шаъир абдушүкүр қумтур тәқдирнамә тапшуруп алмақта. 

уйғур почтиси 22- декабир

аминә сәдәф

11-нөвәтлик йәһйа кәмал бәйатли хәлқъара шеъир фестивали 19- декабир макадонийәниң пайтәхти үскүп шәһридә өткүзүлди. макидонийа түрк аммиви тәшкилатлар бирлики, көпрү дәрники вә түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш агентлиқиниң һәмкарлиқида өткүзүлгән бу фестивалға түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң 29- нөвәтлик рәъиси мустафа шәнтоп, түркийә җумһурийти үскүп әлчиханисиниң мәсләһәтчиллири, шимали макадонийә асасий қанун сотиниң әзаси фатмир искәндәр, баш рәъис таһсин ибраһим қатарлиқ муһим шәхсләрдин башқа түркийә, әзәрбәйҗан, шимали макадонийа, косову қатарлиқ 12 дөләттин 30 дин артуқ шаъир, бирқисим депломатийә хадимлири, парламенит әзалири, академикләр қатнашқан булуп, дунйа уйғур йазғучилар уйушмисидин абдүшкүр қумтур вә имран садаъийму тәклип билән қатнашти һәмдә уйғур әдәбийатиниң бүгүнки паҗиъәлик әһвалидин йиғин әһлигә доклат бәрди. 

шаъир имран садаъий сәһниә шеъир оқумақта.

«уйғур почтиси» мухбириниң телефун зийаритини қобул қилған дунйа уйғур йазғучилар уйушмисиниң сабиқ рәъиси, шаъир абдүшкүр қумтур мундақ диди: «биз бу қетим макадокийәда үч күнлүк йиғинға қатнаштуқ. йәһйа кәмал байатлиға атап өткүзүлгән шеъирийәт фестивалида биз уйғур әдәбийати вә шеъирйити һәққидә доклат бәрдуқ һәмдә шеъир уқудуқ. биз йәнә макадокийәда 20-, 21- декабир өткүзүлгән «21- декабир түрк маъарипи миллий байрими»ғиму тәклип билән қатнаштуқ. он миң кишилик бу йиғинға макадокийә пирезиденти, дөләт әрбаплири вә түркийәдинму муһим кишиләр қатнашти. йиғин рийасәтчиси уйғурларни алаһидә тилға елип өтти. биз мушундақ чоң типтики хәлиқъаралиқ бир паъалийәттә уйғур әдәбийатини аңлиталиғинимиздин тулиму һайаҗанландуқ. биз бу үч күн җәрйанида һәрқайси дөләттин кәлгән әдәбийатчилар вә ахбаратчилар билән уйғур мәсилисини параңлаштуқ. биз бу арқилиқ хәтәр ичидә туриватқан әдәбийатимизни хәлқъара җәмъ‍ийәткә тунуштуруш вә һәрқайси дөләттики әдәбийатчилар билән һәмкарлиқ орнитиш җәһәттә тиришчанлиқ көрсәттуқ.»