уйғур почтиси, 27-март

рәсим мәнбәси: бәйду җйахав (Baidu Jiahao)
шинхуа агентлиқиниң 2026-йили 26-марттики хәвиридә дейилшичә, хитай компартийәси мәркизий комитети вә говуйүәнниң тәстиқлиши билән, қәшқәр вилайити тәвәликидә сенлиң (岑岭) наһийәси рәсмий тәсис қилинған. уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити тор бекитидики уқтурушта көрситилишичә, йеңидин қурулған сенлиң наһийәлик хәлқ һөкүмити «шинхуа» базириға җайлашқан.
игилинишичә, бу базарниң илгирики нами куди йезиси болуп, бу йиза 2025-йили «йезидин базарға өзгәртиш» җәрйанида хитайчә «шинхуа» намини алған, аридин бир йил өтмәйла йеңи наһийәниң мәмурий мәркизигә айланған.
рәсмий мәнбәләрдә, сенлиң наһийәсиниң қурулуш мәқсити мәмурий башқуруш үнүмини ашуруш вә чегра мудапиъә бихәтәрликини күчәйтиш дәп изаһланған. пеңпәй хәвәрлири (澎湃新闻) қатарлиқ таратқуларниң қәйт қилишичә, бу районни айрим наһийә қилип тәсис қилиш арқилиқ мәмурий мулазимәтни аһалиләргә йеқинлаштуруш вә G219 дөләт йоли (新藏公路 шинҗаң-тибәт ташйоли) линийәсини «әмәлий башқуруш» нишанланған. шуниң билән биргә, биңтүән торидики учурларда бу өзгиришниң «биңтүән билән йәрликни бир гәвдиләштүрүш» сийаситиниң бир қисми икәнлики тилға елинған.
хитай һөкүмитиниң уйғурлар зич олтурақлашқан районларға йеңи хитайчә намда наһийә тәсис қилиши йеңи әһвал әмәс болуп, буниңдин бурунму хотән вилайити тәвәликидә хеъән(和安县) вә хекаң(和康县) наһийәлири мушундақ усулда қурулған иди. көзәткүчиләрниң қаришичә, тарихий уйғурчә йәр намлириниң орниға хитайчә намларни бериш вә йеңи мәмурий бирликләрни тәсис қилиш — районниң мәдәнийәт кимликини өзгәртиш, нопус қурулмисини хитайлаштуруш вә һәрбий-мәмурий контроллуқни йуқири көтүрүш истратегийәсиниң муһим бир қәдимидур. нөвәттә сенлиң наһийәсидә асасий қатлам һөкүмәт аппаратлири рәсмий иш башлиған болуп, районниң мәмурий хәритисидә зор өзгириш һасил қилинған.