уйғур почтиси, 26-нойабир
көкбикә
шәрқий түркистан путбул бирләшмисиниң рәъиси илшат ислам әпәнди 2025-йили 12-нойабир торда нәқ мәйдан тарқитиш елип берип, диъаспорадики уйғурларни йардәм вә қоллашқа чақириқ қилди. шундақла шәрқи түркистан улусал путбул командисиниң ғайиси, қиливатқан хизмәтлири вә буниңдин кейин қилмақчи болған хизмәтлири үстидә мәлумат бәрди.
шәрқий түркистан улусал путбол командиси путбол командиси 2019-йили қурулған, 2025-йили 17-өктәбир күни голландийәдә рәсмий әнгә елинған.
команда рәъиси елшат ислам әпәнди бу башлинишниң әһмийтини байан қилип мундақ деди: «қериндашлиримиз өз дөлитимизниң намида бир путбол командисиниң болушини үмид қилип келиватқан иди, бу үмид ройапқа чиқип хизмитимизни башлидуқ, биз бир байрақ астида җәңгивар йашлар билән бирликтәдунйаға <шәрқий түркистан йоқалмиди, мәвҗут> дегән сигнални берип турушни халаймиз.» у йәнәкомандиниң бу хизмәтлирини изчил вә сүпәтлик давамлаштуруш үчүн адәм күчи вә иқтисадий җәһәттин җидди йардәмгә муһтаҗ икәнликини байан қилип мундақ деди: «тәшвиқат хизмәтлири, мусабиқә вәъарқа сәп хизмәтлиридә адәм күчи вә иқтисадий күчкә, хәлқ ичидин бизни қоллайдиған, биз билән билләхизмәт қилишни халайдиған кишләргә җидди еһтийаҗимиз бар.»
шәрқий түркистан улусал путбол командиси тунҗи қетимлиқ хәлқъаралиқ путбол мусабиқисини Tamil Eelam саһипханлиқида лондонда ойниған иди.
2025-йили 1-ийулдин 4-ийул күнигичә давамлашқан мусабиқида, шәрқий түркистан улусал путбул командиси иккинҗиликкә еришип, 2027 Conifa дунйа лоңқисиға қатнишиш салаһийитигә еришкән иди. мусабиқә уйғур диъаспорасида күчлүк һайаҗан қозғиди. күзәткүчиләр уйғур диъаспорасидики тәнтәрбийә вә күлтүрпаъалийәтлириниң уйғур хәлқиниң тәшкиллиниши вә җамаъәтлишишигә муһим иҗабий тәсиркөрситидиғанлиқини тәкитләп кәлмәктә.

шәрқий түркистан хәлқъара путбол командиси мусабиқә мәйданида
бу қетим лондонда өткүзүлгән хәлқъаралиқ мусабиқидин кейин охшимиған органлар шәрқий түркистан улусал путбол командисиниң башқа мусабиқиләргә қатнишиши үчүн тәклипләрни сунған. шәрқий түркистан улусал путбул командиси тибәтләр нийуйоркта орунлаштурушни пиланлиған «әркинлик лоңқиси»ниң мусабиқә тәклипини қобул қилған. көзәткүчиләр нийуйоркта өткүзүлмәкчи болған мусабиқини ирқи қирғинчилиқ йүз бериватқан шәрқий түркистанға дунйа җамаъәтчиликиниң диққитини тартидиған муһим пурсәт дәп қаримақта.

шәрқий түркистан хәлқъара путбол командиси мусабиқидә; сүрәт: ш т п к
илшат әпәндим шәрқий түркистан улусал путбол командиси йолуқиватқан мәсилиләр һәққидә тохтилип, иқтисадий әндишиниң әң чоң қийинчилиқ икәнликини ейитти.
игилишимизчә, 2011-йилдин башлап « шәрқий түркистан әркинлик лоңқиси» намида мусабиқә ойнап келиватқан шәрқий түркистан улусал путбол командиси 6-нөвәтлик мусабиқини 2026-йили ийулда фирансийәсаһипханлиқида ойнимақчи икән. команда рәъиси илшат ислам әпәнди дунйаниң һәр қайси җайлиридики уйғур путбол командилирини бу мусабиқигә қатнишишқа чақирди.
шәрқий түркистан улусал путбол командиси конифа ( CONIFA дөләтсиз милләтләргә, аз санлиқ милләтләргә вәтәнтәрбийә җәһәттин чәткә қеқилған районларға вәкиллик қилидиған путбол командилирини қоллашни нишан қилған, пайда алмайдиған хәлқаралиқ тәшкилат)ға әза бир команда болуп, 2026-2027- йилли конифа лоңқисини талишиш мусабиқисигә шәрқи түркистан улусал путбол командисиму қатнишидикән.

шәрқий түркистан хәлқъара путбол командиси әзалири
илшат ислам әпәнди бу чақириқни шәрқи түркстан җумһурийәт күни мунасвити билән илан қилған болуп, шәрқий түркистан хәлқъара путбол командиси давамлиқ қоллашқа муһтаҗ икән.
көкбикә уйғур почтисиниң түркийәдә турушлуқ мухбири. у әзһәр университетиниң әрәб тили факултетини пүттүргән. у еҗтимаъи, күлтүрәл темиларда йазиду.