мәмәт емин дохтур
бәзи қириндашларниң башқиларни өзи тоғра дәп билгән йолға башлаш йаки милләткә пайдилиқ дәп қариған ишларни қилишқа үндәш үчүн, башқиларниң хаталиқи йаки өзи тоғра болмиди дәп қариған бәзи сөз һәркити вә қилмишини тутивилип, уларға һуҗум қилғанлиқини, уларниң ғурурини сундуридиған гәп сөзләрни қилғанлиқини, һәтта уларни инкар қилип, пүтүнләй йоққа чиқармақчи болғанлиқини даъим учуртуп туримиз. у қириндашлар көпүнчә әһвалда гәрчә милләтниң мәнпәһәтини чиқиш қилғанлиқини тәкитлисиму, әмма қолланған усулниң тоғра болмаслиқи сәвәбидин бәзи әкис тәсир йартидиғанлиқини ойлап йитәлмисә керәк.
ундақта башқиларни һақарәтләш, ғурурини сундуруш йаки инкар қилиш арқилиқ уларни иҗабий җәһәттин өзгәрткили боламду?
әгәр биз башқиларниң азрақ хаталиқини тутивилип, уларни өзимиз тоғра дәп билгән йолға башлаш йаки уларни милләткә пайдилиқ ишларни қилишқа үндәш үчүн, уларға һуҗум қилсақ, уларни һақарәтлисәк, һәтта уларни инкар қилип, йоққа чиқарсақ, бәзиләрдә бәлким хиҗаләт, қорқунч йаки мәҗбурийәт туйғуси йаритип, қисқа муддәтлик бир «өзгүрүш» пәйда қилишимиз мумкин, әмма у һәргизму һәқиқий өзгириш әмәс.
бу хил усулларниң келип чиқидиған сәлбий ақивәтлири төвәндикидәк болиду:
1. писхикилиқ қаршилиқ күчийиду. адәм һәқарәтләнгәндә, меңә аптоматик һалда «мудапиъә һалити»гә өтиду. биз ейтқан әқилгә мувапиқ гәпләрму уларниң қулиқиға кирмәйду; чүнки улар пәқәт өзини қоғдаш вә сизгә өчмәнлик қилиш билән аварә болиду.
2. ғурурниң сунуши инсанларда үмидсизлик вә чүшкүнлик пәйда қилиду. әгәр бир адәмниң ғурурини вә өзигә болған ишәнчисини йоқатса, у өзини «йахшилинишқа лайиқ әмәс» дәп қарашқа башлайду. «мән шундақ начар адәм икәнмән, өзгирип немә қилаттим?» дәйдиған писхика шәкиллинип, улар техиму начарлишип кетиши мумкин.
3. мунасивәтниң вәйран болушини кәлтүрүп чиқириду. бундақ усуллар оттуридики ишәнчни пүтүнләй йоқитиду. өзгириш үчүн алди билән «ишәнч» вә «һөрмәт» лазим. киши өзини һөрмәтлимәйдиған, кәмситидиған адәмниң сөзини чин көңлидин қобул қилмайду.
4. йошурун өчмәнлик пәйда болиду. қорқутуш йаки һәқарәт билән өзгәртишкә урунған адәм, сизниң алдиңизда өзини түзәткәндәк көрсәтсиму, арқиңизда техиму еғир хаталиқларни өткүзүши, һәтта сиздин өч елиш пиланини түзүши мумкин.
5. бурун қилған ишлирини тихиму йошурун қилишини вә җамаъәттин йирақлишишни кәлтүрүп чиқириду. бу инсанлар арисидики итипақлиқ вә бирликкә тәсир көрситиду.
һәқиқий өзгириш қандақ келиду?
башқиларни өзгәртмәкчи болғанда, төвәндики үч нуқта әң үнүмлүк:
1. һөрмәт қилиш: қарши тәрәпниң шәхсийитигә чиқилмай, пәқәт хата қилмишини көрситип бериш.
2. илһамландуруш: уларниң артуқчилиқини җәзмләштүрүш арқилиқ, уларда «мән техиму йахши болалаймән» дәйдиған ишәнч турғузуш.
3. үлгә болуш: сөз биләнла әмәс, өзиңизниң һәрикити билән тоғра йолни көрситип бериш.
қисқиси, башқиларни һақарәтләш, ғурурини сундуруш йаки инкар қилиш арқилиқ уларни иҗабий җәһәттин өзгәрткили болмайду. өчмәнлик билән йариланған қәлб һәргизму гүзәлликкә қарап тәрәққий қилмайду. өзгириш қорқунчидин әмәс, бәлки өз ара чүшиниш, өз ара сөйгү вә қәдирлиништин башлиниду.
аптор теббий пәнләр доктори мәмәт емин колумбийә университети теббий мәркизидә хизмәт қилиду. у чәтъәлләрдики уйғурларниң сағламлиқ мәсилилирини тәтқиқ қилиш билән биргә, «сағлам болуң» YouTube қанили арқилиқ хәлққә сағламлиқ билимлирини йәткүзүп кәлмәктә.