абдурәһим парач

1997- йили 25- май сәһәрдә пәйзиват наһийәсиниң қизилбойи йезисиға қарашлиқ султанъериқ кәнтидә хитай һөкүмитигә вә униң уйғурларға қаратқан бастуруш сийасәтлиригә қарши шуъарлар йезилған варақ вә пилакатлар байқилиду. 

бу шуъарлар бир нәччә хил пучурка билән қолда йезилған болуп, кәнттики 50 дин артуқ аъилиниң тамлириға, кәнт башланғуч мәктәп дәрвазиси билән кәнт комтети қоруси дәрвазисиниң оң-сол тәрәплиригә вә тамлириға чапланғаниди. униңдин башқа, султанъериқ башланғуч мәктәп қоруси билән султанъериқ кәнт комтети қорусиниң алдидики чоң йол үстигә шуъар йезилған икки пилакат есилған болуп, улар бир метир кәңликтики узун ақ рәхиттин йасалғаниди. бу шуъарлар йәттә хил мәзмунни өз ичигә алған болуп, «хитай компартийәси йоқалсун!», «сийасий мәһбуслар қойуп бирилсун!», «диний чәклимиләр бикар қилинсун!», «хитай көчмәнлирини йөткәш тохтитилсун!», «һашар вә алваңлар бикар қилинсун!» дегән шуъарлар  50 парчидин артуқ қәғәзгә йезилған; икки пилакатқа «пиланлиқ туғутқа қарши туруп, әвлатлиримизни қоғдайли!», «хитайларни қоғлап чиқирип, зулум вә тәңсизликни йоқитайли!» дәп йезилғаниди.

өз һойлисиниң йол тәрәптики темиға чапланған «хитай компартийәси йоқалсун!» дегән шуъарни түнҗи болуп көргән султанъериқ кәнтиниң сабиқ секиртари турди әла өң – сөли өчкән һалда йүгүргиничә кәнт комтетиға йитип килип, шу чағлардики бирдинбир алақилишиш васитиси болған симлиқ телефун арқилиқ бу ишни йезилиқ сақчиханиға мәлум қилиду. наһайити тезла йитип кәлгән сақчилар вә қораллиқ әскәрләр кәнттики пүтүн аһалини (250 әтрапида) сүр-тоқай қилип, кәнт һойлисиға йиғиду, һәтта туғутлуқ йатқан айаллардин тартип, җан талишиватқан кесәлләргичә бириниму қоймайду һәмдә һәр бир өйни ала қоймай ахтуруп чиқиду. 

сақчилар кәнттики чоң-кичик, әр-айал һәммә адәмни үч кечә-күндүз айрим-айрим сорақ қилиду; сорақ җәрйанида бу кишиләрни тәһдит вә қийин-қистақлар билән қорқутиду һәмдә һәр бир кишини бир қанчә қетимдин хәт йаздуруп, һәр хил шәкилдики пучуркисини алиду, әмма һечқандақ йип учи тапалмайду. шундақтиму, 12 кишини тутқун қилип, пәйзиват наһийәлик қамақханиға елип кетиду.

 28- май сәһәрдә, 40 қа йеқин сақчи вә қураллиқ әскәрлардин тәшкил тапқан йәнә бир гуруппа йеңиъаймақ дегән қошна кәнткә йитип келип, охшаш шәкилдики ахтуруш вә суъал-сорақни башлайду. икки күнлүк қаттиқ тергав җәрйанида төт киши тутқун қилинип, наһийәгә елип китилгән болсиму, йәнила һечқандақ нәтиҗә чиқмайду. бу вақитта, қәшқәр вилайәтлик партикомниң секритари йав йуңфең «пүтүн йезида, һәтта зөрүр тепилса пүтүн наһийәдә охшаш усулни қоллинип, җинайәтчиләрни қәтъий тепиш» һәққидә кәскин буйруқ чүшүриду һәмдә техиму көп сақчи вә әскәр күчи аҗиритиду.

30- май, йеңиъаймақ кәнтигә қошна болған аппақхоҗа кәнтидә тәкшүрүш башлиниду вә қораллиқ әскәрләр кәнттики чоң-кичик, қери-йаш пүтүн аһалини зораванлиқ билән кәнт һойлисиға йиғиду. сақчилар йиғилған кишиләрни айрим-айрим һалда һәрхил усуллар билән қийин – қистаққа елип сорақ қилиду; қайта – қайта хәт йаздуруп пучуркисини алиду. 

сақчилар пучуркилар техникилиқ анализ қилғандин кийин, дәсләпки қәдәмдә абдиришит моллақ (48 йаш) қатарлиқ үч кишини тутқун қилиду вә қаттиқ қийин-қистаққа алиду. икки қолидин кәнт ишханисиниң торусиға есип қойулған вә тайақ зәрбисидин бәдәнлири титма-титма болуп кәткән абдиришит моллақ ахир бу шуъарларни өзиниң йазғанлиқини, җамал сәмәт (47 йаш) вә сийит ели (56 йаш) исимлик икки шерикиниң барлиқини иқра қилиду. техникилиқ анализму абдиришит моллақниң пучуркисини дәлилләйду. җамал сәмәт билән сийит ели қаттиқ қийин-қистаққа елинип сорақ қилиниду. бу җәрйанда, сийит елиниң оң путиниң пайхан сөңики кәтмән сепи билән уруп сундуривитилиду. ахирда бу иккийләнму иқра қилиду вә наһийәлик қамақханиға елип кетилиду һәмдә таки 5- ийулғичә һәр хил қийин – қистақларға елиниду.

авғустниң ахири, «ишни сийит ели пиланлиған, шуъарларни абдуришит моллақ йазған, җамал сәмәт иҗра қилған» дегән мәзмунда һөкүм чиқип, қәшқәр вилайәтлик җ х идариси тәрипидин үч йиллиқтин «әмгәк билән тәрбийәләш» җазасиға буйрулиду вә конишәһәр наһийә муш йезисиға тәвә бир сайлиққа җайлашқан қәшқәр вилайәтлик әмгәк билән тәрбийәләш орниға елип берилиду. дәсләптә, улар бу әмгәк лагиридики нәччә йүзлигән уйғур сийасий мәһбуслар билән биллә һәр күни 10 саъәттин 14 саъәткичә шеғил колашқа селиниду; кейин сейит ели қәшқәр шәһәрлик вап сүт фермиси йенидики  бир хумданға, абдиришит моллақ болса қизилсу области улуғчат наһийәси тәрәптики бир һак таш парчилаш завутиға әвәтилиду. бир мәзгилдин кейин, җамал сәмәтниң сорақ җәрйанидики тайақ зәрбисидин пәйда болған кесили еғир әмгәк түпәйлидин күчийип кәткәчкә аъилисигә кепилликкә бирилиду. шундақ қилип, бу үчәйлән қаттиқ қийин – қистақ, үч йиллиқ еғир җисманий әмгәк вә еғир роһий бесимларни баштин кәчүрүп, 2000 йили 6- айда җаза муддити тошуп қойуп бирилиду.

әскәртиш: мәзкур байан-апторниң вәқәниң бивастә қатнашқучилири вә гуваһчилири билән илип барған сөһбитигә асасән рәтләп йезилған.

парач: ‍уйғур почтиси тәһрири, 2023- йили әрҗийәс университетиниң «түрк тили вә әдәбийати» бөлүмидә «қәшқәр вилайитиниң хитайчә селиштурма шәкилдики йәр-җай намлири» намлиқ диссертатсийәси билән аспнрантлиқ оқушни утуқлуқ тамамлиған. 2018 вә 2019- йиллири түркийәдә онур нәширийати тәрипидин «вәтәнсиз күй», «һиҗран тиниқлири» намлиқ икки парчә шеъирлар топлиминәшир қилинған. униңдин башқа «Kumru», «Güncel Sanat»… қатарлиқ түркчә журналларда шеъирлири елан қилинған. 2023- йили түркийәдә нәшир қилинидиған «Uluslararası Uygur Araştırmaları Dergisi» дә «қәшқәр шивисидә р вә й үзүк тавушлириниң чүшүп қелиши билән шәкиллинидиған узун созуқ тавушлуқ сөзләр»намлиқ мақалиси илан қилинған.