абдувәли айуп

бүгүн 17-нойабир сәһәрдин башлап сүрийәдики ‍уйғурларниң хитайға қайтурулуш темиси қизип кәтти. гәрчә бу хәвәрни сүрийә ташқи ишлар министерлиқи йалғанға чиқарған болсиму гәпниң айиғи бесилмиди. уйғурларниң қайтурулуп кетиш хәвипи франсийә бирләшмә хәвәр агентлиқидин башқа ахбаратларға йейилип, һәр қайси тилларда бәс бәс билән хәвәр қилинған билән, учурниң натоғрилиқи тоғрилиқ хәвәр анчә кәң таралмиди.

сүрийәдики уйғурларниң қайтурулмайдиғанлиқи ениқланди, әмма муһаҗирәттики уйғурларниң чүшәнчисидики ениқсизлиқ, көңлидики пәришанлиқ тумани техи тарап кәтмиди. хәвәрдә санниң немә үчүн 400 дейилгәнлики, немә ‍үчүн ташқи ишлар министрлиқидики икки әмәлдарниң франсийә мухбириға шундақ дегәнлики кишини гуманға салиду. әҗәба шамал чиқмиса дәрәх лиңшармиди?

муһаҗирәттики уйғурларниң сүрийәдики уйғурларниң қайтурулуш иһтималлиқини аңлиғандики бисәрәмҗанлиқини чүшинишкә болиду. биздә «йиландин қорқуп кәткән арғамчидинму қорқупту» дегән мақал бар. тайландниң техи сәккиз айлар бурун 40 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнлики мусапир уйғурниң йүрикини әзгәчкә 400 уйғурниң сүрийәдин қайтурулуп кетиш хәвипи сарасимә йаритиши нормал.

һалбуки сүрийәдики уйғурлар муһаҗирәт дунйасидики һеч бир уйғурларға охшимайду. улар сүрийәгә панаһлиқ тиләп, мәбләғ селип, йаки хизмәт билән көчүп кәлгән әмәс, бәлки хитайниң қолида, зулум очақлирида пучулиниватқан ача сиңил, ака иниләрни қутқузуш үчүн қораллиқ тәлим елишқа кәлгән, шу җәрйанда өзигә чениқиш пурсити бәргән сүрийә хәлқигә йаридәмлишип азатлиқ урушиға қатнашқан, һәмдә бултур нуйабирда сүрийәни азат қилған бәш күчниң бири болуп ғалипларниң қатаридин орун алған.

сүрийәдики уйғурларниң хитайға қайтурулуш мәсилиси пәқәтла ахбаратчиларниң базар қизитиш үчүн, әтраплиқ дәлиллимәйла тарқатқан һекайәсидур. бу һекайә, нә сүрийәдики мәмурий, һәрбий әмәлийәткә, нә хәлқъара вәзийәткә, нә җуғрапийәлик сийаси рейаллиққа, нә уйғурларниң өзиниң нопузлуқ орниға уйғун кәлмәйду.

уйғурларни сүрийәдин хитайға қайтуруш дегән уқум һазирчә техи параң темаси әмәс, ундақ гәп ғәйвәт болупму мәвҗут болмайду. чүнки уйғурлар бүгүн сүрийәдә қоғлиниш хәвпидә қалған әмәс, сүрийә хәлқини ички вә ташқи вәһимидин қоғдаш бурчини өтәватқан күч. улар сүрийә дөләтиниң азат қилғучилири, қоғдуғучилири вә қурғучилири. уйғурлар қоғланса йеңи сүрийәниң азатлиқи тәврәп қалиду.

уйғурлар сүрийәдә бир қошунниң игиси. дөләт армийәсиниң бир қанити. хитай сүрийәдики уйғурларни тәләп қилса, сүрийә дөләт армийәсниң әскирини тәләп қилған һесаплиниду. һеч бир дөләт ‍өз әскирини йат әлгә өткүзүп бәрмәйду.

уйғурлар һәр заман қораллиқ, улар бири келип тутуп кәтсә қол қоштуруп кәйнидин маңидиған йаваш зәйпанә һаләттә әмәс. улар әскәр, һәммәйләндә өзини қоғдайдиған сапа, қорал вә иқтидар бар. һәммәйлән он нәччә йиллиқ уруштин сақ чиққан ғазилар. уларни бири бағлап, кишәнләп елип меңишқа петиналмайду.

уйғурларниң өзигә мәнсуп мәмурийәти бар. уларниң сақчи, бихәтәрлик күчлири бар. улар өз райунида йүз бәргән һәр қандақ аманлиқ, бихәтәрлик, иқтисади вә җинайи ишлар дилосиға өзи игә болуду. разветка қилиш, тутушни тәстиқлаш, қамаш, сот ечиш қатарлиқ барлиқ қануни тәртипләрни бир тәрәп қилидиған хадимлар бар. сүрийә дөләти техи бирәр уйғурни һәр қандақ сәвәп билән тутуп бақмиди.

йеқинда америка һөкүмити сүрийәдики уйғурларниң армийәдә давамлиқ қелишиға йешил чирақ йақти. райундики моһим дөләтләрдин болған исраъилийә вә түркийәму америка йаққан бу йешил чирақни өчүрмәйдиған иттипақдаш. әхмәт әлшараму уйғурларниң пуқралиққа еришидиғанлиқини тәкитлиди. сүрийәдә бир қанчә уйғур мәһәллиси қурушниң тәййарлиқи ишлиниватиду. мениң асаслиқ мәсъуллардин игилишимчә уйғурларниң пуқралиқи вақит мәсилиси. әгәр йеқинқи айларда уйғурлар сүрийә пуқрасиға айланған тәқдирдә хитай әмәс, һеч бир дөләт сүрийәниң паспортини көтүргән бир пуқрасини маңа қайтуруп бәр дейәлмәйду.

навада сүрийә қайтуруп бериши мумкин дейилсә, күрт мәмурийити башқуруватқан роҗавада әсирликтә туруватқан уйғур айаллар вә балилар есимизгә келиду, әмма буму бир қуруқ параң. чүнки хитай уларни елип кәтмәкчи болса бәшир әсәтниң вақтида синайтти. йаки кейинки күрт мәмурийити билән бәшир әсәт һөкүмити итипақлашқан йилларда күчәйтти. б д т ниң қоли билән һеч болмиғанда сорақ болсиму қилип бақатти. хитай буларниң һеч бирини қилалмиди. бәлки қизиқмиған болушиму мумкин. бәлким хитайниң имкани, күчи йәтмигәнду. бәлким унчә пул хәҗләп дунйада рәсва болушни халимиғанду. чүнки у айал балилардин хитайға һеч бир хәвп кәлмәйду, улар сүрийәгә қойуп берилсәму хитайниң мәнпәъәтигә хирис кәлтүрмәйду.

һазирқи сүрийә һөкүмити уйғурни қайттурмайду. мән еришкән хәвәрләрдә һакимийәтниң хитайға буни очуқ ейтқанлиқи тәкитлиниватиду. һалбуки, немә үчүн сүрийә һөкүмитидә бундақ бири ашкарилап бири инкар қилидиған ғижғижлар чиқиду? сәвәби мәнчә йеңи һөкүмәт тәркибидә ишләватқан әсәттин қалған кона әмәлдарлар, бурунқи дәмәшқ мәнпәъәтдарлар горуһи дегәнләр һөкүмәткә болған наразилиқини мушундақ писилдақ чиқирип ипадиләватқан болуши мумкин. йаки сүрийә җәмъийитидә хитайдин мәнпәъәтлинип көнгән бир тәбиқә кишиләр шундақрақ бир хийални қилип, уйғурларни тартуқлап хитайдин нәп үндүрмәкчи болуватқанду, вә йаки әхмәт әлшараниң хитай зийарити алдида мухбирлар мушундақ темаларни ташлап базар қизитиватқан болуши мумкин.

бүгүнки сүрийәниң уйғурни қайттурмайдиғанлиқи мәңгүлүк шундақ қилидиғанлиқини чүшәндүрмәйду. сүрийә һазир бир демократик дөләт болушқа қарап кетиватиду. һазирқи һөкүмәт бир өткүнчи һөкүмәт болуп, сүрийәдә кәлгүсидә омуми сайламниң болуши, йеңи һөкүмәтниң тәшкиллниши ениқ. бәлким бәш йилдин кейинки йеңи һөкүмәт шараниң сәпдиши болған уйғурни тонимаслиқи, қошунни әрәпләштүрүши, әсли сүрийәлик болмиғанларни чәклиши мумкин. әмма у бир иһтималлиқ, йәнә бир иһтималлиқ, сүрийәдә кейинки бәш йилда һөкүмәт алмишип, уйғурлар қоғланғичә хитай лиңшип қелиши, сүрийәдики қошунимиз һуҗум қилип берип поскайған хитайчә комунист һакимийәтини гум қилип, ши җаллатни вә уйғурға ирқи қирғинчилиқ қилған барлиқ җинайәтчиләрни адаләт сотиға йалап елип баридиған қәһриманларға айлинип қелишиму мумкин.

әскәртиш: аптор йеқинда сүрийәни зийарәт қилип, уйғур җәмъийәтлири билән биваситә пикир алмаштурған вә бир йүрүш йазмиларни елан қилғаниди. «уйғур почтиси» охшимиған пикирләргә сәһнә бериш пиринсипи бойичә, сүрийәдики уйғурлар һәққидиму мустәқил авазға орун бәрди. обзорларда оттуриға қойулған пикир вә көз-қарашлар апторниң мустәқил пикри болуп, «уйғур почтиси»ниң мәйданиға вәкиллик қилиши натайин.