уйғур почтиси, 18-дикабир                       

 сәлимә а.камал

 8- нойабир австралийәниң седней шәһридә мәрвайит һапиз, әкрәм имин, лутпулла қатарлиқ уйғур рәссамларниң гүзәл сәнъәт рәсим көргәзмиси башланди.

седней уйғур мәдәнийәт мираслири җәмъийитиниң рәъиси, рийасәтчи мәликәзат ханим паъалийәт башланғанлиқини елан қилди. миллийчә кийимлирини кийгән йигит-қизларкиласск уйғур музика садаси ичидә рәссамларниң әнъәнивий гүзәл сәнъәт билән мода гүзәл сәнъәтниң мунасивити маһирлиқ билән йаритилған әсәрлири рәтлик тизилған, көркәм безәлгән зални айлинип уссул ойниди. көргәзмигә кәлгән уйғурлар һәмдә  әнни ситәнлий қатарлиқ район мәсъуллири чавак челип уларни қизғин алқишлиди.

  уйғурлар көпрәк олтурақлашқан леврпол районлуқ консул башлиқи сәһнигә чиқип:

 – мән уйғурлар һәққидә биләттим, уйғурларни тонуйттим. бүгүн бу паъалийәт арқилиқ силәрни техиму чоңқур чүшәндим. бундин кейин, қандақ йардәм керәк болса мән йениңларда болимән, – деди.

һәрқайси районлуқ һөкүмәт мәсъуллириму арқа- арқидин сөзгә чиқти. улар бу көргәзмигә қойулған уйғур рәссамлириниң иҗадийәтлиридин уйғур мәдәнийәт-сәнъити  арқилиқ уйғурларға болған чүшәнчисиниң чоңқурлашқанлиқини билдурушти. тәбрик нутуқлирида мәдәнийәтлик уйғурларниң  еғир зулум чекиватқанлиқини унутмиди.

 паъалийәткә қатнашқан уйғурлар рәссамларниң әсәрлирини сетивалди, шундақла дунйаға даңлиқ «миң өй там рәсимлири» мирас мәдәнийитимизни сәрсанлиқ һайатида давамлаштурған бу избасарларға апирин ейтишти. 

 сүрәттә:гүлназ ханим рәсимни чүшәндүрмәктә. (солда)                

рийасәтчи мәликәзат билән рәссам әкрәм сәһнидә. (оңда)

рәссам мәрвайит ризвангүл аппай талливалған рәсимини тапшуруп бәрди. (солда)         

әкрәм рәсимигә мәптон болған херидар билән. (оңда)

көргәзмә седнейда үч күн давамлашти. андин мелборн, аделайде шәһәрлиридә икки һәптә давамлашти. бу җәрйанда рәссамлар «седней үмид уйғур ана тил мәктипи билән җәнубий австралийә уйғур ана тил  мәктипидики оқуғучиларға рәсим сизиш  техникиси бойичә нәқ мәйданда әмәлий дәрс өтти.

  мән бу қетимқи көлими, четилиш даъириси кәң паъалийәтниң тәшкиллигүчиси, уйғур мәдәнийәт вә мираслири җәмъийитиниң муъавин рәъиси гүлназ абдуллатаҗи қизини зийарәт қилдим.

мухбир: «паъалийәт мувәппәқийәтлик болди. көп әҗир қипсиләр. илгири австралийәдә бундақ паъалийәт болмиған. җәмъийитиңлар немәъүчүн бу пиланни түзуп, әмәлийләштүрди?»

 гүлназ: «мән бу һәқтә көп ойландим. өзүм 1982-йилидин 1986–йилғичә бейҗиң гүзәл-сәнъәт иниститутида оқиған. оқуш пүттүрүп, аталмиш шинҗаң сәнъәт мәктипидә изчил сәккиз йил гүзәл-сәнъәт муъәллими болуп ишләп, нурғун оқуғучиларни тәрбийәлидим.1995- йили австралийәгә көчмән болдум. шуниңдин кейин һайатни нөлдин башлидим. балилиримни беқиш, оқутуш, йеңи һайатқа маслишиш қатарлиқ алдирашчилиқлар қайнимиға чөкүп қалдим. кәспимни давамлаштуралмидим. буниңдин әпсуслинимән. йеқинқи йиллардин буйан хәлқимиздә роһий чүшкүнлүк еғирлашти. рәссамлиримиз, сәнъәткарлиримиздин хәлқимизгә роһий мәдәткар болғанларму бар.ғәрп дунйасида бу кәсптә риқабәт күчлүк. мән мушу риқабәт қайнимида тиришиватқан рәссамлиримизни издәп, иҗадийәтлирини көрүп, бәк тәсирләндим. рәссамлиримизни өзимизму әтиварлисақ, уларниң дили өзимиздин су ичсә, иҗадийәт илһам булақлири техиму қайниған болаттиғу. уларъүчүн, уйғурум үчүн мән немә қилип берәләймән? дегәнләрни ойлидим. мәликәзат әһмәт милләтсөйәр зийали йашлиримиздин бири. уседней үмид уйғуръана тил мәктипидә үч йерим йил ана тил оқутқучиси болған. иккимиз алди билән биргүрүппа қурдуқ, тунҗи қәдәмни рәсим көргәзмиси ечиштин  башлаш пиланини туздуқ. әмәлийләштурушкә бирйил тириштуқ. бесимму еғир болди. бәзи вәтәндашлиримиз иқтисадий қийинчилиқни қисмән болсиму йениклитишимизгә йардәмдә болди. уларға рәһмәт!»

 мухбир: «мәнму силәрниң бу паъалийәтни мувәппәқийәтлик өткүзгиниңларға қайил болдум. йуқури сәвийәлик, сүпәтлик көргәзмә болди. өзиңиз бу паъалийәттин қандақ хуласигә кәлдиңиз?

 гүлназ: «һәрқандақ иҗабий иш ройапқа чиққанда <ким қипту?> дегәнни тартишмай, паъалийәтниң характери, алаһидилики, толуқлима қилишқа тегишлик нуқтилар үстидә әстайидил ойлиниш зөрүр. тунҗи қетимлиқ <тоғрақ роһи> рәсим көргәзмиси <мәдәнийәт-сәнъәт чағлиқ нәрсә…> дегүчиләргә бирқетимлиқ әмәлий дәрс болди. нурғун йашлар келип көрди. бу көргәзмә йашларға вәтәнпәрвәрлик вә милләтпәрвәрлик дәриси болди. үч шәһәрдики уйғур җамаъитиниң көрүшүш пурсити, шадлиқ соруни болди. җәмъийитимизниң рәъиси мәликәзат әһмәд қизи көп күч чиқарди. алди билән рәъисимизгә, гүруппимиздики пидакарларға рәһмәт ейтимән. бу паъалийәттә, әң  муһими, рәссамлиримизға бирқетимлиқ роһий күч берәлидуқ. мәдәнийәт-сәнъәт җәһәттики өзгичиликимиз билән башқа милләт хәлқлиригә уйғурниң илғар бирмиллләт икәнликини  тонуштуралидуқ. буниңдин ғорурлинимән.»