халис өздәмир: пәләстинниң дәрдини аңлиғанда қайғурдум, уйғурниң дәрдини аңлиғанда йиғлидим. (бир ликисйәсидин тәсиратим)
шөһрәт һошур
адәттә «әркәк йиғлимайду» дәймиз, «әркәккә йиға йарашмайду» дәймиз. тоғра, әркәктин күтүлидиғини бу;қойулидиған әқәллий тәләп бу. әмма йиға йурәктин чиқидиған болғачқа; у әқил вә ирадиниң контроллиқида болмиғачқа, уни бәзидә тутуп қелиш мумкин әмәс. шуңа тағдәк бир әрниңму, шир йурәк бир қәһриманниңмукөз йеши қилип қалидиған чағлири болиду. бәлки бу инсаний бир аҗизлиқтур, бәлким бу инсаний бир үстүнлүк сүпитидур. немә болушидин қәтъийнәзәр, көз йешиниң әркәкни улуғ корситидиған дәқиқилиридин биригә бу нөвәтлик түркийә сәпиримдә, бир конфранста шаһид болдум.
1- нойабир «түркийә бирлик вәхпи» тәрипидин орунлаштурулған бу йиғинда, йазғучи, «шәрқи түркистан вә қирғинчилиқ шаһидлири» намлиқ китапниң аптори халис өздәмир гулбаһар җелилова қатарлиқ лагир шаһидлиримизниң , дунйаниң һәрқайси җайлирида бәзидә пәрйадлиқ, бәзидә ғәвға- чуқанлиқ һәркәт қилған «аъиләм нәдә?» намайишчилириниң һекайилиридин мисаллар елип, шәрқи туркистан вәзийитини түркләргә тонуштурди. бир саъәтчә давам қилған лексийәсидә, у аз дегәндә бәш қетим көз йешини туталмиди.
бу йаш төккүчи җәмъийәт көрмигән романтик бир йаш әмәс, бир әртис әсла әмәс, бәлки 50 йилдин артуқ һайати түркийәдики һәқ-адаләт көрәшлириниң қайнамлирида өткән, «12- синтәбир сийасй өзгүрүши» дәп атилидиған сийасий боран чапқунда өлүмгә һөкүм қилинған, у һөкүм кийин төт йиллиқ қамаққа өзгәртилгән вә иҗра қилинған; түркийәниң мәшһур сийасий рәһбәрлиридин нәҗмидин әрбақанға 25 йил мәслиһәтчи болған; «визйон» қатарлиқ теливизийә қаналлирида 20 нәччә йил рийасәтчилик қилип, пәләстин мәсилисини хәлқаралаштурушта алдинқи сәптә рол алған, пишқан ахбаратчи, тонулған йазғучи вә тәҗрибилик бир сийасәтчи иди.
ликсийәсидин бирқанчә нәқил:
… тилевизийә программлиримға уйғур мәсилисини елип чиқсам, бәзи кәспдашлирим «кишиләр бәк билмәйдиған бу тимиға неманчә есиливалисән» деди. мән уларға «башқилар бу паҗиъәни йазмиғанлиқи учун йезиватимән, башқилар бу дәртни көрмигәнлики учун созләватимән, башқилар бу тимидин қачқанлиқи учун мән бу темини қоғлаватимән, башқилар бу милләтни йетим қалдуриватқини учун мән йенида туриватимән» дәп җавап бәрдим.
бу гәпләр болунған сорунда уйғурларниң сани ондин ашмаймиз, түркләрниң сани болса, 70-80 әтрапидабар. демәк, бу гәпләр аңлиғучиларниң көңлини утуш учун дейиливатқан һиссийатлиқ гәпләр әмәс, қәләм тутиватқан мәйданиға изаһат берип дейиливатқан гәп.
сөзлиридин йәнә бир нәқил:
… мән шәрқи туркистанлиқларниң мәсилисини шәрқи туркистанлиқларниң өзидин бәкрәк чүшинимән…
бу бир махтиниш әмәс, һалимизға ечиниш. бу ечиншниңму асаси бар. чүнки у, бир әркин дунйаниң әзаси болуш супити билән дунйани биздин җиқрақ көзитиш пурситигә игә болған шәхс; у 20 нәччә китап йазған бир йазғучи болуш супити билән җәмъийәт мәсилилириниң йилтизини көруш қуввитигә игә болған бир тәтқиқатчи. пәләстин мәсилсидәк базарлиқ мәсилини шәрқи түркистан мәсилисигә селиштуруп, пәрқини ениқ вә толуқ тонуп йәткән тәҗрибә игиси.
халис оздәмир пәләстин тимисидиму азрақ гәп қистурди, ениқ җүмлилири есимдә йоқ, әмма мәзмуни шу: «пәләстинликләрниң дәрдини аңлиған чеғимда қайғурдум , ғәмгә паттим; уйғурларниң дәрдини аңлиғинимда, йошурмаймән, йиғлидим.»
демәк, халис оздәмир шәрқи түркистан һәққидә китап йазған чеғида, китабиниң базар тепиш-тапмаслиқини ойлашмиған; шәрқи туркистан һәққидә лексийә сөзләватқанда, аңлиғучилиридин алқиш келиш-кәлмәслик билән кари болмиған; пәқәт вә пәқәт, бир турк, бир мусулман, бир инсан сүпитидә виҗданини раһәтлитишни, иманий бурчини ада қилишнила көзлигән.
шуңа униң йиғин җәрйанида төккән бәш қетимлиқ коз йешидин мән бир аҗизлиқни әмәс, аз учрайдиған, бугунки дунйада кәм болуватқан бир улуғлуқни байқидим. у болсиму, хәқ көрсун-көрмисун, үнүми болсун-болмисун, пайда чиқсун-чиқмисун һәқиқәт тәрәптә туруш, мәзлумниң йенида болуш. шуңа мән бу коз йешини«әркәк көз йеши» дәп аташни мовапиқ көрдум. аллаһ тенини сақ қилғай, қәлимигә һәссиләп қуввәт бәргәй!