вә қанунсиз шәкилдә түрмидә йетиватқанлиқини билдүргән вә мундақ дегән: «булар җинайәтчи әмәс, зулумниң зийанкәшликигә учриғучилардур.»
бу ака-укилар һазир һиндистанниң харйана (Haryana) штатиниң карнал (Karnal) шәһиридики бир түрмидә икән. улар йемәк-ичмәк вә давалиниш мәсилилиридин қийниливатқан болуп, уларниң түрмидә тутуп турулуши һиндистандики аз санлиқ милләтләргә елип бериливатқан кәмситишниң бир өрники дәп қаралмақта икән. адвокат шафий бу ака-укиларниң хитайға қайтурулишидин қаттиқ әнсирәйдиғанлиқини билдүргән.
адувкат муһәммәд шафий лассу мәзкур ака-укиларниң сийасий панаһлиқ һоқуқиға еришишини йаки уларни қобул қилидиған үчинҗи бир бихәтәр дөләткә әвәтилишини тәләп қиливетипту.
әскәртиш: мәзкур хәвәр «муһапизәтчи» гезитиниң хәвиригә асасән хуласиләп йезилди. исим, пакитлар әйнән елинди.