уйғур почтиси, 19- йанвар

3. күлрәң райондики қануний күрәш

мәлум болушичә, һиндистан башқурушидики кәшмир районида, сийасий вә бихәтәрлик сийасәтлири арисиға қисилип қалған нурғун дилолар мәвҗут икән. әмма адвукат лассуниң нәзәридә бу үч уйғур йашниң делоси һәммидин пәрқлиқ. чүнки бу үч ‍ака-ука үстидин һечқандақ конкрет җинайи әйибнамә йаки сийасий иддиъа йоқ болуп, уларниң бирдинбир ечинишлиқ реъаллиқи — әмди «һечқандақ дөләткә тәвә әмәслики» болуп қалған.

адвокат лассу «аммиви бихәтәрлик қануни» (PSA) ни бикар қилиш үчүн йоллиған 27 бәтлик әрзнамисидә, бу үчәйләнниң вәзийитини хәлқъара қанун даъирисидики «халиғанчә тутқун қилиш» (Arbitrary Detention) дәп сүпәтлигән. лассуниң қаришичә, дөләт һечқандақ җинайәт артқили болмиған бу үч нәпәр уйғурни пәқәт уларни қандақ бир тәрәп қилишни биләлмигәнлики үчүнла мәҗһуллуққа мәһкум қилған. бирақ, һиндистан даъирилири бу қануний садаларға җаваб бәрмигән;  «аммиви бихәтәрлик қануни»ниң қарарлири һәр алтә айда бир қетим сүкүт ичидә йеңилинип, бу үчәйләнниң ташқи дунйа билән болған бағлинишини техиму суслаштурған.

2019- йилидин башлап, лассу дело материйаллирини б д т мусапирлар мәһкимиси (UN refugee agency) вә б д т мусапирлар алий комиссарлиқиниң (UNHCR) алақидар хизмәт гуруппилириға сунған. әркин асийа радийосиниң хәвиригә қариғанда, б д т тәрәптин кәлгән бирдинбир инкас делониң «тәкшүрүлидиғанлиқи» болған, лекин бу тәкшүрүш һазирғичә нәтиҗә бәрмигән. уйғур мәсилиси 2017- йилидин кейин хәлқъара күнтәртипкә кәлгән болсиму, бу ака-укилар 2013- йилидин бери тутуп турулуватқанлиқи сәвәблик, уларниң делоси хәлқъара органлар нуқтисидинму бир «күлрәң район» (Grey Zone) ға айлинип қалған. 

бу ака- укилар үчүн әң үмидлик таллашлардин бири — канаданиң «M62» мәхсус қоғдаш пирограммиси иди. бу программа хәвп астидики уйғурларни үчинчи бир дөләткә орунлаштурушни (Third-country resettlement) нишан қилатти. адвокат лассу таратқуларға бәргән зийаритидә бу түргә илтимас қилидиғанлиқини ейтқан. 

бирақ, җәрйанниң пәрдә арқисида наъиниқ мәсилиләр бар иди. канададики уйғурларниң һоқуқини һимайә қилиш қурулуши (URAP – Uyghur Rights Advocate Project) ниң иҗраъийә дериктори вә M62 пирограммисиниң йетәкчилиридин бири болған мәмәт тохти әпәнди «уйғур почтиси»  ниң бу һәқтики соъаллириға җаваб берип, мәсилиниң рәсмий вә дипломатик қатлими һәққидә тохталди: «бу үч уйғурниң салаһийити һечқачан ениқ сунулмиди. кимлик дәлилләнмисә (Identity verification), һечқандақ дөләткә илтимас сунғили болмайду. бу үчәйләнниң кимликигә даъир һечқандақ рәсмий һөҗҗәт йоқ; адвукаттин лазимлиқ учурларни тәләп қилдуқ, әмма бизгә тәминләнгән учурлар йетәрлик вә ениқ әмәс. бу үч уйғурға алақидар рәсмий һөҗҗәтләр, немә үчүн тутулғанлиқи вә тутуп туруш муддитиниң немә үчүн һәр алтә айда бир узартиливатқанлиқиға даъир қануний асаслар бизгә сунулмиди.»

бу һәқтә «уйғур почтиси» намидин адвокатқа елхәт әвәтилгән болсиму, һазирғичә җаваб алалмидуқ. һиндистан уйғур җәмиъийитиниң рәъиси васим абдулла әпәнди болса зийарәтниң кейинки қисимида мәлум сәвәбләр түпәйлидин сүкүтни таллиди.

мәмәт тохти әпәнди йәнә дипломатик шараъитниң мәсилини техиму қийинлаштурғанлиқини елавә қилди: «канада билән һиндистан оттурисидики мунасивәтниң 2023-2024- йиллири йириклишиши бу делони илгирилитишни техиму қийинлаштурди.» униң йәнә ейтишичә, канаданиң M62 программиси мәлум дөләтләр үчүн күчкә игә болуп, һиндистан бу тизимликтә йоқ иди. һиндистанниң 1951- йилидики «мусапирлар әһдинамиси» (Refugee Convention) гә қол қоймиғанлиқиму бу дипломатик тосалғуларни күчәйткәниди. 

«әлҗәзирә» бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқиниң (UNHCR) йеңи деһлидики мәсъуллири билән бу һәқтә алақә қилған. улар җавабида өзлириниң мәсъулийитиниң пәқәт бу уйғур ака- укилар түрмидин қойуп берилгәндин кейинла башлинидиғанлиқини билдүргән.

мушундақ бир қатар тосалғулар  түпәйлидин, канада M62 программиси муһаҗирәттики нурғун уйғурниң бихәтәр маканға орунлишивилиши үчүн һайатий рол ойниған болсиму, бу үч ака- укиға нисбәтән һазирчә ғува пети қалди. 

(давами бар)