уйғур почтиси
26-йанвар
2026-йили 20-йанвар күни, йәни франсийә парламентида уйғур ирқий қирғинчлиқи етирап қилинғанлиқиға 4 йил болған хатирә күнидә, «йавропа уйғур иниститути» париж шәһәр мәркизигә җайлашқан икки қәвәтлик хизмәт бинасиниң ечилиш мурасимини өткүзди.

ечилиш мурасимиға йигирмигә йеқин һәмкарлашқучи аммиви тәшкилатларниң вәкиллири, париж шәһәрлик һөкүмәт әмәлдарлири, парламент әзалири, франсийә вә йавропаниң башқа сийасәтчилири, шундақла париждики уйғур җамаъити қатнашти.

қатнашқанлар ичидә бу орунниң ройапқа чиқишида муһим рол ойниған париж шәһириниң инсан һәқлиригә мәсъул муъавин башлиқи жаң-лүк ғомеғо мишәл (Jean-Luc Romero-Michel); париж шәһәр вәкили, «франсийә кәчүрүм тәшкилати»ниң сабиқ рәъиси вә уйғур диъаспорасиниң узун йиллиқ дости жәнвийәв гағигос (Geneviève Garrigos); белгийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш қарарини өткүзгән сийасәтчи самуъәл коголати (Samuel Cogolati); «франсийә кәчүрүм тәшкилати»ниң мудири силви биғиго (Sylvie Brigot) қатарлиқлар нөвәт билән сөз қилди.

шундақла, «йавропа уйғур иниститути» билән икки йилдин бери диктатур вә мустәмликичи реҗимларға қарши бирләшмә қуруш үчүн һәрикәт қиливатқан тәшкилат вәкиллиридин даңлиқ адвокат вә «иран адаләт тәшкилати»ниң мудири ширин ардакани (Shirin Ardakani); «русийә әркинлик тәшкилати»ниң рәъиси олга прокопийева (Olga Prokopieva) вә «парс чәмбирики»ниң рәъиси шакиба давуд (Shakiba Dawod) қатарлиқларму сөзгә тәклип қилинди.
булардин башқа, «йавропа уйғур инситетути»ниң франсийәдики уйғурларға қаратқан писхикилиқ мәслиһәт бериш мәркизини малийә җәһәттин қоллиған «сиңга» (SINGA) тәшкилатиниң мудири, франсийәниң сабиқ маъарип министири бенуъа амон (Benoît Hamon); 2024-йиллиқ тунҗи қетимлиқ «хәлқъаралиқ уйғур илмий йашлар қурултийи»ға иқтисадий җәһәттин йардәм бәргән «акат» (ACAT) вәхписиниң мәсъуллири; «кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилати» (HRW) франсийә бөлүминиң мудири бенедикит жанғо (Bénédicte Jeannerod) қатарлиқлар қатнашти.
шундақла, қирғинчилиқ вә қорқунчлуқ қийн-қистақларниң зийиниға учриғучиларни давалайдиған франсийәдики әң чоң писхикилиқ давалаш орни «пиримо-леви мәркизи» (Centre Primo Levi) дохтурлири, тибәт вә хоңкоң йашлар һәрикити мәсъуллири, франсийәдики асийа мустәмликичиликигә қарши туруш уйушмилири вәкиллири, шундақла «дунйа гезити» (Le Monde) вә «франсийә хәлқъара радийоси» (RFI) қатарлиқ ахбарат васитилириниң мухбирлириму мурасимдин орун алди.
паъалийәтниң иккинчи қисмида, франсийә сотсийалистлар партийәсиниң башлиқи, франсийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдурған вә парламенттики тунҗи «уйғур гурупписи»ниң башлиқи оливер фор (Olivier Faure) келип, уйғурлар билән бир үстәлдә сәмимий сөһбәттә болди.
«йавропа уйғур иниститути» 2019-йили йанварда қурулғандин тартип, париж шәһәр мәркизидә паъалийәтлирини давамлаштуралайдиған вә барлиқ уйғурлар йиғилип, дидарлишип, бирликтә паъалийәт елип баралайдиған бир орун тепишқа тиришқан. кейинки йилидин тартип, париж шәһәрлик һөкүмәткә илтимас сунуп, уйушмиларға мувапиқ баһада бир бина тепип беришни тәләп қилған. 2021-йили 9-мартта, париж шәһәрлик кеңәш омумий аваз билән бу тәләпни мақуллиған. ахири 2025-йили бу бина шәһәрлик һөкүмәт вә «йавропа уйғур иниститути» тәрипидин бекитилип, сентәбирдә икки тәрәп арисида тохтам имзаланған. шундин бери, бир қанчә уйғур уста нәччә ай һәқсиз ишләп, бина ичини уйғур мәдәнийитини әкс әттүридиған услубта зиннәтләп, қурулушни асасән тамамлиди.

бу мәркәздә оттура асийа услубидики чайхана, уйғурлар вә оттура асийаға аъит мәхсус кутупхана, париж уйғур мәктипи, шундақла диъаспора әзалириға қануний вә писхикилиқ йардәм бериш мулазимәт орунлири бар. пүтүнләй пидаъийларниң күчи билән паъалийәт қиливатқан «йавропа уйғур иниститути» бу бинани башқуруш үчүн бир нәпәр уйғур хадимни йерим күнлүк хизмәткә қойди.

бина һәр һәптиниң чаршәнбә, пәйшәнбә вә шәнбә күнлири чүштин кейин сиртқа ечиветилиду; йәкшәнбә күни болса, балиларниң бихәтәрликини көздә тутуп, пәқәт «париж уйғур мәктипи» үчүнла хизмәт қилиду. бу шундақла, дунйаниң һәр қайси җайлиридин парижға кәлгән уйғурларниң буниңдин кейин өз өйидәк кирип өтидиған бир мәдәнийәт макани барлиғидин дерәк бериду.
«йавропа уйғур институти» уйғур диъаспорасдин мунуларни үмид қилидиғанлиқини билдүргән:
биз барлиқ вәтәндашларниң қолидики уйғурларға аъит түрлүк тиллардики китабларни вә мәдәнийәт буйумлирини иниститутимизға совға қилишини, шундақла бинаниң иҗарә вә башқа чиқимлирини қамдаш, мәркәзниң хизмәт даъирисини техиму кеңәйтиш үчүн малийә җәһәттин иъанә қилишини сәмимий үмид қилимиз.
муһәрири: гүлқиз