америка бирләшмә агентлиқи (AP) хитай даъирилириниң уйғурчә нахшиларни аңлаш, сақлаш вә тарқитишни «җинайәт» дәп бекитип, аһалиләргә тәһдит селиватқанлиқини ашкарилиди.
- вақит: 2025-йили 31-декабир
- мәнбә: америка бирләшмә агенитлиқи вә уйғур йардәм тәшкилати
ачқучлуқ нуқтилар
- хитай даъирилири уйғур елидә «мәсилиси бар» дәп қаралған уйғурчә нахшиларни аңлиған, чүшүргән йаки тарқатқанларни җазалайдиғанлиқини агаһландурди.
- даъириләр нахшиларни йәттә чоң түргә айриған болуп, диний мәзмун, бөлгүнчилик вә тарихни бурмилаш дегәндәк әйибләшләрни қолланған.
- норвегийәдики уйғурйар тәшкилати тәминлигән аваз хатирисидә җазалаш сийаситиниң тәпсилатлири ашкариланди.
омумий әһвал
америка бирләшмә агентлиқи (AP) ниң хәвәр қилишичә, хитай даъирилири шәрқий түркистанда уйғур тилидики нахшиларни аңлиған, телефониға сақлиған йаки башқилар билән һәмбәһирлигән аһалиләрни тутқун қилиш вә сотлаш билән тәһдит салған. хәвәрдә өткән йили өктәбирдә қәшқәр вилайитиниң йеңисар наһийәсидә өткүзүлгән бир аммивий йиғинда сақчи даъирилири кишиләргә қойуп бәргән бир тәшвиқат үн һөҗҗити дәлил қилип көрситилгән.
бу йиғинда, даъириләр «мәсилиси бар» дәп бекитилгән нахшиларниң шәхсий үскүниләрдин тепилиши қамақ җазасиға сәвәб болидиғанлиқи тәкитлигән; гәрчә ениқ җаза муддити дейилмигән болсиму, он күнлүк тутуп туруш вә униңдин еғир җинайи җазалар мисал сүпитидә тилға елинған. 80 минутлуқ мәзкур аваз хатирисини норвегийәдә паъалийәт елип бериватқан уйғурйар тәшкилати мәхсус AP агентлиқиға тәминлигән.
арқа көрүнүш вә тәпсилатлар
хитай даъирилири аһалиләр аңлаштин өзини қачуруши керәк болған төвәндики йәттә түрлүк нахша тизимликини елан қилған:
- «уйғурларниң тархини бурмилайдиған, миллий бөлгүнчиликни тәрғип қилидиған, миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилидиған нахша-музикилар» болуп, буниңға «көк бөрә», «из» (аблиз шакир қатарлиқлар), «уйғурум», «алим билди», «виҗдан сориқи» (абдуреһим һейт), «йуртум» (аблаҗан авут айуп, «алдида» (абдуреһим һейт), «ана йурт марши», «бирдинбир түркийә», «өтәләмсән мән билән», «йитәлмидим атамға» (абдулла абдуреһим), «сеғиндиңму» (саниийә исмайил), «уйғур дегән мушундақ» (мөминҗан абликим), «чегра», «ата-анам қәйәрдә», «үч пәдә», «зийарәт қилғили кәлдим» (абдуреһим һейт), «қәдирдан атам», «сөйүмлүк ана», « шәһәрдики мусапир», «бәш пәдә», «турмуш дегән мушундақ», «сумбул чачлиқ қиз», «атуш», «сәнәмҗан», «кәтти», «достум», «сән мәндәк болаламсән» қатарлиқ нахшилар мисал қилинған, андин «бу нахшилар партийәмизгә вә дөлитимизгә һуҗум қилип, бөлгүчиликкә қутратқан» дейилгән.
- ү«терроризим, әсәбизмни тәрғип қилидиған нахшилар» болуп, буниңға «атилар» (абдуреһим һейт), «йаналмаймән» («йанарим йоқ» амир қилич, хәйринса йенилмәс), «мәст әмәс», «алдида»(хәйринса йенилмәс), «мән өлмәймән» (күрәш көсән), «чанаймән» (раһманҗан авут), «сәргәрдан», «учрашқанда» (абдуреһим һейт), «деһқан», «мени қутқузуңлар», «салам аниҗан» қатарлиқ нахшилар мисал кәлтүрүлгән. үн һөҗҗитидә «бу нахшиларға җиһат идийиси сиңдүрүлгән болуп, зораванлиққа қутрутуп, бөлгүнчиликни тәрғип қилиду; қилич астида дунйа йаритишни тәрғип қилип, диний әсәбийликкә қутрутуп, пүткүл җәмъийәт бихәтәрликигә еғир дәриҗидә пассип тәсир көрситиду» дейилгән.
- «динй идийәни тәрғип қилип, башқиларни динға етиқат қилишқа мәҗбурлайдиған нахшилар» болуп, буниңда «мән һайат» (муһәммәтҗан абдуқадир), «әссаламу әләйкум» (муһәммәтҗан абдуқадир, «җаһан базари», «суъал-сорақ», «кәлгин достум», «рамизан нахшиси», «аллаһ билиду», «паһишә қизниң муһәббити», «нишансиз бала», «достум», «или бойлири», «дин нахшиси» қатарлиқлар тилға елинған һәмдә «йуқириқи нахшилар диний әсәбийликни тәрғип қилиш арқилиқ, башқиларни динға ишиншкә мәҗбурлап, дөләт диний етиқад әркинликигә алақидар қанун-сийасәтлиригә бузғунчилиқ қилиду» дейилгән.
- «амминиң бәхтлик турмушиға бөһтан чаплап, партийә вә дөләткә наразилиқ кәйпийати пәйда қилишқа қутритидиған нахшилар» болуп, буниңға «мениң алтийим» (қазақчә), «пак йаша», «уйғур оғли», «һәқиқәткә қайтиш», «шамал», «һарақ ичиш», «шарап ичкән уйғур қизи», «бүгүн ахшам» қатарлиқ нахшилар мисал қилинған. үн һөҗҗитидә «йуқуриқи нахшиларда аптонум районимизниң террорлуққа қарши туруп муқимлиқни сақлаш сийаситигә һуҗум қилинған мәзмунлар бар болуп, миллий кәйпийатни қутрутуп, һөкүмәтниң муқимлиқни сақлаш үчүн көрсәткән тиришчанлиқиға қара чаплайду» дейилгән.
- «қойуқ диний идийәгә игә болған, пассип учур тарқитидиған, дунйадин өзини қачурушни тәрғип қилидиған нахшилар» болуп, буниңда «шүкри» (муһәммәтҗан абдуқадир), «әркәк», «үч пәдә», «бир җүп көз», «инсан дегән немә», «малайсийаға мәдһийә», «ойнайли достлар», «әлләй», «худа мени сақла», «йаңрақ күй», «махтанма», «көргән гуваһ», «сени дәп кәлдим», «рәйһангүл», «аһ ләйли», «һәммигә қадир бүйүк зат», «вәдәңдә тураламсән», «әмди билдим», «қизчақ, алдинип қалмаң», «пак муһәббәт», «хәйр, гүлүм», «йарим кәлмиди», «гүлзарлиқ», «йолдин чиқма, достум», «аһ, адәм» қатарлиқ нахшилар тилға елинған, арқидин «бу түрдики нахшиларниң милодийәси начар, реъалиққа нисбәтән наразилиққа толған, уларниң ичидә, мәсилән, <һарам, һалал> дегәндәк сөзләр болуп, қойуқ исламизм түсигә игә» дейилгән.
- «сахта мәзмун ойдуруп чиқирип, партийә-һөкүмәтниң образиға дағ тәккүзидиған, кадирлар билән амминиң мунасивитигә бузғунчилиқ қилидиған, һөкүмәтниң сийаситигә һуҗум қилидиған нахшилар» болуп, «башлиқ келиду», «әркәк», «хәй-хош», «қум бараханлиридики алмас», «башлиқлар», «туғмас тоху», «бәзиләр» қатарлиқ нахшилар мисал қилинған һәмдә «бу хилдики нахшилар кадирларға қара чаплаш арқилиқ миллий кәйпийатни қутрутуп, һөкүмәтниң иҗтимаъий муқимлиқ вә әбәдий әминликни қолға кәлтүрүш үчүн көрсәткән тиришчанлиқиға қара чаплап, партийә-һөкүмәтниң образиға дағ тәккүзүп, җәмъийәткә еғир пассип тәсир елип келиду» дейилгән.
- «чакина, пәскәш мәзмунларни тәрғип қилидиған, җәмъийәткә пассип тәсир көрситидиған нахшилар» болуп, мисал сүпитидә «шәһәр базири» дегән нахша тилға елинған, шундақла, «бу хил нахшилар пакитни вә риъаллиқни бурмилайдиған сөзләр арқилиқ, җәмъийәттә начар тәсир пәйда қилиду» дейилгән.
уйғур таймиз илгири аблаҗан авут айуп, ширъәли әлтекин вә турсун шәйих қатарлиқ даңлиқ уйғур нахшичиларниң тутқун қилинғанлиқини хәвәр қилған иди. мутәхәссисләрниң AP ға билдүрүшичә, бу чәклимә түрлириниң шунчә кәң бәлгиләнгәнки әмәлийәттә һәрқандақ уйғурчә нахшиниң кишиләрни җазалашқа баһанә болалайдикән. мәсилән, хәлқ ичидә зор шөһрәткә игә «бәш пәдә» нахшисидики худаға аъит сөзләр вә даңлиқ сәнъәткар абдуреһим һейтниң «атилар» намлиқ нахшиси даъириләр тәрипидин «мәсилиси бар» дәп көрситилгән.
сийасий вә мәдәнийәт анализи
манчестер университетиниң лектори рийан тум (Rian Thum) ниң пикиричә, бу хил бесимлар шәрқий түркистандики зийанкәшликниң һечқачан тохтап қалмиғанлиқиниң испатидур. гәрчә чоң типтики лагирлар тақалғандәк көрүнсиму, әмма мәдәнийәтни контрол қилиш системиси техиму назук вә чоңқур қатламға көчкән.
лондон университети сөъас (SOAS) ниң профессори рачел харрис (Rachel Harris) ниң ейтишичә, «бәш пәдә» гә охшаш нахшилар хитай даъирилири тәрипидин хата чүшинилгән. униңдики диний тил әсәбийликни әмәс, бәлки романтикини вә роһий ипадиләшни көрситиду. лондондики уйғур паъалийәтчи рәһимә мәһмут музикиниң уйғур кимликиниң мәркизи икәнликини, уни чәкләшниң җәмъийәттә еғир писхикилиқ вә мәдәнийәт киризиси пәйда қилидиғанлиқини тәкитлиди.
хуласә вә кәлгүси мөлчәр
хитай һөкүмитиниң уйғурларниң нахша-музикисиға қаратқан бу қетимлиқ йеңи бесим долқуни уйғурларниң мәдәнийәт йилтизини пүтүнләй қомуруп ташлашни мәқсәт қилған. аваз хатирисидә бир музика ишлигүчиниң булут системисиға нахша йоллиғанлиқи үчүнла үч йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи тилға елинған болуп, бу әһвал бесимниң әмәлийәттә қанчилик еғир икәнликини көрситип бериду.