иһсан умун
акадимик дунйа вә кишилик һоқуқ саһәлиридин хитай һөкимитиниң уйғур мәсилилири үстидә тәтқиқат елип бериватқан тәтқиқатчиларға сийасий бисим вә акадимик тосалғу йаритиш үчүн түрлүк васитиләрни қоллиниватқанлиқиға вә һәтта бу урунушниң ғәрип акадимик органлириға қарап киңийиватқанлиқиға аъит әйибләшләр күнсири көпәймәктә.
проффессор лавра мурфи учриған бисим бу әйибләшләрниң әң йиңи өрникидур.
хәлқарадики нопузлуқ таратқуларниң хәвәр қилишичә, хитай һөкимитиниң тәһдитлири вә тиҗари тосалғулири сәвәплик әнгилийәдики шафилид һалим(Sheffield Hallam University) унивирситити икки йилдин бери кишилик һоқуқ вә заманиви қуллуқ тәтқиқатлири проффессори лора мурфи (Laura Murphy)ға уйғурларға мунасивәтлик тәтқиқатлири сәвәплик бесимға учриған.
б б с вә муһапизәтчи хәвәр агентлиқлириниң 2022-йилидин 2024-йилиғичә болған икки йил мабәйнидики мәзкур универиситетниң ички хәт-чәклиригә асасланған хәвәрлиридә, универисситетниң тиҗари мәнпәъәт билән акадимик әркинлик арисида таллашқа мәҗбурланғанлиқи байан қилинған.
2022-йили, унивиерситетниң хитайдики тор бикәтлири вә унивиерисситетниң хитайдики оқуғучилар билән болған рәсми елхәт алақилири бу универиситетниң уйғур мәҗбури әмгәк тәтқиқатлири сәвәплик хитай һөкимити тәрипидин чәкләнгән.
2024-йили апрелда, хитай дөләтлик бихәтәрлик идарисидин үч мунасивәтлик хадим шафлид һалим универисситетиниң хитайдики ишханисиға келип, ишхана хадимлиридин киләчәктики тәтқиқат темилири һәққидә икки саъәт соъал сориған вә универиситит тор бәтлириниң хитайда чәклинишиниң сәвәбиниң уйғур мәҗбури әмгәк билән мунасивәтлик тәтқиқатлар икәнликини очуқ-ашкарә ейитқан.
2024-йили, хитай һөкимити праффессор лавра мурфиниң мәҗбури әмгәк билән мунасивәтлиқ тәтқиқатини «төһмәт» дәп қарап, әрз сунған болуп, универиситет давадин кейин мунасивәтлик тәтқиқат нәтиҗилирини нәшир қилмаслиқни қарар қилған.
униңдин башқа 2025-йилиниң бишида бу унивирситет «тәтқиқат суғуртисиниң суғурта хизмитидин ваз кәчкәнлики вә әнгилийәдики хизмәтчилиригә болған мәсъулийити»ни баһанә көрситип, уйғур мәҗбури әмгәк билән мунасивәтлик тәтқиқатларниң тохтитилғанлиқини илан қилған.
проффессор мурфи көпүнчиси уйғур болған тәтқиқат горупписиниң мәҗбури әмгәк билән мунасивәтлик тәтқиқатлирини давамлаштуруши үчүн мунасивәтлик органларға қануний җәһәттин илтимас сунған болуп, нәтиҗидә шафлид һалим униврерситети професисор мурфидин рәсми кәчүрүм сориған вә тәтқиқатлирини давамлаштуришиға рухсәт қилған.
лавра мурфи ханим зийаритимизни қобул қилип, уйғур мәҗбури әмгәк билән мунасивәтлик бәзи техника вә ситратегийилик ул-муъәссәләр тоғрисида тәтқиқатлирини давамлаштуриватқанлиқини вә уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң дунйаға ашкарлинишида муһим рол ойниған нурғун тәтқиқатчиларниң универиситет мәмурийитиниң тәтқиқатлирини чәклишидин әндишә қиливатқанлиқини ейтти вә мундақ деди:
«миниң үмүдим универиситетимизда йүз бәргән бу вәқәниң мәмурий органларниң уйғур җәмийитигә қаритилған бесимни архиплаштуруш вә буниңға қарши чиқиш әркинликимизгә бундин кийин дәхил-тәрүз йәткүзүшкә җасарәт қилалмаслиқи үчүн бир өрнәк болишидур.»
йаврупа уйғур иниститутиниң мудири, җәмъийәтшунас доктор дилнур рәйһан зийаритимизни қобул қилди. у йавропа дөләтлириниң йуқири маъарип вә тәтқиқат программилириниң пулини қисип, университетлар вә тәтқиқат мәркәзлирини шәхсийләштүрүп, пули көп, һакиммутләқ дөләтләрниң қойниға иттирип бериватқанлиқини, бу мәсилиниң әң нигизлик сәвәплиридин бири икәнликини, бу әһвалниң әнгилийә башламчилиқидики англо-саксон дөләтлиридә нәччә он йиллардин бери иғирлишиватқан ечинишлиқ бир әһвал икәнликини ейитти вә праффесисор лора мурфи вәқәси һәққидә тохтилип мундақ деди: «праффессор лавра мурфи учриған бу иш өзлирини бүгүнки дунйадики әркинликни қоғдайдиған бирдинбир җуғрапиийә дәп қараватқан ғәрбий йавропа дөләтлири үчүн бир нумус.»
тонулған уйғур зийалийси вә мустәқил тәтқиқатчи абдувәли айуп әпәндим лавра мурфи ханимниң изчил хитайниң заманивий қуллуқ сийаситини паш қиливатқан муһим тәтқиқатчилардин бири икәнликини, бу универиситетниң хитайға тәслим болушиниң қуллуқни қубул қилиштин башқа нәрсә әмәсликини ейтип мундақ деди:
«акадимик әркинлики болмиса илим-пән болмайду. акадимик әркинликни қоғдимай туруп нопузға тақабил турғини болмайду. нопузға тақабил турмай туруп, сийасий һакиммутләқлиққә тақабил турғини болмайду. мән бу хил әһвалниң қайта йүз бәрмәсликини үмид қилимән.»
универиситет хитай уқуғучилар базириға еришиш үчүн хитай истихбарат органлири билән бивастә келишишкә тиришқанлиқи сәвәплик кишилик һоқуқ паъалийәтчилири вә акадимик дунйа тәрипидин иғир тәнқитләнмәктә.
хитайниң ғәрипниң акадимик органлиридики тәсириниң ешишиниң хитайниң сензур сийасити йүргизиватқан саһәләрниң тәтқиқатчилириға қарита һәрхил бесим вә тәһдит елип келиш иеһтималини күнсери күчәйтиватқанлиқи тоғрисида муназириләр көпәймәктә.
кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси йалқун улуғйол хитайниң йеқинқи йилларда чәтъәлдики паъалийәтчиләр, хитайни тәнқид қилидиған академиклар, вә уйғурларни «һәрхил рәзил усуллар билән бастурушқа вә хитайниң уйғурларға қаратқан инсанийәткә қарши қилмишлирини ашкара қилидиған тәтқиқатларни тосуш үчүн әркин дөләтләрдики қануни йолларни сүйъистимал қилишқа» тиришиватқанлиқини ейитти вә мундақ деди:«йеқиндин бери йүз бериватқан бу қилмишлар, дунйаниң һәрқайси җайлиридики дөләтләр үчүн күчлүк бир бишарәт болиши керәк. һөкүмәтләр акадеимикларниң вә паъалийәтчиләрниң һөрлүки вә мустәқиллиқини хитай һакимийитиниң чегра һалқиған бастуруш тактикилиридин қоғдиши лазим.»
лавра ханим ғәриптики органлар чәтъәл һөкүмәтлиридин кәлгән тәһдитләрни дәрһал турушлуқ дөләттики мунасивәтлик хадимларға йәткүзиши вә мәсилини һәл қилишни һөкүмәтләргә тапшуруп бериши керәкликини ейитти. у бу хил бесимлардин қорқмайдиғанлиқини ейитип мундақ деди:
«сүкүт қилмиғанлиқи үчүн биздин техиму көп бәдәлләрни төлигән уйғур хизмәтдашлиримға қарап, тәтқиқатлирим арқилиқ уларни қоллашни давамлаштуруш үчүн илһам алимән. хитайниң қилғанлирини йошуришиға рухсәт қилалмаймиз. әстайидиллиқ билән йахши архиплаштурулған тәтқиқатлар һазир һәрқандақ вақиттикидин муһим.»
хитай һөкимитиниң уйғуршунасларға қарита елип бериватқан тәһдит вә чәкләш сийасәтлири уйғуршунаслар вә чәтъәлдики уйғур зийалийлири үчүн йиңи бир мәсилә әмәс. уйғур йиғивилиш лагирлири тоғрисида тәтқиқат елип бериватқан, чих паласки унивирсититиниң тәтқиқатчиси данийилик антирополог ғуни ситанбәрг уйғур тәтқиқатлири сәвәбидин хитайға кириши чәкләнгән кишиләрниң бири. ғуни ситанбәригниң 2025-йили қазиқистанға киришиму чәкләнгән болуп, ғуни ситанбәриг зийаритимизни қубул қилип хитайниң һәр хил тәһдит, җасуслуқ вә бисим сийасәтлири арқилиқ уйғуршунасларниң тәтииқатлириға тосалғу болуш үчүн актип һәрикәт қиливатқанлиқини ейитти.
ғуни әпәндим хитай һөкимити һәр хил илхәт вә иҗдимаъий таратқу вастилирида сахта кимликтики кишиләр арқилиқ өзидин мәлумат вә учур игиләшкә тиришиватқанлиқини ейтип мундақ диди: «хитайниң әң чоң тәһдити вә бесимиға учраватқанлар чәтъәлдики уйғур, қазақ қатарлиқ түркий хәлиқләрдур. маңа охшаш тәтқиқатчилар билән биллә ишлигән вә зийарәт бәргән кишиләр вә уларниң аъилилири хитайниң әң қаттиқ зийанкәшликигә учраватиду. бу бисим вә тосалғулар тәтқиқатлиримизни елип меңишимизни күнсери тәсләштүриватиду.»
ғуни ситанбәрг әпәндим йәнә хитай даъирилириниң йаврупа бирликиниң районлуқ тәрәқийат фонди тәрипидин уйғурлар һәққидики тәтқиқатиға бериливатқан фондини тосуш үчүнму паъал һәрикәт қиливатқанлиқини ейитти. хитай даъирилири йаврупа бирликиниң райунлуқ тәрәққийат фондиға ғуни әпәндимниң тәтқиқат темисиниң тоғра әмәсликини, ғуни ситанбәригниң тәтқиқатиға фунд бәрмәслики керәкликини ийитқан болуп, доктор ғуни йаврупа итипақи вә пласки университетиниң хитайниң тәһдитигә баш әгмәй, өзиниң акадимик әркинликини қоғдиғанлиқини ейитти.
хитай баш әлчиханисиниң әрзи сәвәплик үч йилдин буйан давамлишиватқан сотниң җавапкари доктор дилнур рәйһан хитайниң фирансийәдики акадимик органлири арқилиқ ғәрбий йавропаниң академийә әркинликини барғансери монопол вә сүйъистимал қилишқа тиришиватқанлиқини илгири сүрди вә өзигә киливатқан тәһдит вә бисим һәққидә тохтилип мундақ деди :«маңа қилиниватқан тәһдит вә бисимлар мениң хитай һөкүмитиниң әсли маһийити вә җинайәтлирини мақалилирим, лексийәлирим вә дәрслирим арқилиқ ечип беришимни тосушни мәқсәт қилған. шуңа һазир бар һәрқандақ бир имканийәт вә қанундин пайдилинип, хитайниң пул арқилиқ ғәрбий йавропа универистетлиридики акадимийә әркинликни йоқитиш тиришчанлиқлириға қарши турушимиз керәк.»
уйғур кишилик һоқуқ паъалийәтчилири вә уйғуршунаслар учраватқан бесим вә тәһдитләрниң түри вә тәсири күчийиватқан бүгүнкидәк әһвалда, ғәрип һөкүмәтлири вә қанун органлириниң қайси хил тәдбирләр билән уларниң бихәтәрликини вә акадимик әркинликини капаләткә игә қилалайдиғанлиқи тоғрисида техи иниқ бир байанат берилмиди.