әскәртиш: «уйғур почтиси» мәхсус «тәшкилат авази» сәһиписи арқилиқ, охшимиған тәшкилатларниң байанат вә пикирлирини елан қилип, көп хил авазни әкс әттүрүшкә капаләтлик қилиду. бу арқилиқ, тәшкилатларниң мәйдани вә авазини аммиға билдүрүш һәмдә тарихий хатирә қалдуруш мәқсәт қилиниду.елан қилинған байанат вә пикирләр шу тәшкилатниң өзигә тәвә болуп, уйғур почтисиниң мәйданини билдүрмәйду.

мәзкур йазма мәнбәси муса арслан

17 -нөвәтлик дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришишиниң һөрмәтлик қатнашқучилири, әзиз меһманлар, қиммәтлик вәкилләр!

дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 180дин көп тәшкилат вәкиллири, җамаъәт әрбаблири, академисйәнләр, алимлар вә тәтқиқатчилар, түркийә коҗаъәли шәһридә, 27 вә 28 синтәбир күнлири, 17-қетимлиқ дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришшиға қатнашти. икки күн давамлашқан йиғин җәрйанида, ислаһат, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ һәққидә мәхсус мәҗлисләр орунлаштурулди. һәммимизгә йүкләнгән тарихий мәсъулийәт вә ортақ ғайимиз болған шәрқий түркистан мустәқиллиқини көзләп қайтидин бир йәргә җәм болғанлиқимиз үчүн аллаһқа чәксиз һәмдусаналар болсун. бу йиғин, 17 йиллиқ шанлиқ әнъәниниң давами сүпитидә, муһаҗирәттики хәлқимиз арисида бирлик, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ роһини бәрпа қилиштики муһим қәдәмлиримизниң бири болди.

йиғин қатнашқучилири дуъа қилмақта; сүрәт мәнбәси: муса арслан.

йиғинимизниң асасий темиси «шәрқий түркистан мустәқиллиқ көриши: ислаһат, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ» болуп, бу җәрйанда биз өтмүшимиздики тәҗрибә-савақларни өзимизгә әйнәк қилдуқ. болупму 2017-йиллири ирқий қирғинчилиқ әң йуқири пәллигә чиққан пәйтләрдә, өзъара тоқунуш вә җедәл-маҗиралар сәвәбидин нурғун тарихий пурсәтләрни қолдин берип қойғанлиқимизни чоңқур һес қилдуқ. шуңа, бу қетимқи йиғинда ички зиддийәт вә келишмәсликләргә хатимә берип, өзъара ишәнчни қайта бәрпа қилишқа, бир-биримизни тәнқидләшниң орниға бир-биримизниң кәмчиликини толуқлап, бирликтә һәрикәт қилишниң зөрүрлүкини қайта тәкитлидуқ.

муса арслан сөз қилмақта

бу йиғинда төвәндики асаслиқ нуқтиларда ортақ тонуш һасил қилдуқ:

1. ортақ дәва пиринсиплирини мустәһкәмләш: дәвайимизниң өзгәрмәс қизил сизиқлирини қайтидин әсләп өттүқ. ислам динимиз, «шәрқий түркистан» намидики вәтинимиз, ай йултузлуқ көк байриқимиз, дөләт гербимиз вә миллитимизниң исми қатарлиқ мәсилиләрдә һечқандақ мурәссә қилмайдиғанлиқимизни, буларға дәхли қилған һәрқандақ кишигә қарши ениқ позитсийә билдүридиғанлиқимизни җакарлидуқ. бу пиринсиплар, барлиқ тәшкилатлиримизниң һәмкарлиқи үчүн идеъологийәлик ул болуп хизмәт қилиду.

2. тәшкилий вә иҗтимаъий ислаһат: тәшкилатлиримизниң хизмәт үнүмини йуқири көтүрүш, заманиви тәшкиллиниш вә башқуруш иқтидарини күчәйтиш зөрүрлүкини чоңқур муһакимә қилинди. «инсан йетилдүрүш»ни ғәлибиниң ачқучи дәп бекитип, рәһбәрлик, маслишиш, башқуруш, техника вә иҗадийәт иқтидариға игә кадирларни йетиштүрүшни алдинқи орунға қойулди. паъалийәтчиликтин сийасәтчиликкә өтүп, әқил амбарлирини қуруп, хитайни вә хәлқъара вәзийәтни чоңқур тәтқиқ қилидиған органларни бәрпа қилишниң муһимлиқи һәққидә музакириләр қилинди. шундақла, дөләтчилик идийсии билән һәрикәт қилишниң муһимлиқи, тәшкилатчилиқ зеһнийитиниң шәрқий түркистан мустәқиллиқидәк йүксәк нишанға тар килидиғанлиқи йиғин әһли тәрипидин тәкитләп өтүлди.

3. қериндашлиқ, иттипақлиқ вә һәмкарлиқ: охшимиған тәшкилат вә һәрикәтләр арисида һәмкарлиқ истратегийәси вә йол хәритисини түзүп чиқишниң зөрүрлүкини тәкитлидуқ. пәрқлиқ көз қарашларни сәрхиллиқ вә байлиқ дәп билип, «биз» дегән аң билән һәрикәт қилип, кичик ихтилапларни қойуп, ортақ дүшминимизгә қарши бир сәптә турушқа әһдә қилинди. сүрийәдики қериндашлиримизниң вәкиллириниң йиғинимизға қатнишип, өзъара чүшинишни күчәйткәнлики, өтмүштики хата чүшәнчиләргә хатимә берип, кәлгүсидә бирликтә һәрикәт қилиш үчүн ирадимизни намайан қилғанлиқи бу йиғинниң әң муһим нәтиҗилиридин бири болди.

4. йашлар вә айалларниң ролини күчәйтиш: дәваниң кәлгүси йашларниң қолида икәнликини һес қилған һалда, уларни илмий, мәнивий вә җисманий җәһәттин йетилдүрүш, уларға мәсъулийәт вә вәзипиләрни бериш арқилиқ дәваға актип қатнишишини қоллаш керәклики тәкитләнди. шундақла, айалларниң дәвадики орнини йүксәлдүрүп, уларниң барлиқ саһәләрдә актип рол ойниши үчүн шараъит йаритип бериш бурчимиз дәп билинди.

5. өзгириватқан дунйа вәзийитигә маслишиш: хәлқъара вәзийәтниң мурәккәпликини, хитайниң кеңәймичилик тәһдитини вә дәвайимиз дуч келиватқан йеңи хирислар анализ қилинди. дәваниң тәләплирини заманға мас һалда йеңилап, техиму истратегийәлик вә пиланлиқ һәрикәт қилиш керәклики, дипломатийә вә лобичилиқ хизмәтлирини күчәйтишниң муһимлиқи тәкитләнди.

бу йиғиндин айрилиштин бурун, «уларниң ишлири өз ара мәслиһәт билән болиду» дегән илаһий буйруққа әмәл қилип, «мустәһкәм бинадәк сәп болуп», шәрқий түркистанниң толуқ мустәқиллиқидин ибарәт ахирқи нишанимизға йәткүчә бирликтә күрәш қилишқа қайтидин әһдә берилди!

бу пилан вә тәклипләрни әмәлгә ашуруш үчүн тоғра истратегийә, һәмкарлиқ роһи, системилиқ һәрикәт, изчиллиқ вә бәдәл төләш роһи интайин муһим. шәрқий түркистан мустәқиллиқ дәвасиниң муһаҗирәттики паъал тәшкилат вә органларниң өзъара һәмкарлишип, ортақ мәнпәъәтләрдә бирлишиши вә миллитимизниң ирадисини күчләндүрүши арқилиқ һәқиқий қериндашлиқ роһи билән мустәқиллиқ дәвасида бөсүш характерлиқ ғәлибиниң қолға келидиғанлиқи муқәррәр.

17-қетимлиқ дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришишиниң йиғин музакирәлири вә планланған һәмкарлиқ йоллириниң милләтимизгә йеңидин үмид елип келиши – бизниң ортақ нишанимиздур.

бу йиғинниң әмәлгә ешишиға төһпә қошқан барлиқ тәшкилат вә шәхсләргә, дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән қиммәтлик вәкилләр вә меһманларға сәмимий рәһмитимизни билдүримиз. аллаһ бирликимизни мустәһкәм, дәвайимизни музәппәр қилсун!

қатнашқучи тәшкилатлар:

1. хәлқъара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики

2. шәрқий түркистан маъарип вә һәмкарлиқ җәмиъийити

3. шәрқий түркистан өлималар бирлики

4. дунйа уйғур қурултийи

5. шәрқий түркистан инсан һәқлири көзитиш җәмиъийити

6. сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхпи

7. шәрқий түркистан нузугум күлтүр вә аъилә җәмиъийити

8. шәрқий түркистан көк һилал инсаний йардәм җәмиъийити

9. шәрқий түркистан ахбарат вә медиъа җәмиъийти

10. шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити

11. абдусаттар һаҗи сәъийдийә илим вә мәдәнийәт җәмиъийти

12. уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәхпи

13. йаврупа шәрқий түркистан маъарип җәмиъийити

14. шивитсийә уйғур маъарип уйушмиси

15. фенландийә уйғур мәдәнийәт мәркизи

16. или мәшрәп уйғур вәхпи

17. шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси

18. түркийә уйғур тәшкилатлар мунбири

19. уйғур академийәси вәхпи

20. дунйа уйғур қурултийи вәхпи

21. дарул-иман академийәси

22. ханлиқ мәдәнийәт вә һәмкарлиқ вәхпи

тәкрар бу әһмийәтлик учришишқа һәссә қошқан барлиқ тәрәпләргә чин дилимиздин рәһмәтлиримизни билдүримиз.