уйғур почтиси, 18-март
хитай таратқулиридин «хәлқ тори»ниң хәвәр қилишичә, ғулҗидин ақсуғичә болған төмүрйолниң дәсләпки лайиһәси тәстиқланған.
хитайниң шәрқий түркистанға нопус йөткәш вә байлиқ тошуш истратегийәсиниң бир қисми сүпитидә давамлишиватқан қатнаш ул әслиһә қурулушида йеңи өзгиришләр барлиққа кәлмәктә. хитай төмүрйоли 1-чарлаш-лайиһәләш институти гуруһи чәклик ширкити чарлап лайиһәлигән ғулҗа-ақсу төмүрйолиниң дәсләпки лайиһәси рәсмий тәстиқланған болуп, таратқуларниң дийшичә, бу җәнуб билән шимални туташтуридиған, тәңритағниң ичкирисидики төмүрйол тори бошлуқини толдуридиған истратегийәлик төмүрйол түриниң маһийәтлик йолға қойулуш басқучиға киргәнликидин дерәк бериду.
хитай давам қиливатқан бу түрлүк ул әслиһә қурулушлириниң дөләт мәнпәъити вә хитай миллити йадролуқидики иқтисадий тәрәққийатқа хизмәт қилип кәлгәнлики тәнқид қилинип кәлмәктә.