уйғур почтиси, 18-декабир

өзгүр уйғур

америка дөләт мәҗлсидики икки партийә хадимлиридин тәшкилләнгән дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраъ‍ийә комитети 10-декабир елан қилған йиллиқ доклатида, хитай тили вә башқа хитайға мунасивәтлик тилларни «пешшиқ өгиниш» пиланини зор дәриҗидә кеңәйтишкә чақирди. улар вашингитонниң америка маъарип саһәсидин бейҗиңниң тәсирини чәкләш қәдимигә әгишип, тил җәһәттики алаһидә маһарәтниң дөләт хәвпсизлики үчүн толиму зөрүр амилға айлиниватқанлиқини оттуриға қойди.
бу тәшәббус пирезидент доналд трампниң иккинчи нөвәтлик һөкүмити дәвридә, хитай һөкүмитигә четишлиқ органлар билән болған һәмкарлиқниң қаттиқ чәклиниши вә мәдәнийәт алмаштуруш пиланлириға аҗритилған федератсийә мәблиғиниң қисқартилишидәк бир вәзийәттә оттуриға чиқти.
америка университетлирида хитай тили өгиниш пурсәтлири көп болсиму, куңзи институтлири тақалғандин кейин, хитай тили өгиниш нисбити төвәнлигән.
һазир америкида харвард универиситети, индийана универиситети, җорҗ вашингтон универиситети қатарлиқ алий мәктәпләрдә уйғур тили өгиниш пирограммилири тәсис қилинған.
вашингтон өзиниң хитай сийаситини қаттиқлаштуруватқан бир пәйттә, еһтийатчанлиқниң «билим җәһәттики чекиниш»кә айлинип кетишиниң алдини елиш әң чоң хирисларниң бири болуп қалмақта. көзәткүчиләрниң қаришичә, тил маһарити бейҗиңға берилгән бир йол қойуш болмастин, бәлки америка үчүн бир ситратегийәлик байлиқ икән.

америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири пәвқулъаддә комитетиниң 2025-йиллиқ доклатиниң уйғурларға аъит қсми вә комитетиниң башлиқлириниң байанатини комитетиниң рухсти билән уйғур тилиға тәрҗимә қилип илан қилди.төвәндики адерстин оқуң

америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири пәвқулъаддә комитетиниң башлиқлириниң 2025-йиллиқ доклат һәққидики байанати

америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири пәвқулъаддә комитетиниң башлиқлириниң 2025-йиллиқ доклат һәққидики байанати

америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири пәвқулъаддә комитетиниң 2025-йиллиқ доклатиниң уйғурларға аъит қисми

америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири пәвқулъаддә комитетиниң 2025-йиллиқ доклатиниң уйғурларға аъит қисми