уйғур почтиси
тайир имин, 25-йанвар
вәтәнпәрвәр устаз абдурешит һаҗи керими 2026-йили 24-йанвар шәнбә күни кәч саъәт 20:20 дә, шиветсийәниң стокһолм шәһиридә 83 йешида көз йумуп, биз билән видалашти.
абдурешит һаҗи керими «қара җулдики җәң» намлиқ әсири билән тонулған болуп, бу китабта атуш уйғурлириниң хитай коммунист партийәсигә қарши елип барған зор көләмлик қозғилаң вәқәликлирини, униңға рәһбәрлик қилған ахунуп генерал вә униң сепигә қатнашқан муһим қәһриманларниң өчмәс иш-излирини муһаҗирәттики уйғурларға тонуштурған.
у, йәнә шундақла, шәрқий түркистан җумһурийити қурғучилиридин бири, җумһурийәт рәъиси елихан төриниң шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики әслимиси «түркистан қайғуси»ни өзбекчидин уйғурчилаштуруп, елихан төрәм рәһбәрликидә қурулған шәрқий түркистан җумһурийити тарихини уйғурларға тонутушта зор төһпә қошқан иди.
абдурешит һаҗи керими илгири иҗтимаъий таратқуларда өзиниң нәшргә тәййарлиған, әмма техи йоруқ көрмигән муһим әсири «һайат сәпиримдики иш-излирим» һәққидә тонуштуруш бәргән иди. аптор бу әслимә китабида өзиниң вәтинидики вә мусапирлиқтики һайатини тәпсилий байан қилиду.
җамаъәт әрбаблириниң тәзийәлири:
әзиз әйса әлкүн: «мәрһум вәтәнпәрвәр устазниң роһи, уйғур үчүн сиңдүргән бүйүк әмгәклири вә хушпеъил симаси қәлбимиздә мәңгү йашайду. мөһтәрәм устазни чоңқур сеғиниш ичидә йад етимиз. мушу мунасивәт билән мәрһумниң аъилә-тавабиъатлириға чин қәлбимиздин сәбир тиләймиз»
абдуреһим ғени: «йатқан йери җәннәттә, ахирәтлики нур ичидә болсун. устаз өз қәлими арқилиқ тирилдүргән тарихий роһлар әвладлар қәлбидә мәңгү йашайду.»
әркин сидиқ: «абдурешит керим акимиз бүгүн вапат болупту. мәрһумға аллаһ рәһмәт қилсун! йатқан макани җәннәттә болсун!»
муһәрир: гүлқиз