уйғур почтиси

27-феврал

нәтиҗилик уйғур пирофесор, абдүшкүр муһәммәтъимн уйғур мәдәнийти вә уйғур тарихи тәтқиқат саһәсидики бөсүш харәктирлик илмий мувәпиқийәт вә бәдиъи җадийәт саһәсидики чиқарлиқ утуқлири билән шөһрәт қазанған мәшһур алим, таланитлиқ әдиб, төһпикар маъарипчидур.

абдүшкүр муһәммәтъимин 1933-  йили9-28-күни атушниң бағъериқ кәнтидә зийалий аъилисидә дунйаға кәлгән.   йезисида зийалий аъилисидә туғулған. башланғуч мәктәпни үрүмчидә, оттура мәктәпни қәшқәрдә оқуп тамамлиған. 1950 – йили сабиқ «шинҗаң»институтиниң тил – әдәбийат факултетиға оқушқа киргән. 1952 – йили оқуш пүттүрүп өз мәктипигә оқутқучилиққа елип қелинған. 1954 – йилиниң ахириғичә ғәрбий шимал университң марксизм – ленинизм аспиранторийсидә аспирантлиқта оқуған. оқуш пүттүрүп қайтип кәлгәндин кейин, йәнә сабиқ шинҗаң институтида, кейинчә «шинҗаң» университетида оқутқучи, кутупхана хизмәтчиси болуп ишлигән. 1995 – йил 2 – айниң 27 – күни аләмдин өткән.

абдушукур муһәммәдъәмин 1948 – йилидин башлап әдәбий иҗадийәткә киришкән. у, изчил түрдә шеъир иҗадийити билән шуғуллинип, нурғунлиған шеъирларни, «қарлиқ тағ шәҗәриси»гә охшаш чоң һәҗимлик дастанларни йезип вә елан қилдуруп, көзгә көрүнгән шаъирлиримизниң биригә айланған.

униң қош тилда йазған уйғур хәлқиниң XI әсирдики икки бүйүк алими намлиқ мақалиси 1956- йили «шинҗаң» инистоти илмий жорнилда хитайчә вә уйғурчә елан қилинған вә бу шәрқий түркистандики уйғурлар арисида « қутадғубилик« вә « түркий тиллар девани « тәтқиқат саһәсидики тунҗи илмий тәтқиқат иди.у мушу мақалиси сәвәбидин  20 йил оңчил қалпиқи кийгән.

1975- йили миҗит қасим , музәппәр әзиз қатарлиқлар билән бирлишип , үч вилайәт инқилабиниң тарихиға аъит  « шинҗаңда 1944-1949- йиллардики хәлиқ енқилаби« дегән китапни йезип тамамлиған.әмма шу йиллири хитай миқйасида елип берилған « истил түзитиш « һәркитиниң тәсири билән бу китап нәшир қилинмиған.

абдүшкүр муһәммәтъиминниң уйғур хәлқигә йезип қалдурған әсәрлири:

  1. »шинҗаңниң таң дәвирдики нахша- усул сәнъити  »

шинҗаң хәлиқ нәширйати 1980

  1. « уйғур киласик музикиси 12 муқам һәққидә«

милләтләр нәширйати 1980

  1. « рубаъийат 1″ қәшқәр уйғур нәширйати 1982
  2. « уйғур пәлсәпә тарихиға аъит мәсилиләр« бәш парчә мақалиләр топлими 

қәшқәр уйғур нәширйати 1982

  1. « чоғлуқ« шинҗаң хәлиқ нәширйати 1986
  2. « омомий стетика« шинҗаң йашлар нәширйати 1985
  3. « фараби вә униң пәлсәпә сестимиси«шинҗаң хәлиқ нәширйати 1986
  4. « қарлиқ таҗ шәҗәриси« шинҗаң йашлар – өсмүрләр нәширйати 1988
  5. « рубаъийат 2″ қәшқәр уйғур нәширйати 1989
  6. « қатламлиқ еститик« шинҗаң үнвирсити нәширйати 1994
  7. « уйғур пәпсәпә тарихи« шинҗаң хәлиқ нәширйати 1997
  8. « уйғур муқам ғәзиниси« шинҗаң хәлиқ нәширйати 1997
  9. « ғәрбий йурт ташкемир сәнъити«шинҗаң хәлиқ нәширйати 1998
  10. « қутадғубилик хәзиниси« шинҗаң үнвирсити нәширйати 1999
  11. « сәвдалиқ тәъәҗҗүпнамиси« шинҗаң хәлиқ нәширйати 2000
  12. « абдүшкүр муһәммәтъимин һекмәтлири 1″шинҗаң хәлиқ нәширйати 2000 
  13. « йепәк йулидики тоққуз һекмәт«шинҗаң хәлиқ нәширйати 2001
  14. « уйғурларда ислам мәдәнийти« шинҗаң хәлиқ нәширйати 2002
  15.  »қәдимки мәркизи асийа »(туран тарихи)

шинҗаң хәлиқ нәширйати 2002

  1. « аъилә« шинҗаң үнвирсити нәширйати 2002

буниңдин сирт нурғунлиған мақалилири һәр қайси мәтбуъатларда елан қилинған вә 30 дин артуқ нопузлуқ китапқа әсәрлири киргүзүлгән .

тәййарлиғучи: аминә сәдәф