(доктор ребекка клавзниң«уйғур почтиси» ниң 2025-йили 20-нойабирдики  ечилиш паъалийитидә қилған сөзи)

бүгүн «уйғур почтиси» ниң йолға қойулуш мурасимиға қатнашқанлиқимдин наһайити шәрәп һес қилимән 

йеқинқи йиллардин буйан, уйғурларниң вәтинидики уйғур тилидики таратқу вә нәшр буйумлири еғир һуҗумға учримақта. уйғурчә китаблар вә башқа нәшр буйумлири чәкләнди вә вәйран қилинди,хитай тили һөкүмранлиқ қиливатқан мәктәп дәрсликлиридә уйғур тили пүтүнләй дегүдәк сеқип чеқирилди, уйғур тилидики торбекәтләр тақиветилди. хиттайдики уйғур тили вә әдәбийатиға қилинған бу һуҗумға қошулуп, америка һөкүмитиниң йеқинда америкиға җайлашқан «әркин асийа радиъоси» вә «америка авази» қатарлиқ таратқуларға мәбләғ аҗритишни тохтитиш қарари уйғур тили, мәдәнийити вә хәлқиниң авазини боғуш үчүн хизмәт қилмақта.

уйғур тили ахбарати немә үчүн муһим?

башқа төһпилиригә қошулуп, уйғур тилидики нәшрийат вә таратқулар төвәндикидәк һалқилиқ рол ойнайду:

  • уйғур мәдәнийитиниң теркишш роһини күчләндүрүш; 
  • чәтъәлләрдики уйғурларға учур бериш вә кимликини сақлап қелиш;
  • хиттай һөкүмранлиқи астидики уйғур хәлқи тоғрисида мәлумат бириш;
  • тәтқиқатчилар, һоқуқ паъалийәтчилири вә сийасәтчиләр үчүн ишәнчлик учур билән тәминләш.

мән «уйғур почтиси» ниң чәтъәлләрдики уйғурлар тәрипидин уйғурлар үчүн қурулған, интернетни асас қилған орган болғанлиқидин алаһидә һайаҗанландим. интернет тил вә мәдәнийәт кимлики қатарлиқ мәсилиләр билән тәбиъий һалда зич бағланған. тил мәдәнийәт учурлирини тарқитидиған асасий қанал болғачқа, йәрлик тиллардики интернет мәнбәлири бу тилда сөзлигүчиләргә өзлириниң турмуш усулини намайан қилишқа вә өз мәсилилирини ана тилида аңлитишқа йол қойуш арқилиқ уларни күчләндүриду. шуңлашқа, интернет бир хәлқниң өз кимлики вә қиммәт қаришини башқиларниң шәкилләндүрүшигә йол қоймай, өзиниң мәдәнийәт кимлики, қиммәт қариши вә мәсилилирини өзлири байқаш, йетилдүрүш вә ипадилишигә шараъит йаритип бериду.

уйғур авази болмиса, биз пәқәт хиттай һөкүмитиниң уйғурларниң кимлики тоғрисидики байанлири биләнла қалимиз, у байанлар бизгә уйғурларниң хитай чеграси ичидә хушал-хурам йашаватқанлиқини һекайә қилиду. биз буниң толуқ һәқиқәт әмәсликини билимиз. мушу сәвәбләр түпәйлидин, «уйғур почтиси» ниң йолға қойулуши уйғур җәмъийити үчүн вақтида зөрүр вә вақтида қилинған төһпә һесаблиниду. интернетниң йәр шари характерлик тарқилиш йошурун күчи йәнә «уйғур почтиси» ниң кәң оқурмәнләргә йетишини капаләтләндүриду, бу арқилиқ дунйаниң һәрқайси җайлиридики нурғун уйғур диъаспора җәмъийәтлиригә йетәләйду. мениң һеч шүбһәм йоқки, «уйғур почтиси» йәнә алимлар вә сийасәтчиләр үчүн қиммәтлик йәр шари характерлик мәнбәгә айлиниду.

тәрҗимә қилғучи: таһир имин уйғуриъан

мәзкур нутуқниң инглизчә нусхисини уйғур почтиси инглизчә қанилимиздин оқуң.