уйғур почтиси, 2. феврал 

йеқинқи йиллардин буйан, хитай һөкүмитиниң йуқири техника, болупму сүнъий әқил (AI) саһәсидики тәрәққийатлири дунйаниң диққитини қозғап кәлмәктә. «карнеги хәлқъара тинчлиқ фонди» (Carnegie Endowment for International Peace) тәтқиқатчилириниң «вашингтон почтиси» гезитидә елан қилған тәһлилигә асасланғанда, бүгүнки күндә хитай әқиллиқ робот, друн вә аптоном системиларда дунйави йетәкчилик орунға өткән. дунйа хитайниң бу техникилиқ зәпәрлиригә һәвәс билән қараватқанда, бир һалқилиқ соъал сәл қаралмақта: бу йүксилиш хәвәр қилиниватқинидәк пәқәтла бир «иқтисадий мөҗизә»му? йаки инсанийәт қәдир-қиммитигә тәһдит салидиған, пүтүнләй йеңичә бир «сүнъий әқил диктаторлуқи»ниң муқәддимисиму? 

1. җинайәтсиз җаза: «алдин алғучи бесим» 

хитайниң техникилиқ җаза тактикиси рәқәмлик дунйадики «иҗтимаъий инавәт системиси» (Social Credit System) вә «мөлчәрлигүчи назарәтчилик» (Predictive Policing) билән башланди. тәһлилләргә асасланғанда, бу система кишиләрни қилған қилмиши үчүн әмәс, бәлки «немә қилиши мумкинлики»гә асасән җазалайду. алгоризим пуқраларниң алақә чәмбирики, рәқәмлик излири вә күндилик адәтлирини тәһлил қилип, техи бирәр җинайәт садир болмайла уларни «хәтәрлик унсур» дәп тамғилайду. бу бир «алдин алғучи бесим» (Preventive Repression) модели болуп, пуқраларниң ирадисини техи һәрикәткә айланмайла боғуп ташлашни мәқсәт қилиду. 

2. йиртқучларни тәқлид қилиш: «сарна» вә «робот бөриләр» 

рәқәмлик бастуруш әмдиликтә физикилиқ қораллар билән бирлишиш басқучиға кирди. «Webpronews» вә «Techloy» ториниң хәвәр қилишичә, бейхаң университетиниң инженерлири йиртқуч қуш «сарна»ниң (Goshawk) ов овлаш маһаритини сүнъий әқилгә көчүргән. сарна мурәккәп орманлиқларда тез вә чаққан маневир қилиш қабилийити билән тонулған болуп, хитай бу тактикини друнларға программилиған. синақта сүнъий әқил контроллуқидики друнниң нишанни бир тәрәп қилишиға аран 5.3 секунт кәткән. бу сүръәт инсанниң инкас қайтуруш иқтидаридин көп йуқири болуп, «һуҗум» қарариниң әхлақ вә виҗдандин халий кодларға тапшуруп берилгәнликини көрситип бериду. 

униңдин башқа, «робот бөриләр» (Robot Wolves) техникисиму кишини чөчүтиду. хитай мәркизи телевизийә истансиси (CCTV-7) ашкарилиған бу система бөриләрниң топлишип овлаш тактикисиға тәқлид қилинған. система чарлиғучи, бозәк қилғучи вә һуҗумчи бөләкләрдин тәшкил тапқан болуп, друнлар асмандин нишанни бекитип бериду, йәрдики роботлар болса шу һаман һуҗумға өтиду. бу «һава-қуруқлуқ мас қәдәмлик аптоматик җәң» моделиниң пуқраларға қаритилған қорқунчлуқ бир нусхисидур. 

3. аптоном друнлар: әрзан вә үнүмлүк бастуруш 

хитай миллий мудапиъә техника университети (NUDT) бирла әскәрниң 200 дин артуқ аптоном друн топини (Drone Swarm) башқуруш қабилийитини йаратти. бу друнлар инсанниң биваситә көрсәтмисисиз қарар чиқириш иқтидариға игә болуп, төвәндики вәзипиләрни иҗра қилалайду: 

  • мас қәдәмлик һуҗум: нишанларни өзликидин бөлүшүп зәрбә бериш. 
  • химийәлик бастуруш: бәлгиләнгән мәйданға йаш аққузуш гази чачқузуш. 
  • физикилиқ тутуш: тор ташлап намайишчиларни чәкләш. 
  • рәқәмлик җимҗитлиқ: сигнал вә Wi-Fi ни кесиветип, учурниң сиртқа чиқишини пүтүнләй тосуш. 

4. гәвдилик сүнъий әқил: кочидики заманиви зәнҗир 

(CNBC) ниң мәлуматиға қариғанда, хитай «гәвдилик сүнъий әқил»ни (Embodied AI) дөләт истратегийәсиниң мәркизигә қойған. сүнъий әқил әмди пәқәт екрандики сан-сифир әмәс, бәлки кочиларда чарлайдиған физикилиқ роботларға айланмақта. бу үскүниләр йүз пәрқләндүрүш, йүрүш-туруш вә аваз тәһлили арқилиқ пуқраларни 24 саъәт излайду. бу худди һәр бир пуқраниң йенида бир көрүнмәс сақчиниң әгишип йүрүшигә баравәрдур. 

хуласә: мәсъулийәтсиз зулум 

бу системида «мәсъулийәтниң тарқилип кетиши» (Diffusion of Responsibility) әң чоң хәтәрдур. бир алгоризим хата қарар чиқарса, сотқа тартидиған конкрет бир шәхсни тапқили болмайду; программичи кодни, һәрбий қомандан системини әйибләйду. бу зулумни аптоматлаштуруп, уни виҗдан вә әхлақ сориқидин халий бир «система хаталиқи»ға айландуруп қойиду. буни натсистларниң бийурократик қирғинчилиқиниң аптоматлашқан заманиви нусхиси дейишкә болиду. сүнъий әқил сийасий мустәбитлик билән бириккәндә, у дунйадики әң әрзан, әң әқиллиқ вә әң көрүнмәс зулум машинисиға айлиниду. әгәр бүгүн бу хәтәргә қарши бир ортақ позитсийә шәкилләнмәйдикән, кәлгүси әвладларға кодлар һөкүмранлиқ қилидиған қараңғу бир дунйа мирас қелиши мумкин.