уйғур почтиси, 11-декабир
сүрәттә:йәркәндтики уйғур сәррачлар, 1875-йили
(Forsyth, Sir Thomas Douglas,A Report of A Mission To Yarkund In 1873)
зулһайат өткүр
игиләшләргә қариғанда, йеқинда хитай тор тәшвиқатчилири уйғур миллитиниң нами тоғрисида ишләнгән син-филимләрни күчәп тарқатмақта. тәшвиқатчилар қошуниниң кадир, ишчи-хизмәтчи, деһқан йаки касип тиҗарәтчи қатарлиқ түрлүк кәсип вә охшимиған салаһийәттики кишиләрдин тәркиб тапқанлиқи, арида хитайлардин башқа йәнә бәлгилик нисбәттә уйғур тәшвиқатчиларниңму барлиқи мәлум болмақта.
тәшвиқатчиларниң син филимлиридә «уйғур» дегән сөзниң хитайчә аһаң тәрҗимиси вейвуъер 维吾尔 ни сөзму сөз йешип, 维 сөзи «қоғдаш», 吾 сөзи «мән», 尔 сөзи«сән, сиз» дегән мәниләргә игә, қошулуп кәлгәндә «иттипақлиқни қоғдиғучи» дегән мәнини билдүриду, йәни «уйғур» дегән бу сөз «җуңхуа милләтлириниң инақлиқини қоғдиғучи дегәнликтур» дәйдиған мәзмунлар асасий тема қилинған. йуқирида көрситилгән хитайчә хәт вә сөзләр қәдимки хитай тилиға аъит болуп, һазирқи заман хитай тили вә йезиқида аллиқачан истималдин қалған. әгәр тәрҗимидә бу хил принсип асас қилинса, барлиқ милләтләрниң исми вә йәр-җай намлириғиму башқидин тәбир беришкә тоғра келиду.
мәзкур тәшвиқатчилар өз филимлиридә йәнә салаһийитигә мас кәлмигән һалда, уйғур дегән намниң келип чиқиши һәққидә тарих вә тилшунаслиқ илмидин сөз ечип, худди шатуттәк өзлири йадливалған охшаш бирқанчә еғиз сөзни тәкрарлиған. уларниң гепичә, уйғурлар «уйғур» дегән намни 1935-йилдин кейин қолланған икән. «уйғурлар тарихта аввал <хуйхе> (回纥) дәп аталған, кейинчә <хуйху> (回鹘) ға өзгәртилгән, <хуйху> – бир түрлүк йиртқуч қушниң исмидин кәлгән» дегәнгә охшаш томтақ чүшәндүрүшләрни кәң йаймақта.
бир топ тор тәшвиқатчилириниң қалаймиқан билҗирлашлири бизгә әйни вақитта хитайдики аталмиш «мәдәнийәт зор инқилаби» дәвридә бир мәһәл тарих сәһнисидә рол алған кәспий тәрбийә көрмигән «йалаң айағ дохтур» ларни әслитиду. хитай һөкүмити әзәлдин өзини «шәйъийләрниң маһийитини пәрдазлап көрситишкә маһир» дәп санап кәлгән. һалбуки тор тәшвиқатчилириниң охшаш вақитта, охшаш мәзмун вә көзқарашни көтүрүп чиқип, буни уйғур җәмъийитидә омумлаштурушқа урунуш қилмишидин мәлумки, буниң арқисида хитайниң уйғурларға созулған қара қоли сайә ташлап турмақта. шуни тәкитләш зөрүрки, тор тәшвиқатчилириниң «уйғур» намиға бәргән чүшәнчилири пүтүнләй ойдуруп чиқилған мәзмунлар болуп, тәшвиқат нишаниға йетиш үчүнла оттуриға елип чиқилған хитайниң сахта ойунлиридин биридур.
ундақта, бу тәшвиқатчиларниң ейтқини бойичә болғанда, уларниң тәшвиқат нишани зади немини мәқсәт қилған?
рошәнки, хитай һөкүмитиниң мәқсити уйғурларға милләтләр иттипақлиқи тәшвиқатини зорлап теңиш, уйғурларниң өзигә хас диний вә миллий кимликини йоқ қилиш, ахирида хитайлар билән пәрқләнмәйдиған һаләткә елип келиш, буниң билән «милләтләрниң йуғурулуши» пиланини ишқа ашуруштин ибарәт; теги-тәктидин алғанда, «уйғурларни үзүл-кесил ассимилатсийә қилип йоқитиш вә улар йашиған земинларни өз земининиң айрилмас бир парчиси қиливелиш»тин ибарәт бир җүмлә сөзгә йиғинчақлашқа болиду.
тәшвиқатчилар базарға селиватқан чүшәнчиләр илгири һечқандақ тарихий материйал йаки нопузлуқ мәтбуъатларда тилға елинмиған. һазирғичә «уйғур» наминиң етмологийәси вә мәниси һәққидә түрлүк көзқарашлар болуп, ортақ бекитилгән бир чүшәнчә йоқ. әгәр изаһлашқа тоғра кәлсиму, хитай тәшвиқатчилириниң аһаң тәрҗимисии асасидики чүшәндүрүши бойичә әмәс, бәлки «уйғур» кәлимисиниң сөз йилтизидин чиқиш қилиш керәк.
«уйғур» дегән нам хитай сулалилириниң тарихнамилиридә қәйт қилинған болуп, охшимиған дәвр вә шараъитларда қолланған аһаң тәрҗимиси 30 хилдин ашиду, һәтта йүән сулалиси дәвридила 18 хил йезилған. илгири алимлар «уйғур» сөзигә қарита етмологийә җәһәттин вә мәнә җәһәттин икки йөнилиш бойичә тәтқиқат елип барған. уйғур тарихи вә мәдәнийити тәтқиқатчилиридин имин турсун, әхмәт сулайман қутлуқ вә ғәйрәтҗан османлар бу һәқтә хели әтраплиқ издәнгән кишиләрдур. синолог вә тарихчи коллин мәкаррасму(Collin Mackerras) «уйғур империйәси» намлиқ китабида биринчи қол материйалларға асасән өз көзқарашлирини оттуриға қойған.
«хуйху» намиға кәлсәк, тарихчилар хитай тарихий һөҗҗәтлиригә асасән, орхун уйғур ханлиқиниң тәләп қилиши билән илгири таң сулалиси хатирилиридә «хүйхе»( 回纥) дәп аталған уйғур намини «шуңқардәк чәбдәс» мәнисини билдүридиған 回鹘 дегән хәткә өзгәрткәнлики һәққидә мәлумат бериду. бу байан мәһмуд қәшқәриниң 11-әсирдә түзүлгән «дивану луғәтит түрк» әсиридә, искәндәр зулқәрнәйинниң ағзидин байан қилинған төвәндики мәзмунлар билән бирдәкликни сақлиған дәп қарашқа болиду: «уйғур- биръәлниң исми…уларниң қалпақлири лачинниң қанитиға охшайдикән…<инәнд хуз хурәнд> йәни башқиларға муһтаҗ болмай, өз озуқини өзи тепип йәйдиғанлар икән. буларниң қолидин ов қечип қутулалмайдикән, шундин тартип бу әл <хузхур> дәп атилипту». кейин тавуш өзгиришлири йүз берип, «уйғур» дәп тәләппуз қилинидиған болған икән .
бундин башқа «уйғур» сөзиниң фонетикилиқ өзгиришләрдин кәлгәнликини илгири сүридиған тәтқиқатчиларму мәвҗут.
тилшунас ибраһим мутиъий әпәнди бу сөзниң һон қәбилә иттипақиға мәнсуп қәбилиләрниң исмидики«ғур йаки гур» қошумчисиниң өзгиришидин кәлгәнликини, шуңа уйғур наминиң хели бурунқи дәврләрдин- һонлар дәвридин башлапла мәвҗут икәнликини тәкитләйду.
«уйғур» сөзиниң мәниси һәққидики көзқарашлар наһайити көп вә пәрқлиқ болуп, буларниң ичидә хитай мәнбәлиридә бирқәдәр омумлашқини- йезилиш тарихи кейинрәк болған әсәрләрдин 14-әсирдә йезилған «җамиъут тәварих» вә 17-әсирдә йезилған «шәҗәрәъий түрк»тики оғузхан һәққидики қиссәләрниң исламий ривайитлиридә ейтилған«уйғур» сөзиниң мәниси «бирләшмәк, уйушмақ» дегән тәбирдур.
йеқинқи тәтқиқатларға көрә, фолклоршунас алимҗан инайәтниң «уйғур» наминиң мәниси һәққидә оттуриға қойған көзқаришини тилшунаслиқ нуқтиси вә мәдәнийәт амиллири нуқтисидин қайил қиларлиқ дәп қарашқа болиду. алимҗан инайәт «<уйғур> сөзи <оғуз, тоққуз оғуз> сөзи билән ортақ йилтизға игә, һәр иккила сөз қәдимки уйғур тилидики <дәрйа> мәнисини билдүридиған <өгүз йаки үгүз> дин келип чиққан» дәп қарайду вә бу көзқаришини пакит көрситиш арқилиқ илгири сүриду . <уйғур> сөзиниң бу йәрдики символлуқ мәниси «күчлүк, қудрәтлик, улуғ» дегән мәнидә. бундин башқа, түрколог әрхан айдин «уйғур қағанлири вәсиқилири» намлиқ әсиридә оттуриға қойған «<уй> қошумчиси <излаш, изләш> мәнилирини билдүриду» дәйдиған қарашму хели омумлашқан.
гәрчә «уйғур» наминиң келип чиқиши һәққидики илмий тәтқиқат вә көзқарашлар хели көп болсиму, бүгүнки күндә хитай тәшвиқатида буларниң һәммиси инкар қилинған һалда, ши җенпиң дәвридә әвҗигә чиққан «милләтләрниң йуғурулуши» нәйриңини базарға салидиған тәшвиқатлар үчүн бурмилап чүшәндүрүлмәктә. һалбуки, хитай һөкүмитиниң сийаситигә беқип өзгирип туридиған бу хил тәшвиқатлар илмий пакитлар алдида гойа су йүзидики көпүктинла ибарәт, халас.