голландийәдә оқуватқан ху йаң «җидәл териш» җинайити билән тутуп турулуп, үч айдин буйан адвокат билән көрүш һоқуқидин мәһрум қалған.
хәлқъара кәчүрүм тәшкилати (Amnesty International) хитай даъирилириниң чәт әлдики пуқраларға қарита йүргүзүватқан дөләт һалқиған бастуруш сийаситини қаттиқ әйиблиди. тәшкилат голландийәдики оқуғучи ху йаңниң қануний һоқуқлириға җиддий капаләтлик қилишқа чақирди.
мәлуматларға асасланғанда, ху йаң 7-айниң ахирида хитайдики өйигә қайтқан вақтида, сақчилар тәрипидин «җидәл терип, малиманчилиқ чиқириш» дегән қалаймиқан җинайәт билән тутулған.
тутуп турулушқа үч айдин ашқан болсиму, аниси тәклип қилған адвокатлар униң билән көрүшәлмигән. гәрчә көрүшүш илтимаси тор системисидин тәстиқланған болсиму, сақлаш орни хадимлири адвокатларниң көрүшүшини қайта-қайта рәт қилған. ху йаңниң оқуши башланған, әмма у йәнила тутуп турулуватқанлиқи үчүн мәктәпкә қайталмиған.
хәлқъара кәчүрүм тәшкилати хитай даъирилирини бу хил қилмишини дәрһал тохтитишқа вә ху йаңниң адвокат билән көрүшүш һоқуқини өз ичигә алған барлиқ қануний һоқуқлирини чоқум капаләткә игә қилишқа чақирди.