абдувәли айуп
сүрийәдики уйғурлар билән өктәбирдә иккинчи қетим учраштим. улар қурған мәктәпләр, мәсчитләр, ширкәтләр, завутларни зийарәт қилдим. «урә, ат, ташла, пас бәр» садалири билән қизиған путбол, васкетбол мусабиқилирини көрдүм. авам уйғурлар топлашқан мәһәллиләрни айлинип, мутәхәссис уйғурлар ишләватқан дохтурханиларда һәмсөһбәт болуп, уйғурчә ашханиларда тамақ йәп, әтидин кәчкичә ана тилимда сөзләп йүрдүм. кәчлик базарни айлинип самса, ләғмән, һәтта өпкә-һесипларни йәп һузурландим. сүрийәдики 15 күнлүк сәпәр муһаҗирәт һайатимда әң қисқа, әң тез варақлинип өтүп кәткән, әмма тинмай хатириләнгән, лиққидә муһәббәт билән йезилған сәһипиләр болди. төвәндә шу сәһипиләрдин бир қанчә бәтни сунай.
- нөвәттә һуҗум нишанимиз маъарип «сүрийәдики залимға қарши һуҗумда йәңдуқ, әмди һуҗум нишанимиз маъарип, кәлгүсимиз маъарипимизға бағлиқ» деди бир уйғур қомандан данә-данә сөзләп. 84-дивизийәдики башқа рәһбәрләр билән болған сөһбәтләрдиму маъарип әң көп тәкитләнди. улар йәслидин тартип толуқсиз оттура мәктәпкә қәдәр уйғурчә маъарипни қуруп чиқипту. ана тил оқутушида қолланған дәрсликләр хитайда чәкләнгән уйғурчә дәрслик китабларниң түзитилгән нусхиси икән. тәбиъий пәнләр оқутуши бурунқи уйғурчә дәрсликләр билән азадә синипларда давам қиливетипту. толуқ оттура маъарипи әрәбчә болидикән, уйғурчә тәкрар қилинидикән.
- сиз маъарипни әң муһим дедиңиз, әмма мәктәпләрдә күтүпхана, тәҗрибәхана, гимнастика мәйдани, әслиһәләр йоқтәк қилиду, йәслиләрдә ойунчуқлар аз икәнғу? дедим ахирқи күни тамақ вақтида. бу соъалниң вәзни еғир, җавабини иккилимиз билимиз. йигирмә миңға йеқин адәмни башқуруш, уларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш, уларни сүрийә җәмъийитидә йатқа муһтаҗ қилмай қамдаш асан әмәс. уларда йоқни толуқлап бериш, қериндашлиқ меһримизни сәбиләргә топ, ойунчуқ вә китаблар арқилиқ йәткүзүш өзини уйғур санайдиған һәммимизниң бурчи. сүрийәдики уйғур маъарипи сүрийә маъарипи әмәс, бәлки вәтәндә йоли үзүлгән ана тилдики маъарипниң давами. уни сақлап қелиш, күчләндүрүш, муһаҗирәттә хирисқа учраватқан уйғурлуқ су ичидиған булаққа айландуруш һәммимизниң һуҗум нишани мәнчә.
- биз топ мәйданидиму ғалип
«биз сүрийәдә җәңгаһтила ғалиб әмәс, топ мәйданидиму ғалиб» деди 40 йашлардики бир үрүмчилик қомандан. сүрийәдики күнләрдә икки қетимлиқ топ мусабиқисини көрүш пурситимиз болди. 12-өктәбир васкетбол мусабиқиси болди, уйғурчә атлар қойулған сәккиз команда қатнашти. әтигән саъәт 9 билән, идлиб шәһәр ичидики мөлчәримдә бәш йүз киши сиғидиған залға 300 дин көпрәк уйғур йиғилди. бу мениң 10 йиллиқ һайатимда тунҗи қетим бунчә көп уйғурни көрүшүм иди. уйғурлар 2022-йилдин буйан бундақ мусабиқиләрни давамлаштуруп кәпту. идлиб шәһири бойичә өткүзүлгән васкетбол мусабиқилиридә нәтиҗиләргә еришипту, көк байрақ билән сәһнигә чиқип уйғурларни ғурурландурған шәрәплик минутларғиму шаһит бопту.
«үрүмчидики һурра есиңиздиму? һәқиқий һурра садасини хәлқимиз йеқинда биздин аңлайду» деди, дүгүләк кәлгән, турқидин, меңишидин чениққанлиқи чиқип туридиған бир җәңчи путбол мәйданидин чүшүп йенимға келип. есимдә болмамдикән, у күни үрүмчи байрақтәк теги көк, һурра дегән ақ хәтлик помаларни кийишкән уйғур йашлар билән техиму чирайлиқ болуп кәткән турса. бир чүштин бурун башланған, бәш саъәтчә давам қилған у қетимлиқ путбол мусабиқиси васкетбол мусабиқисидин икки күн кейин идлибтики йәнә бир чоң үсти йепиқ мәйданда болған иди. топчилар ичидики вәтәндә кәспий теринер, тәнһәрикәтчи болғанлар билән һәмсөһбәт болдуқ, чоң-чоң мусабиқиләргә қатнашқанлар биләнму параңлаштуқ. һәммисиниң ғеми путбол арқилиқ уйғурни қандақ тонутуш, күрәшни қандақ давам қилишта иди. болупму турпанлиқ бир топчи инимиз мени қайил қилди. у 2016-йили идлибтики бир җәңдә йарилинип паләч болуп қалиду, дәп диъагноз қойулған икән. әмма изчил тәнтәрбийә билән шуғулланғачқа қилинған оператсийә уни йиқиталмайла қалмай мөҗизә көрүлүпту. шундин буйан у изчил тиришип йүрүп шу күнкидәк һармас топчи болуп әслигә кәпту.
- йеңи уйғур пәйда қилмаймиз
«биз сүрийәдә йеңи уйғур пәйда қилмаймиз, шәрқий түркистандин елип кәлгән кимликимизни сақлаймиз, күчләндүримиз» дәйду сүрийәдики уйғур йетәкчиләр. сүрийәдики уйғур қоманданларниң ейтишичә улар он йилдин артуқ җәң мәйданида йүрүп өгәнгәнлири һәқиқәтәнму көп икән. улар хәлқсиз ғәлибә болмайдиғанлиқини билиду, милләттин айрилип қелишниң заваллиққа елип баридиғанлиқиға чинпүтиду. улар сүрийәликләрниң дин, пикир, мәзһәб пәрқини бир йаққа қайрип қойуп, әрәб җумһурийити дегән нам астиға қандақ уйушқанлиқидин дәрс алған. улар йәһудийларниң дөләт қуруштики ваз кәчмәс тиришчанлиқини, қурбан бериш роһини, үмидликини үлгә қилишни халайду. уларниң «биз сүрийәдә йашаватимиз, әмма динда өзимизниң йолида маңимиз, исламға мушәррәп болған әҗдадимиз һәнәфий мәзһибидә болғанлиқи үчүн бизму шу мәзһәбни тутимиз. уйғурларниң ислам билән йуғурулған өрп-адәтлирини өзгәртип йеңи милләт бәрпа қилмаймиз» дегән пикри ойлинишқа, тәқдирләшкә әрзийду.
- тиҗарәтниму җәң дәп қилимиз
уйғурларниң сүрийәдә ширкәт, ремунт завути, май понкити, зәйтунлуқи, екинзарлиқи, зәнҗирсиман талла базири, дохтурханиси, дориханиси вә сүтчилик фермиси бар, (бу фермани йеқинда сетипту, қотанларни зийарәт қилишқа пурсәт болмиди). биз зийарәт җәрйанида буларниң һәммисини зийарәт қилдуқ. ремунт завутидики устам, хотәнлик қериндишимиз бизни тартинипрақ күтүвалди. дәмләнгән дора чайни тәхсә билән қош қоллап сунуп туруп «бизниң силәрдәк сәккиз саъәтлик иш түзүмимиз йоқ, иш кәлмәй, арам елип қалсақ йолимизға тәлмүрүп турған вәтәндики қериндашларға йүз келәлмәйватқандәк азаблинип кетимиз» деди.
биз идлибниң қайнақ машина базиридики сипта безәлгән ширкәт ишханисида күтүвелиндуқ. ширә үстидә сүрийә байриқи йенида шәрқий түркистан байриқи тикләнгән иди. «қуруқ тағар өрә турмайду, муъәллим, биз бурун содиниму қилған, җәңниму қилған, һазир һелиму тиҗарәт мәйданида җәң қиливатимиз!» деди 84-дивизийәниң иқтисадқа мәсъул хадими. улар сода-тиҗарәт билән өзини қамдашқа 2016-йили киришкән болуп, һазирғичә, нефит, машина, зәйтун, сүтчилик, өй-мүлүк қатарлиқ содиларни қилип кәлгән икән. йеқинда бир сода мәркизи селиш үчүн йәрни тәййар қилипту. қурулуш башлаш үчүн бир қанчә милйон йавро кетидикән. униңдин башқа сайаһәтчилик ширкити қуруп иш башлап бопту. йеңидин қурулған ширкәтниң исми «бүркүт» икән. бу ширкәт машина содиси билән шуғуллинип обданла иқтисад топлапту. йеқинда улар алтун содиси билән шуғулланмақчи икән.
бизни муһәббәт бирләштүриду, мәдәнийәт җәмләйду
рәһбәрләр ичидә дәмәшиқ айропортиға алдимға чиққан биз билән әң көп муңдашқан, барлиқ ишларни орунлаштуруп бәргән, өйидә ләғмән билән меһман қилған кишидин көп нәрсиләрни өгәндим. биринчи күни у машинида кетиветип «адәмләрни идийә бирләштүрмәйдикән, муһәббәт бирләштүридикән» деди. уни бу ойға кәлтүргән вәқәликму тәсирлик иди. бу достимиз ғәрбтә чоң болуп хизмәткә чиққан, өй айрип чиқип кәткәндин кейинму тапқан пулидин бир қисмини ата-анисини йоқлап турушқа, дуъасини елишқа сәрп қилған икән. буни көргән униң хизмәтдеши, йеқин дости, бир хиристийан бовай бу пәзиләтни йақтуруп қапту, һәмдә йүз миң доллар қиммитидики мирасини униң намиға қалдурмақчи бопту. «бир милләтни уйуштуруш үчүн идийәдин бәкрәк мәдәнийәт муһим икән, нәччә миң йиллиқ мәдәнийәт, йуртқа, әҗдадқа, тарихқа болған муһәббәт бизни бир-биримизгә йепиштуруп туридикән» деди у йәнә бир күни тунҗи күни дегән пикрини техиму толуқлап. у дадиси билән барған йәрләрни, қилған ишларни, аңлиған нәсиһәтләрни, бова-момилардин қалған өрп-адәттики йарқинлиқларни сөзләп һармайтти, демәк, у йирақта қалған вә барғанчә ғувалишиватқан қәдимий, отлуқ, җәлпкар мәдәнийәтни сеғинған иди. униң һәр бир еғиз гепидин уйғурларниң ата мирас әнъәнисидики есиллиқларни тәшәббус қилғуси келиватқанлиқи чиқип туратти. бир күни шунчә алдираш бир иш билән кетиватқан идуқ, униң туйуқсиз машинини тохтитип, «бир минут сақлап туруң, мән анамға салам берипла чиқай» дегинини аңлап көзүмгә йаш кәлди. биз шундақ муһәббәтлик кишиләр идуқ, әвладимизға, әтрапимизға, достлуққа, қериндашлиққа, әҗдадимизға вападар идуқ! «ата рази, ана рази – муһәммәт мустапа рази» дегәнгә етиқад қилаттуқ. йазма мушу йәрдә тохтиди! йезилидиған тәсирлик қурлар, тизилидиған мисралар йазғанлиримдин көп, әмма йезилидиғанниң һәммисини йазғили болмайду, пүтүн дунйадики уйғур сәрсанларға охшаш сүрийәдики уйғурларниму техи хатирҗәмликкә толуқ еришип болди дейәлмәймиз. шуңа дегили болидиғанлар хели болған билән, десәк болмайдиғанлар, қандақ десәк мувапиқ болидиғанлиқи ениқ болмиғанлар техиму нурғун. әсли пилан бойичә уйғурчә йазмисам, инглизчә китаб, программа болупла чиқса болатти. мушу йазмамму тәләп бойичә өчүрүләмду, йаки қанчилик турғузалаймән билмәймән, әмма маңа қучақ ачқан, мени мәсчитләрдә, мәктәпләрдә, ишхана, ашхана, дохтурхана, дуккан, завут вә мәйданларда бағрини кәң ечип, қәлбидә барини оттуриға төкүп күтүвалған, инглизчә билмәйдиған қәдирдан қара көзләргә рәһмитимни билдүрүштә буниңдин артуқ васитә тапалмидим.
әскәртиш: аптор йеқинда сүрийәни зийарәт қилип, уйғур җәмъийәтлири билән биваситә пикир алмаштурған вә бир йүрүш йазмиларни елан қилғаниди. «уйғур почтиси» охшимиған пикирләргә сәһнә бериш пиринсипиға бойичә, сүрийәдики уйғурлар һәққидиму мустәқил авазға орун бәрди. обзорларда оттуриға қойулған пикир вә көз-қарашлар апторниң мустәқил пикри болуп, «уйғур почтиси»ниң мәйданиға вәкиллик қилиши натайин.