27-йанвар
муһәрирдин : «уйғур почтиси» (Uyghur Post) тори муһаҗирәттики уйғур сийасий һәрикитиниң мусаписини системилиқ хатириләш, архиплаштуруш вә авамға тонуштуруш мәқситидә, тәшкилатларниң йиллиқ хизмәт хуласилирини елан қилишни башлиди. биз һәрқайси тәшкилатларниң өткән бир йилда елип барған муһим паъалийәтлирини «уйғур почтиси» арқилиқ җәмъийәт билән ортақлишишни үмид қилимиз.
бу тәшәббус тәшкилатлар ара өзъара чүшинишни күчәйтиш, қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр арқилиқ хәлқимизгә үмид вә риғбәт беғишлаш вә уйғур дәвасиниң нәтиҗилирини унтулмас тарихий һөҗҗәткә айландуруш қатарлиқларни мәқсәт қилған.
төвәндики мақалә-«йавропа уйғур иниститути»тәшвиқат бөлүми тәрипидин тәййарланған.

2025-йили дунйада нурғун чоң вәқәләр йүз бәрди. болупму дунйа геъополитикисида аләмшумул өзгиришләр йүз берип, дөләтләр, гуруппилар вә шәхсләрниң пәқәт өз мәнпәъәтинила көзләйдиған, илгири көрүлүп бақмиған әшәддий мәнпәъәтпәрәслик, шәхсийәтчилик хаһиши әвҗ алди. нурғун кишиләр бу туйуқсиз өзгиришләр сәвәбидин немә қиларини билмәй теңирқап қалди. дунйа демократийәсиниң башламчиси дәп аталған америкида көрүлгән бу сийасий қуйун дунйаниң һәммә җайлириға ғайәт зор тәсирләрни елип кәлди.
әзәлдин дунйа иқтисадий, һәрбий вә сийасий саһәлиридә гигант һесаблинидиған америкини өзиниң айрилмас иттипақдиши дәп қарайдиған, 27 дөләтниң бирликидин тәшкил тапқан йавропа иттипақи, бу өзгиришләргә нисбәтән тәййарлиқсиз болғанлиқи сәвәбидин, америка вә хитайдин ибарәт икки күчниң бирла вақиттики бесимиға дуч кәлди. шу мунасивәт билән йавропа иттипақиниң хитайға болған сийаситидә кәскинлик аҗизлишип, хитайниң инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарита билдүридиған актип инкаслири азлап кәтти.
иниститутимиз йавропа иттипақиниң сийасий вә иқтисадий мәркәзлириниң бири болған париж шәһиригә җайлашқанлиқи сәвәбидин, әлвәттә бу боран-чапқунларниң васитилик вә васитисиз тәсиригә учрап кәлди. сийасий саһәдики бу буруқтум вәзийәт вә дунйада көрүлүватқан киризислар, бәзидә уйғур мәсилисини чоң дөләтләрниң күндилик күн тәртипидә арқа пиланға өтүп қалған бир мәсилигә айландуруп қойди. әмма уйғур ирқий қирғинчилиқиниң таратқуларда тилға елинмаслиқи, хитайниң хәлқъара бесим сәвәбидин зулумни тохтатқанлиқидин дерәк бәрмәйду. әксичә, бу қирғинчилиқ мәйли инсанийәт йаки мәдәнийәт җәһәттин болсун, бир секунтиму тохтимай давамлишиватиду.
мушундақ алаһидә вәзийәттә, «йавропа уйғур иниститути» көпчиликниң бирликтә күч чиқириши вә кәң уйғур диъаспорасидики қериндашларниң йеқиндин қоллап йардәм бериши билән, дуч кәлгән қийинчилиқларға баш әгмәй, йавропаниң сийасий вә академийә саһәсидә уйғур ирқий қирғинчилиқини кәң көләмдә аңлитиш, уйғур кимлики вә мәдәнийитини қоғдаш җәһәттә тохтимай тиришип кәлди. биз 2025-йили төвәндикидәк муһим хизмәтләрни елип берип, бәлгилик нәтиҗиләрни қолға кәлтүрдуқ:
- иниститутимизниң узун йиллиқ түрлүк қийинчилиқларға қаримай көрсәткән тиришчанлиқи нәтиҗисидә, ахири париж шәһириниң ават районидин икки қәвәтлик бир бинаға игә болдуқ. иниститут хизмәтчилиримиз бир тәрәптин түрлүк паъалийәтләрни уйуштурса, йәнә бир тәрәптин берилгән бу орунни уйғурчә услубта зиннәтләш үчүн тохтимай күч чиқарди. бу җәһәттә һәмдәмдә болған вә малийә җәһәттин қоллиған достлиримизға чәксиз рәһмитимизни билдүримиз. диъаспорадики барлиқ уйғурларниң бу орунни өз өйидәк көрүп, буниңдин кейинки паъалийәтләргә актип қатнишишини вә үзлүксиз йардәмдә болушини үмид қилимиз.

- франсийәдики чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған «сиңга франс» (SINGA France) билән һәмкарлишип, тунҗи қетим мәхсус бир муһаҗирлар җәмъийитигә қаратқан пирограммини йолға қойдуқ. бу пирограмма ирқий қирғинчилиқ, дөләт һалқиған зораванлиқ вә бастурушларға дуч кәлгән уйғурларға қаритилған болуп, даңлиқ писхологларниң йетәкчиликидә һәқсиз писхикилиқ мәслиһәт бериш мулазимити билән тәминләйду.
- иниститутимиз йавропадики даңлиқ тәтқиқат орунлири вә университетлар билән һәмкарлишип, полшаниң краков шәһиридә «5-нөвәтлик хәлқъаралиқ уйғур тәтқиқати йиғини»ни мувәппәқийәтлик өткүзди. бу қетимлиқ йиғин «земин, һайатлиқ вә әмгәк: йеңи чегра районидики мустәмликичилик вә капиталистик тәрәққийатниң ул әслиһәлири һәмдә байанлири» дегән темини мәркәз қилған асаста икки күн давамлашти. йиғинда дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән алимлар доклат бәрди; йиғин җәрйани иниститутимизниң йутуб қанилида нәқ мәйдандин тарқитилди.

- 2025-йили франсийә дөләтлик шәрқ тиллири вә мәдәнийити иниститутида (INALCO) «мустәмликисизләштүрүлгән уйғуршунаслиқ күни» өткүзүлди. бу алаһидә күндә мустәмликичиликтин халий болуш, әслимә, диъаспора, мәдәнийәт вә геъополитикилиқ қарши туруш қатарлиқ темиларда илмий доклатлар берилди вә муназириләр елип берилди.


- 2025-йили «париж уйғур мәктипи» паъалийәтлирини үзлүксиз давамлаштуруп, уйғур диъаспорасидики пәрзәнтлиримизниң ана тил маъарипиға бир кишилик төһпимизни қоштуқ; шундақла мәктипимизни техиму раваҗландуруш вә тәрәққий қилдуруш үчүн изчил тиришчанлиқ көрсәттуқ.
- «йавропа уйғур иниститути» 2025-йили авғустниң бешида, нормандийәдә өткүзүлгән йашларниң «күрәшчиләр» (Les Résistants) фестивалида, «хәлқъара мустәмликичиликкә қарши туруш күрәшлири» темисидики сөһбәт йиғиниға қатнашти. иниститут вәкиллири йиғинда уйғурларниң мәсилиси һәргизму хитайниң «ички мәсилиси» әмәс, бәлки пүтүнләй мустәмликичиликкә қарши азадлиқ күриши икәнликини фирансуз йашлириға йәнә бир қетим системилиқ чүшәндүрди.
- «йавропа уйғур иниститути» 2025-йили франсийә йешиллар партийәсиниң йазлиқ университетида (L’université d’été) өткүзүлгән «уйғур ирқий қирғинчилиқи вә дунйа иқтисади» темисидики сөһбәт йиғиниға қатнашти. паъалийәтниң тунҗи күнигә орунлаштурулған бу сөһбәттә, иниститутимиз йешиллар партийәси парламент әзалириға уйғур ирқий қирғинчилиқиниң асаслиқ тәркиблиридин бири болған мәҗбурий әмгәк, шундақла хитайниң франсийәдики чегра һалқиған бастуруш сийасити тоғрисида тәпсилий доклат бәрди.

- 2025-йили «йавропа уйғур иниститути» өз тарихида тунҗи қетим «луйи лүмийеғ» (Louis Lumière) тәнтәрбийә мәркизидә өткүзүлгән париж 20-районлуқ уйушмилар мунбиригә қатнашти.
- хитай һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқини «нормаллаштуруш» вә өзиниң ғәрб әллиридики образини йахшилаш үчүн, мәхсус тәшкиллигән «шинҗаң вәкилләр өмики»ни парижға әвәтти. иниститутимиз бу өмәкниң аталмиш «париж геъосийасәт академийәси» намидики шәхсий органда өткүзгән йерим күнлүк доклатиға қарши туруш үчүн, мәзкур орган алдида намайиш тәшкиллиди. бу арқилиқ хитайниң ирқий қирғинчилиқни йошурушқа урунған суйиқәстлик «оператсийәси»ни паш қилди вә шәрмәндә қилди.

- иниститутимиз франсийәниң йиллиқ әң чоң аммиви һәрикәтлиридин бири болған «айалларға қаритилған җинсийәтчилик вә җинсий зораванлиқларға қарши чоң намайиш»қа тунҗи болуп уйғур айаллириға вакалитән қатнашти. мәзкур намайишниң тәшкилий комитети уйғурларға мәхсус орун аҗритип, уйғур мәсилисини пәләстин, конго вә судан мәсилилири билән бир қатарда, нөвәттә айаллар әң қаттиқ зулумға учраватқан җиддий нуқтилар тизимликигә қойди. шундақла, «йавропа уйғур иниститути»ниң тәшкиллиши билән, уйғур айаллири тунҗи қетим мәзкур намайиш сәһнисидә сөзгә чиқип өз авазини аңлатти.

- «йавропа уйғур иниститути» хитайниң тез мода маркиси шейин (Shein) ниң париждики тарихий сода мәркизи «б.һ.в» (BHV) да магизин ечишиға күчлүк қаршилиқ билдүрди. иниститутимиз париждики түрлүк муһит асраш һәрикәтлири вә балилар һәқлирини қоғдаш уйушмилири билән бирлишип, шейинниң париждики тунҗи магизининиң ечилиш күнини оңушсизлиққа учратти. бу қаршилиқ һәрикәтлири нәччә һәптә давамлишип, йүзгә йеқин даңлиқ маркиниң мәзкур сода мәркизидин айрилишиға сәвәб болди. нәтиҗидә, бу тарихий сода мәркизи қуруқделип қелип, тақилип қелиш гирдавиға берип қалди.

- 2025-йилиниң бешида, тайландта тутуп турулуватқан 40 нәпәр уйғурниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпиниң алдини елиш үчүн, «йавропа уйғур иниститути» франсийә вә йавропа парламенти әзалирини сәпәрвәр қилип, бир қатар җиддий дипломатик паъалийәтләрни елип барди.
- мәркизимиз йәнә бир қанчә қетим мухбирларни күтүвелиш йиғини орунлаштуруп, уйғур мәсилисиниң франсийә ахбарат саһәсидә үзлүксиз күн тәртиптә туруши вә җамаъәт пикриниң диққитини тартиши үчүн актип тиришчанлиқ көрсәтти.
- «йавропа уйғур иниститути» 2025-йиллиқ норуз байримини париждики парс, таҗик, өзбәк вә курд диъаспоралири билән бирликтә дағдуғилиқ тәбриклиди. бу арқилиқ ортақ мәдәнийәт қиммәт қаришини намайан қилиш билән биргә, охшимиған муһаҗирлар җәмъийити оттурисидики достлуқ вә иттипақлиқни күчәйтти.
- 2025-йиллиқ «8-март хәлқъара айаллар һоқуқи күни»дә, «йавропа уйғур иниститути» мустәбит вә мустәмликичи реҗимларға қарши күрәштә системилиқ иттипақлиқ қуруш үчүн, өзиниң иттипақдаш тәшкилатлири болған «иран адаләт», «әркин русийә» вә «парс чәмбирики» қатарлиқ органлар билән бирликтә бирләшмә байанат елан қилди һәмдә намайишта өз иттипақдашлири билән бир сәптә ортақ йүрүш қилди.

муһәрир: гүлқиз