уйғур почтиси, 17-декабир
өзгүр уйғур
өткән һәптә, хитайниң шәрқий түркистандики әң чоң җаза лагери болған даванчиң лагерини сүрәткә елип дунйаға ашкарилап, хитайниң җинайәтлирини паш қилишта төһпә көрсәткән 38 йашлиқ хитай гуән хең (Guan Heng)ниң хитайға қайтурулуш һәққидики делоси һазирға қәдәр хәлқъара җәмъийәт вә таратқуларниң җиддий хәвәр қилиш нуқтиси болмақта.
америка дөләт мәҗлиси хитай билән риқабәтлишиш алаһидә комитетиниң муъавин башлиқи кришнаморти байанат елан қилип, һөкүмәтни гуән хеңға панаһлиқ беришкә чақирди:
«америка қошма штатлириниң шинҗаңдики (шәрқий түркистандики) кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учриғучиларни, шундақла бу дәпсәндичиликләрни дунйаға паш қилиш үчүн зор шәхсий хәтәрләргә тәвәккүл қилған батур инсанларни қоллашта әхлақий мәсъулийити бар. бизниң йәнә хитай хәлқ җумһурийитигә охшаш мустәбит һөкүмәтләрниң зийанкәшликидин қечип, дөлитимиздин панаһлиқ тилигәнләрни қоғдашта қануний мәсъулийитимиз бар.»
америка консерватиплар таратқуси болған «вол кочиси журнили» тәһририйәт намидин узун баш мақалә елан қилип мундақ деди: «әркин пуқраларниң земини болған америкиниң дунйаға йоллимақчи болған учури мушуму? сиз өз җениңизни хәтәргә қойуп инсан һәқлири дәпсәндичиликини паш қилған туруқлуқ, йәнә бир қетим җениңизни тикип америкиға йетип кәлсиңиз, бу батурлар макани болған америка хитай коммунистик партийәсиниң сақчи күчи болуп хизмәт қиламду?»
униңдин башқа либераллар таратқуси болған «нйуйорк вақит гезити», әнглийә «муһапизәтчи гезити» қатарлиқларму бу һәқтә тәпсилий хәвәр қилди.
дунйа уйғур қурултийи бу һәқтә мәхсус байанат елан қилип, америка һөкүмитини гуән хеңни қойуп беришкә чақирди:
«дунйа уйғур қурултийи америка даъирилирини гуән хеңни қоғлап чиқиришқа аъит барлиқ қануний тәртипләрни дәрһал тохтитишқа, шундақла униң панаһлиқ илтимасиниң америка мусапирлар қануни вә хәлқъаралиқ «қайтурмаслиқ» (non-refoulement) мәҗбурийәтлиригә толуқ уйғун һалда бир тәрәп қилинишиға капаләтлик қилишқа чақириду. гуән хең хитай һөкүмити йошурушқа урунған җинайәтләрни паш қилиш үчүн җенини хәтәргә қойди. америка қошма штатлири уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилған икән, гуән хеңни өзи паш қилишқа йардәм бәргән шу зийанкәшликниң қойниға қайтуруп бәрмәслики керәк.»
сот җәрйанида көплигән таратқу, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, уйғур тәшкилат вәкиллири сотқа сирттин қатнишип йаки сот бинаси алдида наразилиқ намайиши елип берип, америка һөкүмитини гуән хеңға сийасий панаһлиқ беришкә чақирди.
«нйуйорк вақит гезити»ниң хәвәр қилишичә, гуән хең 2021-йили америкиға келип, сийасий панаһлиниш илтимас қилған. 2025-йили 8-айда көчмәнләр идариси тәрипидин тутулуштин бурун, нйуйоркта туруп киракәшлик қилип турмуш кәчүргән.
гуән хеңниң һекайиси америкидики муһим инсан һәқлири тәшкилатлиридин бири болған «хитайдики инсан һәқлири» намлиқ тәшкилат тәрипидин тәпсилий хатириләнгән болуп, у 2019-йили сайаһәт билән шәрқий түркистанға барғанда, кочилардики зийадә назарәт вә бехәтәрлик тәкшүрүшидин һәйран қалған. кейин «баз фед» (BuzzFeed) журнилида елан қилинған мақалини оқуп, лагерлар вә лагерларниң орнидин хәвәр тапқан.
«нйуйорк вақит гезити»ниң хәвәр қилишичә, гуән хең 2020-йили өз көзи билән көрүп тәкшүрүшни нийәт қилип, хенәндин йолға чиқип, үрүмчиниң даванчиң районидики лагерини хәтәргә қаримай мәхпий сүрәткә алған. кейин бу видийо торда тарқатқандин кейин күчлүк тәсир қозғап, лагерлар һәққидики муһим испатларниң бири болуп қалған. хитай һөкүмити хәлқъара таратқулар вә мустәқил тәкшүргүчиләрни лагерларни тәкшүрүш үчүн йеқин кәлтүрмигән болуп, гуән хең хитай болғанлиқи үчүн йүрүш-турушта гумандин сақланғанлиқи мәлум.
гуән хең видийони сүрәткә алғандин кейин, уни хитайда туруп елан қилса өзигә хәтәр йитидиғанлиқи үчүн, чәт әлгә қечишқа пурсәт күткән. 2021-йили хитай ковид қамилини бошатқандин кейин, гуән хең аввал хоңкоңға барған, у йәрдин хитай паспортиға виза тәләп қилмайдиған еквадорға барған, андин у йәрдин баһамасқа барған, баһамаста бир кичик кемә сетивелип, җапалиқ деңиз сәпири билән америкиниң флорида шитатида қуруқлуққа чиққан.
гуән хең елан қилған 19 минутлуқ һөҗҗәтлик филимдә мундақ сөз бар: «өзи қул болушни халимайдиғанлар — башқиларниңму қул қилинишини халимайдиған кишиләрдур.»
гуән хең трамп һөкүмити йолға қойған қанунсиз көчмәнләрни қайтуруш сийаситиниң тәсиридә тутулған. бу қетимқи сотта гуән хеңниң адвокати хитайниң уйғурларға қаратқан лагер вә зор сандики тутқун қилиш сийаситиниң раст вә әмәлий икәнликини испатлаш үчүн, гуән хеңниң һайатиниң тәһдиткә учришиға қаримай лагерларниң орниға мәхпий берип сүрәткә алғанлиқини вә дунйаға тарқатқанлиқини оттуриға қойған. буниң дәл америка қануни бойичә сийасий панаһлиқ берилидиған кишиләрниң алаһидилики икәнлики, навада гүән хең хитайға қайтурулса җазаға учрайдиғанлиқини ейтип, буниң уйғур инсан һәқлири билән шуғулланғучилар үчүнму муһим зәрбә болидиғанлиқини билдүргән.
сотта америка һөкүмәт адвокати нелси гәрри: «гүән хең америкиға рухсәтсиз киргән, шуңа уни угандаға қайтуруш лазим» дегән. бу йил йазда америка алий соти әгәр қайтурулғучилар өз дөлитидә тәһдиткә учриса, уларни үчинчи дөләткә қайтурушқа болидиғанлиқи һәққидә қарар чиқарған. әмма «нйуйорк вақит гезити»ниң хәвәр қилишичә, уганданиң хитай билән иқтисадий вә техника һәмкарлиқи наһайити күчлүк болуп, әгәр гүән хең угандаға қайтуруулса, униң бехәтәрликигә капаләт йоқ икән.
сот күни һава соғуқ һәмдә қар йеғиватқан болуп, сот бинаси алдида пирофессор магнус қатарлиқлар вә «хитайдики инсан һәқлири» (Human Rights in China) тәшкилатиниң тәшкиллишидә елип берилған наразилиқ намайишға қатнашқан йүзлигән намайишчилар соттин гуән хеңни қойуп беришни тәләп қилған. сотчи бу қәдәр зор тәләп вә қизиқиш сәвәбидин делоға қайта қарап чиқидиғанлиқини билдүрүп, сотни 13-йанварға кечиктүргән.
гуән хеңниң видийоси елан қилинғандин кейин, униң һәммә туғқанлири хитай сақчилири тәрипидин тәкшүрүлгән вә сорақ қилинған. униң аниси ло йүн 20 йилдин бери тәйвәндә йашаватқан болуп, ло йүнниң дейишичә, һәтта гуән хең билән анчә алақиси болмиған йирақ туғқанлириму, мәсилән, ло йүнниң сиңиллириму тәкшүрүлгән.
уйғурлардин бу һәқтә рәйһан әсәт, рушән аббас, мәмәт тохти қатарлиқлар гуән хеңниң қайтурулмаслиқи һәққидә иҗтимаъий таратқуларда пикир байан қилған. «уйғур почтиси»ниң директори таһир имин «нйуйорк вақит гезити»гә бәргән сөзидә, гуән хең елан қилған видийониң лагерларниң мәвҗутлуқини испатлашта муһим рол ойниғанлиқини билдүргән.