шөһрәт һошур
идлибта мәлум қәвити өтмә-төшүк болуп кәткән йаки бир бурҗики пучулуп кәткән биналар бәк көп икән. бу биналарниң бир қисми аз-тола ремонт қилинип ишқа кириштүрүлүпту; көп қисми өз һалида. майор генирал абдулъәзиз давутниң иштаби урушта зәхмиләнмигән йаки бәлким толуқ ремонт қилинған сарай сийақидики көркәм вә катта бир бина икән.
қору дәрвазисиниң қоңғуриқини басқинимиздин бәш минутчә кейин, дәрваза ечилди вә икки қаравул бизни қоруға башлиди. биз қору ичидә 100 метирчә маңғандин кейин бина ишикигә кәлдуқ, бу йәрдә йәнә икки қаравул бизни бина ичигә башлиди вә лефит арқилиқ бинаниң үст бир қәвитигә елип чиқти. лефиттин чиқишимизға генирални көрдуқ. у бизни һәшәмәтлик безәлгән вә ай йултузлуқ көк байриқимиз есилған чоң ишханисиға башлап кирди. бу күнгә қәдәр мән абдулъәзизни һәрбийчә форма йаки афғанларниң йәрлик кийими биләнла көргән идим; бүгүн уни тунҗи қетим қара кастум-бурулка билән бир дипломат сийақида көрүшүм иди. бу, бүгүн хәлқъара сәһнидә сийасий чолпанға айланған әхмәт шара вә униң министерлиридин һеч пәрқсиз бир көрүнүш, пәрқсиз бир турқ иди.
салам-сәъәттин кейин, генирал америкидики уйғур җамаъитиниң вә һәр қайси дөләтләрдики уйғур паъалийәтчиләрниң һал-әһвалини сориди. ғоллуқ паъалийәтчиләрниң һәммисиниң дегүдәк исимлирини атап хизмәтлиригә йуқури баһа бәрди вә гәп арисида: «биз техи хәлқимиз үчүн һеч иш қилип берәлмидуқ» дәп уһсинди. бу уһсиниш һарәмдики зийаритимдә «урушта ғәлибә қилдуқ, әмма ғәлибимиздин пәхирлинәлмидуқ, чүнки алдимизға қарши елип чиққан хәлқ арисида уйғур йоқ!» дегән командир абдурахмән қариниң уһсиниши билән охшаш иди.
мәнчә буларниң әслидә иптихарлинишқа тегишлик нәтиҗилири хели бар иди. еғизимда: «қолуңлардин кәлгәнни қиливатсиләр» дедим, әмма ичимдә шуларни пичирлидим: шундақ, дүшмәнниң — хитайниң техи бурнини қанатмидиңлар, әмма дүшмәнниң йүрикини узақта туруп покулдитиватисиләр. мәвҗудийитиңлар билән, җүмлидин саниңлар билән хитайниң «бөлгүнчиләр бармақ билән санивалғудәк аз санда, мутләқ көп сандики уйғурлар биз билән бәхтийар йашаватиду» дегән сәпсәтисини инкар қилдиңлар; сүрийәлик өктичиләрни дәмәшиқтә түрмидин қутқузғандәк, лагердики бир уйғурни қутқузуш имканиңлар болмиди, әмма шу қараңғу камердикиләргә, зәпириңлар арқилиқ йиңниниң учидәк болсиму азадлиқтин, қисас елиништин үмид нури бериватисиләр; техиму муһими шамни азад қиғанда хитайға қарши бәргән тарихй байанатиңлар билән миллий-сийасий ғайәңларни дунйаға җакарлидиңлар; шәрқий түркистан дәвасиниң бир мәзлумлар йиғиси, дәрт-шикайәт дөвиси, әрзхорлуқ һәрикити әмәс, бәлки бир қан дәваси, земин дәваси, миллий азадлиқ күриши икәнликини йәнә бир қетим испатлидиңлар; техиму муһими, уйғур хәлқиниң нөвити кәлгәндә, пурсәт пишип йетилгәндә, өзлири үчүн өлүп берәләйдиған әзимәтлири- қораллиқ қошуни барлиқини дунйа дөләтлириниң есигә селиватисиләр…
бирәр саъәтчә ихтийарий сөһбәттин кейин, бинаниң ашхана қәвитигә чиқтуқ. мәхсус ашпәзләр тәййарлиған қәшқәрниң чинә ләғмини билән ғизаландуқ.
ғиза ариси сөһбәттиму уйғурлар вә хәлқъара вәзийәттики актип темилар һәққидә параң соқтуқ. генирал әхмәт шараниң америка зийаритиниң әһмийитини алаһидә тәкитлиди, мәнму сүрийәниң америка билән йеқинлишишиниң миллий мәнпәъәтимиз үчүн пайдиси һәққидә пәрәзлиримни қистурдум. қарашлиримиздики, пәрәзлиримиздики охшашлиқ сөһбәт кәйпийатиниң қизғинлиқини йәнә бир балдақ көтүрди, йеник чақчақ вә йумурғиму пас чиқти.
генирал параң арисида икки рәт ширәдики алмини ақлап маңа қош қоллап сунди. мән көрситиливатқан бу назакәт вә еһтирамға бираз чахчақ һаваси сиңдүрдүм:
— бомба атқан қолда алмниң бундақ чирайлиқ ақлинишини тәхмин қилмиғанидим…
— шундақ, һайат бир қолда бомба, бир қолда алма болған чағда гүзәл болидикән әмәсму,— деди у күлүмсирәп.
мән гәп билән болуп қачини бикарлашта кечикиптимән.
— әпәндим, ләғмән билән бәк елишип кетиватисиз, һамбургергә көнүп қалған охшимамсиз? — деди генирал ләғмәнни түгитип болалмай, техичә малтилап олтурғинимни ишарәтләп.
— олҗиниң тәмини толуқ бир тетип баққим бар, — дедим мән бу ғиза вә бу сарайиниң уруш олҗисиниң бир парчиси икәнлики вә униң қиммитини әскәртип.
бу чағда командир йәһйа гәп қатти:
— шөһрәткә, раһәт болуң, һамбургергә көнүп қалсақ мәйли, у җиңмома болмиғандикин!…
гениралму йәһйаниң гепини тәстиқлап «тоғра» дәп күлди.
бәк илгириләп чүшинивалған болушумму мумкин: бу йәрдә бир сийасий чақчақ болувататти; һамбургер вә җиңмома селиштурмиси арқилиқ америка билән хитай селиштурмиси, йәни сийасий мәйданда америкиға йеқинлишиш, хитайға йолимаслиқ пиринсипи ишарәтлинивататти.
йәһйа билән меһманханиға қайтиветип, гениралниң бу сарайға йүксәлгичә болған арилиқтики сийасий мусаписи һәққидиму параңлаштиқ. йәһйа кишилик мунасивәттә мулайим вә меһрибан бу қоманданниң җәң мәйданида башқа бир адәмгә айлинидиғанлиқи, бир нәччә қетимлиқ қийин өткәлдә сәпниң алдиға өтүп, җәңни ғәлибигә йетәклигәнликигә охшаш дастанларға тема болғудәк җәң кәчмиши барлиқини тилға алди; униң йәнә принсипал мәсилиләрдә қарариниң тез вә кәскинликини ейтип, мундақ бир мисални деди:
— фәтихтин (азадлиқтин) кейин, дуржилар районида қалаймиқанчилиқ болғанда, дөләт тәрәптин бизни бастурушқа буйрумиған иди. аримиздики қени қизиқрақ қериндашлиримиздин бирқанчиси бармақчи болуп тәййарланған икән. заһидкам (гениралниң җамаъәт ичидики нами заһид икән): «һәддиңларни билиңлар, у йәрдә бизниң ишимиз йоқ» девиди, улар җимиқти, биздин һечким бармиди.
— демәк, бундин кейин һәммә урушқа кирмәйдикәнсиләр-дә?
— дөләт бизни «тинч-хатирҗәм йашаңлар, өзүңларни йахши тәрбийиләңлар» дейиклик. сүрийәниң ички вә ташқи тоқунушлириға бизни арлаштуруш нийити йоқ, бу улар үчүнму биз үчүнму пайдилиқ бир иш.
мән йәнә гәп кочилап сорудум:
— сүрийәдә курд мәсилиси техи һәл болмиди, уларни америка қоллайду. күнләрниң биридә сүрийә билән курдлар арисида зиддийәт чиқса, сүрийә армийәси билән америка армийәси тоқунушуп қалса, силәрниң җәң мәйданида орун елип қелиш еһтималлиқиңлар барму?
— биз ундақ поқни йемәймиз,— деди йәһйа кесипла.
йәһйаниң бу гепиниң әскирий түзүм вә реъаллиқлар нуқтисидин қанчилик тоғрилиқи маңа ениқ әмәс, уни билишимму муһим әмәс; муһими, униң әнә шу «у поқни йемәймиз» дегән гәпни қилғандики кәскинлики.
миллий мәнпәъәт мәсилисидики сәзгүрликни ипадиләйдиған бундақ бир байанни түркийәдики чеғимда җамаъәтниң шу йәрдики вәкилиниң еғизидин мундақ шәкилдә аңлиған идим: «рус армийиси бәшар әсәдкә һавадин йардәмлири йетишмигән чағда қуруқлуқтинму йардәм бәрди. шу чағда рус әскәрлири билән уруш базилирида удул кәлгән вақитлиримиз болди, лекин биз рус тәрәпкә актип һуҗумда болмидуқ, пәқәт мудапиъә шәклидә уруштуқ. чүнки, руслар бизниң қошнимиз, кәлгүсидә мәнпәъәтлиримизниң бир йәргә келип қелиш еһтимали бар, шуңа улар билән көврүкни бузивәтмәсликкә тириштуқ…»
бу мән сүрийәдики бир уйғур командирдин күткән истратегийилик нәзәр әмәс иди. демәк, җәңдики ғәлибә инсанниң роһини тикләпла қалмай, инсанниң әқлиниму йүксәлтсә, нәзириниму кеңәйтсә керәк.
париңимиз гениралниң сийасий мусаписиға қайтқанда, йәһйа йәнә шуларни тәкитлиди:
— бизниң шаръитимизда, қомандан үчүн җәңниң алдиға өтүш, җәңгә йетәкчилик қилишла купайә қилмайду; у йәнә җәңчиләрниң аъилә-тәвәбиъатлириниң турмуш мәсилисини һәл қилиши керәк; униң үстигә бу бир нәччә йүз әмәс, бирнәччә миң җанниң турмуши. уларниң морисидин түтүн чиқиши керәк. хотун-балилири хатирҗәм қилинмиған җәңчи бәзидә җәңгә қатнишишни рәт қилипла қалмай, техи исйанму көтүриду.
униң дейишичә бир қетимлиқ «исйан»ға җәңчиләрниң аъилә-тәвәбиъатлириға берилидиған 50 доллар тәминатниң вақтида берилмәслики сәвәб бопту. аъилә тәминатини алалмиған командирлар һәтта заһид қоманданға вастилиқ «ултематум» йоллапту: «тәминатни бир һәптә ичидә берәлмисиә , қомандан вә йардәмчилири ишлитиватқан машинилирини сатсун.»
мән бу «исйан»динму сөйүндүм. бу җамаъәт ичидики қоманданға әгишиш йалғуз еғизидики нутуққа, җәңдики җасарәткә болған қайиллиқтин әмәс, бәлки бир җамаъәтниң омумий мәсилилирини һәл қилалайдиған универсал мәмурий иқтидарға тайанған икән.
йәһйа йәнә шуниму қошумчә қилди:
«адәм бар йәрдә охшимиған пикир болиду, өктичилик болиду, бәзидә заһидкамдинму нарази кишиләр чиқип қалиду. улар билән сөзләшкәндә дегиним шу: «әгәр сән җәңдә алдида маңалисаң, бир түркүм командирларни әтрапиңға топлийалисаң, техиму муһими җамаъәтниң %70 ниң қорсқини бақалисаң, мән сениң кәйниңдин әгишимән.»
мушу кәмгичә әскирий қоманданниң хәлқни беқиш вәзиписи болидиғанлиқини әқлимгә кәлтүрмигән икәнмән. бу нуқтини полковник җалалидин билән истанбулда наштида биллә болған вақтимизда, униң еғизидин мундақ аңлиған идим: «әтрапимиздики әнсар (әрәп) вә муһаҗир гуруппиларниң рәһбәрлири билән уруқ-туғқандәк йеқин өтимиз, бир-биримизни бәк һөрмәтләймиз, шундақ болсиму йәнә бәзидә өзимизниң һәққини елиш үчүн аридики йүз-хатирини бир чәткә қайрип қойушқа тоғра келидикән. бир қетим хәлқъарадин (мәлум бир әрәп дөлитидин) кәлгән йардәм пулини гуруппилар ара тәқсимләш болди. қарисақ бизгә тәқсимләнгини хелила аз. пул тәқсимлинип, йиғин тарқилиш басқучиға кәлди. бу тәңсизликкә һечким диққәт қилмиди. ахир заһидкам орнидин чачрап туруп, қайтишқа тәмшәлгәнләрниң йолини тости: <тохтаңлар. бизму бар бу җәңниң ичидә, арқа йаки оттура сәптә әмәс, алдинқи сәптә…> заһидкамниң авазиниң йуқирилиқидин чөчүдиму йаки тәқсиматтики хаталиқни дәрһал тонидиму, салағиму еһтийаҗ қалмиди: заһидкамниң гепиниң ахири чүшмәй туруп, һәммиси сомкисидики пулдин бизгә айриди; андин қарисақ, бизниң алғанимиз бәкла ошуқ; алғанимизниң бир қисмини дәрһал йәнә: <бу бизгә артуқ> дәп қайтурдуқ; бир нәччә қомандан көзигә йаш алди вә бизни қучақлиди…»
демәк, қомандан үчүн җәңдә утушла әмәс, йәнә дипломатийәдиму бош кәлмәслик, бәзидә мәртлик, бәзидә мәрданилиқ билән сәбдәшлириниң көңлини утуш, җамаъәтниң һәққини қоғдаш керәк икән.
бу күнки зийарәттин калламдики «сүрийәдики уйғурлар қандақ болуп бир тәшкилат, бир қомандан астида бирлишәлиди?» дегән суъалға қисмән болсиму җавап таптим: қоманданларниң бир қолида бомба, бир қолида алма болғачқа; муһәббәт вә нәпритини җайида ишлитәлигән, меһрибанлиқни бир-биридин айимиған, дүшмәнгә қәһрини мәркәзләштүргән болғачқа; келишәлмигәндә пикирлишип, өзъара йол қойушқан, бир-бирини әпу қилған болғачқа; техиму тоғриси, әқидилиригә мас һалда пәйғәмбәр әхлақини үлгә алған, саһабиләрниң йолини тутқачқа.
(давами бар)
әскәртиш: аптор йеқинда сүрийәни зийарәт қилип, уйғур җамаъити билән биваситә пикир алмаштурған вә бир йүрүш йазмиларни йазғаниди. «уйғур почтиси» охшимиған пикирләргә сәһнә бериш пиринсипи бойичә, бу йазмиларғиму орун бәрди. бу йазмиларда оттуриға қойулған пикир вә көзқарашлар апторниң өзигә хас болуп, «уйғур почтиси»ниң мәйданиға вәкиллик қилиши натайин.