тәййарлиғучи: таһир имин уйғуриъан
ултра-консерватип санае такайчи: хитайға қарши, рок музикисини йахши көриду
токйо, 21-өктәбир
йапонийә тарихидики тунҗи айал баш министири болуп сайланған санае такайчи әнъәниви аъилә қиммәт қарашлириға егә, ултра-консерватип сийасәтчи болуп, еғир метал (Heavy Metal) музикилириға — йәни рок музикисиниң бир түригә — алаһидә амрақ.
уйғурларниң күчлүк қоллиғучиси
такайчи ханим хитайға қарши позитсийә тутупла қалмай, йәнә уйғурларниң күчлүк қоллиғучиси болуп, у йапонийә уйғур җәмъийити вә дунйа уйғур қурултийи уйуштурған паъалийәтләргә көп қетим қатнашқан һәмдә вәкиллири билән көп қетим көрүшкән.
у йапонийә уйғур җәмъийити бу йил 5-айда йапонийә дөләт мәҗлисидә өткүзгән «уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси» һәққидики йиғинға қатнишип мундақ дегән:«бу бир инсан һоқуқи мәсилиси. мән шәхсән йапонийәниңму америка қануниға охшаш бир қанунни түзүп чиққини әң йахши дәп қараймән.»
парламент һайати: у 1993-йили тунҗи қетим парламентқа сайланған болуп, омумий 10 қетим парламент әзаси болған. у 1996-йили либерал демократик партийәгә (LDP) киргән.
муһим вәзипиләр: у баш министир абе вә кишида һөкүмәтлиридә ички ишлар вә алақә министири, иқтисадий бихәтәрлик дөләт министири қатарлиқ бир қанчә муһим кабинет вәзипилирини өтигән.
LDP рәһбәрлик мақами: у 2021-вә 2024-йиллардики сайламда мәғлуп болғандин кейин, 2025-йили LDP ниң тунҗи айал рәъиси болуп сайланған, арқидин парламентниң сайлиши билән баш министир болған.
такайчи либерал демократик партийә (LDP) ниң рәһбири болуп сайланғандин бир нәччә һәптә өткәндин кейин, сәйшәнбә күни йапонийә парламенти уни рәсмий баш министирликкә сайлиди. бу партийә ахирқи 70 йилниң көп қисмида һакимийәт йүргүзгән консерватип партийә һесаблиниду. нөвәттә LDP ниң техиму оң қанатқа йөткиливатқанлиқи мәлум: бу айниң башлирида либерал демократик партийә узун йиллиқ иттипақдишидин айрилғандин кейин, у пәқәт оң қанат популистик партийә билән иттипақ түзүш арқилиқла такайчини сайлап чиқти.
«канда» хәлқъара тәтқиқат университетиниң оқутқучиси җеффрей хол (Jeffrey Hall) ниң чүшәндүрүшичә, 64 йашлиқ такайчи «йапонийәниң консерватип LDP партийисидики әң консерватип кишиләрниң бири». у техиму қаттиқ көчмәнлик чәклимилирини тәшәббус қилип, хитайға қарши очуқ-ашкара сийасәтләрни қоллиған. кишиләр уни маргарет сачирға (Margaret Thatcher) селиштуридиған болуп, у өзиму униңға һәвәс қилидиғанлиқини билдүргән вә униңға һөрмәт билдүрүш үчүн көп һалларда көк рәңлик кастйум-бурулка кийип йүриду.
у алий мәктәптики музика әтритидә думбақ чалған болуп, «Deep Purple» вә «Iron Maiden» ни әң йахши көридиған музика әтрити қатарида көрситиду. у бир қетим мәмликәтлик телевизийәдә бир рок нахшисини ейтқан болуп, у йәнә мотосиклит вә машиниға болған күчлүк қизиқишини сақлап кәлмәктә. хол мундақ дегән: «булар униң тәшвиқ қиливатқан характериниң бир қисми. йәни у пәқәтла ‘күчлүк төмүр ханим’ әмәс, бәлки арам алалайдиған, һайаттин һузурлиналайдиған бир шәхс».