уйғур почтиси, 13-декабир

12-декабир америка вирҗинийә шитати фейрфәкс шәһиригә җайлашқан уйғур мәркизидә, 1985-йили үрүмчидики уйғур студентлар хитай һөкүмтигә қарши қозғиған наразилиқ намайишиниң 40 йиллиқини хатириләш паъалийити өткүзүлди.

йиғинға уйғур америка бирләшмисиниң рәъиси мисран долан рийасәтчилик қилди. уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим қисқичә сөз қилди. арқидин, шу чағдики аталмиш шинҗаң университетиниң оқутқучиси мәвлан йасин, туғлуқ абдуразақ вә ашу қетимқи намайишни тәшкиллигән йаки актип қатнашқан оқуғучилардин нури мусабай, илйар шәмсидин, нури тийип, җелил қәшқири, зубәйрә шәмсиддин, сүрәййә қәшқири қатарлиқлар шу чағдики намайиш җәрйанини вә униң алди-кәйнидики вәқәләрни әсләп өтти.

«қош 12 намайиши» дәп аталған шу қетимқи намайишта, шинҗаң универиситетини мәркәз қилған үрүмчидики асаслиқ алий мәктәпләрниң он миңға йеқин уйғур оқуғучиси қаттиқ соғуққа қаримай, аптонум районлуқ партком вә һөкүмәт оргини алдидики хәлқ мәйданиға йиғилип, хитай даъирилиридин уйғур хәлқниң демократик һәқ-һоқуқлириға капаләтлик қилиш, миллий маъарипни раваҗландуруш, уйғур елидә йадро синиқи қилишни тохтитиш, хитай көчмәнлирини уйғур райониға йөткимәслик, уйғурларға қаритилған пиланлиқ туғутни әмәлдин қалдуруш қатарлиқларни тәләп қилған.


уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим сөз қилмақта
һөкүмәт тәрәп бу тәләпләрни ойлишидиғанлиқи ейтип оқуғучиларни йолға салған, әмма мәктәп тәрәп башламчи оқуғучиларни тәнқид қилған вә төвинамә йаздурған. кейин, бу оқуғучиларниң бәзилири мушу намайиш түпәйлидин хизмәт тепишта қийналған.

12-декабир намайиши гәрчә студентлар күткәндәк нәтиҗигә еришәлмигән болсиму, әмма бу намайиш һазирқи заман уйғур қаршилиқ һәрикәтлириниң муһим бир абидиси болуп қалған. болупму, ашу қетимлиқ намайиштин кейин, бир түркүм уйғур студентларниң идийисидә зор бурлуш һасил болған, улар милләтниң истиқбали, вәтәнниң кәлгүси һәққидә ойлинишқа башлиған. ашу студентларниң бәзилири нөвәттә муһаҗирәттики уйғур дәвасида муһим ролларни ойнаветипту.