зулһайат өткүр

йеқинқи йиллардин буйан көплигән хитай таратқулирида қараханийлар ханлиқиға аъит мис йармақ вә бу йармақларниң үстигә чүшүрүлгән «тавғач »сөзи хитайниң нөвәттики «хитай ортақ кимлики» чүшәнчиси тәшвиқатиға бағлинип тәшвиқ қилинмақта.

«хитай ахбарат тори», «шинҗаң гезити» қатарлиқ хитайдики нопузлуқ ахбарат васитилириниң 21-сентәбир хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити үрүмчи, қәшқәр вә турпан қатарлиқ шәһәрләрдә, шундақла хитайниң һәрқайси өлкә-шәһәрлиридә қараханийлар ханлиқиға аъит болған қәдимки йармақларни нурғун қетим көргәзмә қилған. йәнә таратқулардин еришкән мәлуматларға асасән, хитай даъирилириниң қараханийлар дөлити тәңгә пуллириниң йүзигә чүшүрүлгән хәтләрни суйъистимал қилип, «йеңи сәпсәтә» ләрниму базарға селиватқанлиқи мәлум болди.

бу һәқтә хитай зади немә дәйду? алди билән хитай тәшвиқат даъирилириниң «тавғач» сөзини өзиниң сийасий тәшвиқатиға қандақ хизмәт қилдурғанлиқиға нәзәр селип бақайли.

1980-йили вәтинимизниң артуш районидин,  11-әсирдә қәшқәрни әәркәз қилип қурулған  қараханийлар ханлиқи тәрипидин тарқитилған 130 килогирам еғирлиқтики мис йармақлар байқалған иди. бу хил йармақларниң йасилиш услуби хитай пул йасаш техникисиидин рошән пәрқлинидиған болуп, ойуп йаки қуйуп йасалмиған, бәлки соқуп йасалғанлиқи мутәхәссисләр тәрипидин испатланған. 

мәзкур йармақларниң үстигә чүшүрүлгән хәтләр вә сүрәтләргә асасән , бу дәврдә тарқитилған пулларни бирқанчә түргә айришқа болиду. дәрвәқә, қараханийлар ханлиқиниң тәңгә пуллири өзгичә алаһидилики вә тарихий қиммити билән дунйа илим саһәсиниң диққитини тартип кәлгән иди. бир қисим тәңгиләрниң алди йүзидә «аллаһдин башқа худа йоқтур, муһәммәд униң әлчисидур» дегән хәтләр; кәйни йүзидә «мусулманларниң игиси сулайман қдир тавғач хақан» дегән хәтләр бар. пулларниң қайси ханниң һөкүмранлиқ дәвридә соқулғанлиқиға аъит охшимиған көзқарашлар мәвҗут. һалбуки, пул йүзидики«тавғач хақан» аталғусиниң хан җәмәти затлириниң салаһийитини билдүридиғанлиқи наһайити ениқ бирһәқиқәт. бу һәқтә илгири қараханийлар хан җәмәтидикиләрниң әвладму әвлад «тавғач» вә« буғрахан» намлирини бирликтә қолланғанлиқиға аъит пакитлар бу нуқтини испатлап берәләйду.

хитай тәшвиқатчилири «тавғач хақан» сөзини аһаң тәрҗимииси бойичә, «桃花石可汗» (тавхуаши кехән) дәп атиған. улар йәнә «тавғач» аталғусиниң әйни вақиттики шималий соң ханданлиқини көздә тутқанлиқидин ибарәт өзлири ойдуруп чиққан «һәқиқәт» ни пәш қилип кәлмәктә. техиму күлкилик йери шуки, 11-әсирдә қәшқәрдә йашиған бүйүк уйғур әлламәси мәһмуд кашиғәриниң «түркий тиллар дивани» ни шипи кәлтүрүп, «китабта мәһмуд кашиғәри «чин» дәп атиған җайлар өз дәвридә җуңгони көрситәтти, «мачин» демәк , дәл соң сулалисидур » дәп билҗирлашмақта . хитай таратқулири йәнә, «бу мәнидин ейтқанда, <тавғач хақан> дегәнлик <бүйүк хақан йәни пүткүл җуңгониң хақани> дегәнлик болиду. бу бизгә, қараханилар сулалисиниң әйни вақитта хитай соң сулалисиниң бир тәркибий қисми икәнликини чүшәндүриду, шундақла ғәрбий дийардики бир қисим милләтләрниң әйни вақитта хитай ортақ земини чүшәнчисигә игә икәнликини испатлап бериду » дәйдиған тәшвиқатларни күчәп йаймақта.

хитай тәшвиқатчилириниң «тавғач» аталғусини ши җинпең дәвридики хитай ортақ гәвдиси бәрпа қилиш идеъологийәлик һәрикити үчүн қоллиниши,теги-тәктидин алғанда илмийлиқни көзгә илмаслиқ вә тарихий пакитларға әстайидил муъамилә қилмиғанлиқтур. бу қилмиш әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқини ассимилйатсийә қилиш пиланиниң бир қисми болуп, хәлқъараға өзиниң мустәмликичилик қилмишини ақлаш үчүн тәййарлиған йалған тарихий асаслиридин бири дәп хуласиләшкә болиду.

ундақта, алимлар «тавғач хақан» аталғуси һәққидә қандақ чүшәнчиләрни бәргән? бир қисим түркологлар вә уйғур әдиблири бу һәқтә, 11-әсирдә йезилған түркий тиллар қамуси«дивану-луғәтит түрк» вә дедактик әсәр«қутадғу билиг» қатарлиқ мәнбәләрдики «чин, мачин, тавғач вә тавғач хақан» аталғулириниң айрим-айрим һалда исламийәттин бурунқи вә кейинки қоллинилиш әһвали, шуниңдәк мәниси һәқққидә чоңқур мулаһизиләрни һәм тәтқиқатларни елип барған. тәтқиқат нәтиҗилири«тавғач» аталғусиниң, хитай тәшвиқатида көрситилгәндәк хитай территорийәсини әмәс, бәлки түрк-уйғур хәлқи йашиған земинларни көрситидиғанлиқини дәлилләп бериду.  шуңа хитай тәшвиқатчилириниң «тавғач» вә «тавғач хақан» аталғулирини вә уларниң охшимиған тарихий басқучлардики мәнилирини қара-қойуқ һалда бир-бириниң орниға дәсситиши, илмий пакитларға һөрмәтсизлик қилғанлиққа баравәр.

уйғур алими абдүшүкүр муһәммәд имин «чин вә мачин» аталғулириниң җуғрапийәлик уқуми һәққидә тохтилип, хитайниң соң сулалиси уқуми билән қариғуларчә арилаштуриветишкә болмайдиғанлиқини тәкитлигән иди.

уйғур әдиб ғалип барат әрк, мәһмуд кашиғәриниң дивандики көзқарашлирини тарихий пакитлар билән селиштуруп, бу һәқтә наһайити чүшинишлик формулани бизгә қалдурған, ғалип барат әрк әпәнди мундақ дәп қарайду: тавғач = мачин, хитай=чин болиду. мәһмуд кашиғәри заманисидин бурун у хәритидә көрсәткән «мачин » дегән җайларниң исми тавғач болған. мәһмуд кашиғәри заманисиға кәлгәндә тавғач дейилмәстин«мачин» дәп аталған. шуңа мусулман уйғурларниң нәзәридә тавғач һәргизму «мачин» ни көрсәтмигән. 

йәнә бир мисал көрсәткәк, қурбан туран әпәндиниң 1997-йили«шинҗаң тәзкириси» журнилида елан қилинған«табғачқа ениқлима»намлиқ илмий мақалисидиму, бир қисим рус түркологларниң тәтқиқатлири вә қәдимки уйғур тилидики материйалларға асасән «тавғач» аталғусиниң исламийәттин бурунқи қоллиниш әһвали һәққидә анализ елип берилған болуп, ғалип барат әркниң көзқаришини қоллайду. қурбан әпәнди 6-әсирләрдә көк түрк дәвридики «мәңгү таш абидилири» дә көрүлгән «табғач» сөзиниң илгири хитай йаки җуңгони көрсәткән болсиму, кейин қараханийлар сулалиси дәвригә кәлгәндә, аһаңдашлиқ җәһәттин «тавғач» сөзигә өзгәргәнлики,  мәнә җәһәттинму зор өзгириш йүз берип, бу аталғуниң «хитай» ни көрсәтмәйдиған болғанлиқи, әксичә «мачин» елиниң нами сүпитидә ишлитилгәнлики көзқаришини илгири сүриду.

хитай һөкүмити тәшвиқатчилири нөвәттә қараханийлар ханлиқи қәдимки тәңгилирини хитайлар билән уйғурларниң иттипақлиқ вә уйушишиниң тарихий бирликини ипадиләйду дәп җар салмақта. бу тәшвиқатчиларниң қолидин келидиғини пәқәтла давраң селиш вә тарихни бурмилап көрситиш. ишинимизки, илмий пакитлар вә илмий йәкүнләр алдида, хитай тәшвиқатчилири өз-өзини мат қилиду вә өзиниң сийасий ойуниниң қурбаниға айлиниду, халас.