уйғур агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка уйғур бирләшмисиниң (UAA) йеңи нөвәтлик рәһбәрлик қатлими 4-өктәбир күни верҗинийә шитатиниң файр факс шәһиридә ғәлибилик сайлап чиқилған.

җәмъийәт әзалири америка маъарипи тәрбийисини қобул қилған йеңи йаш әвладтин чоң үмидләрни күтидиғанлиқини билдүргән.

аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлири қарши алди:

америка уйғур бирләшмисиниң сабиқ рәъиси әлфидар (абликим), уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң иҗраъийә директори өмәр қанат, вә уйғур һәрикити тәшкилатиниң иҗраъийә директори рошән аббас қатарлиқ әрбаблар йеңи рәһбәрликни қизғин қарши алидиғанлиқини, һәмкарлишип уйғурлар үчүн хизмәт қилидиғанлиқини җакарлиған.