уйғур почтиси, 16- йанвар

сүрәттә һиндистан түрмисдә тутуп туруливатқан үч ака- ука.  мәнбә: IUS ниң x һесаби

  1. зулумдин қечиш, һиндистан чиграсида тутулуш

һиндистанниң қағилиқ наһийәси билән туташ чегра районидики ладахниң нубра вадисида адил, абдухалиқ вә абдусалам исимлик үч ака- ука һинди- тибәт чегра чарлаш қисимлири (ITBP) тәрипидин тутулған. мәзкур қисимниң рәсмий һөҗҗәтлиридә қәйт қилинишичә, бу йашлар шу күни кәчтә мәзкур вадиға қарашлиқ султан чошқу (Sultan Choskur) дегән җайда қолға елинған.

  шәрқий түркистанниң қағилиқ наһийәсидин йолға чиққан бу ака- укилар  тутулғичә болған арилиқта 13 күн җапалиқ йол йүргән.  бу йашларниң кейинки байанлириға асасланғанда, уларниң йуртини тәрк етишигә районда йүз бериватқан системилиқ тутқун қилиш, уруқ- туғқанлириниң из- дерәксиз ғайиб болуши вә күнсери күчийиватқан сийасий бесимлар сәвәб болған. бу хәтәрлик сәпәрни улар зулумдин аман  қелишниң бирдинбир йоли дәп таллиған. улар тутулғандин кийин  дәсләп ладахниң леһ шәһиригә елип берилған вә чегра мудапиъә қисимлири (ITBP) тәрипидин икки ай әтрапида сорақ қилинған. бирақ бу икки ай җәрйанида улардин зади немиләрниң соралғанлиқи, сорақниң қандақ шараъитта елип берилғанлиқиға даъир бирәр ениқ мәлумат тепилмиди.

  әркин асийа радийосиниң хәвәр қилишичә, дәсләпки сорақ хатирилири тәрҗиман болимиғанлиқтин бу үчәйләнниң байанлириға әмәс, бәлки вәзипә өтәватқан хадимларниң шәхсий көзитишлири вә пәрәзлиригә асасән тәййарланған. шу сәвәбтин, дилодики асасий учурлар тәхминләр билән толдурулған. хәвәрдә йәнә дейилишичә, сот тәрипидин уларға тәйинләнгән адовкатму тил тосалғусиға учриған.

«муһапизәтчи» (The Guardian),  вә «адил планет» (FairPlanet) қатарлиқ ахбарат органлириниң мәлуматиға қариғанда, бу ака-укилар тутулғанда йанлиридин бир нәччә кичик пичақ вә бир парчә хәритә чиққан. News18 ниң хәвиридә бу пичақларниң йолучилар сайаһәт җәрйанида елип йүридиған адәттики қәләмтурач икәнлики тилға елинған. бирақ сорақ җәрйанида бу буйумларниң немә мәқсәттә елип йүрүлгәнлики бу мәһбуслардин соралмиған йаки соралғанлиқи һәққидә һечбир учур һазирғичә йоқ.  әмма бу хәвәрни йезиш җәрйанида мунасивәтлик хәвәрләр көздин кәчүрүлгәндә, бу буйумлар һәққидә һечқандақ учур тепилмиди. йиғип ейтқанда, һиндистан даъирилири бу бойумларниң сайаһәт мәқсәтлик икәнликини қобул қилған.

дилодики әң чигиш мәсилиләрниң бири бу үч ака-укиниң йаш пәрқи болған. аридин йиллар өткәндин кейин, адвукат муһәммәд шафи лассу (Muhammad Shafi Lassu)  «әлҗәзирә»гә бу қериндашларниң өзигә: «чегра хадимлири йешимизни хата хатириливалди, тутулғанда биз 16, 18 вә 20 йашта идуқ» дегәнликини ашкарилиди. һалбуки, «муһапизәтчи», «сим» (The Wire) вә  «кәшмир вақти» (Kashmir Times ) қатарлиқ мәтбуъатлар рәсмий һөҗҗәтләрдики 20, 22 вә 23 йаш дегән учурларни асас қилған. бу әһвал рәсмий һөҗҗәтләр билән әмәлийәт оттурисидики мунасивәт пәрқини көрситип бәрмәктә.

мәзкур таратқуларниң рәсмий һөҗҗәтләргә тайинип хәвәр бериши тәбиъий әһвал болсиму, бирақ мәсилиниң түгүни шу һөҗҗәтләрниң немигә асасән толдурулғанлиқида иди. 16 йашлиқ бир өсмүрниң балилиқ дәври бир парчә қәғәз үстидики хата рәқәм биләнла өзгәртилип, униң кимлик учурлири даъириләрниң пәрәзлири асасида турғузулған. нәтиҗидә, дило йашларниң ким икәнликини әмәс, бәлки даъириләрниң уларни қандақ пәрәз қилғанлиқини әкс әттүридиған бир тоқулмиға айлинип қалған. техиму муһими, уларниң шу қақас вадиға зади немә мәқсәттә қәдәм басқанлиқи даъириләрниң нәзиридә һечқачан айдиңлашмиған. һиндистан даъирилири бу үч йашниң қағилиқтин кәлгәнликини билгән болсиму, уларниң зади немә үчүн қачқанлиқини ениқ чүшинип йетәлмигән. 2013- йили уйғур киризиси техи дунйа күн тәртипидә бүгүнкидәк кәң көләмдә орун алмиған иди. хитайниң җаза лагерлири пәқәт 2017- йилидин кейинла пүтүн дунйаниң диққитини тартип һөҗҗәтләштүрүлгән болса, 2013- йили чоң хәвәр мәнбәлиридә бу һәқтә пәқәт интайин аз вә тарқақ мәлуматларла бар иди. мана мушундақ бир учур бошлуқида, бу йашларниң һекайиси даъириләрниң нәзиридә «чеградин қанунсиз өтүш» вәқәси дәп қаралған. уларниң вәтинидики системилиқ инсан һәқлири дәпсәндичилики түпәйли зулумдин қачқанлиқи нәзәрдин сақит қилинған. 

адвукат лассуниң байанлириға асасланғанда, бу үчәйлән өз йуртида уруқ- туққанлири вә холум- қошнилириниң бир- бирләп, туйуқсиз вә из- дерәксиз ғайиб болуватқанлиқиға, тутулуп кетиватқанлиқиға шаһит болған. дәл мушу тәсәввур қилғусиз қорқунч уларни өз өйидин, иллиқ маканидин мәҗбурий айрилип, тәқдири намәлум бир қисмәткә қарап қечишқа мәҗбур қилған. 

түрмидә ташқи дунйа билән болған алақиси пүтүнләй үзүлгән бу йашлар дәсләптә пәқәт қол ишарәтлири арқилиқла алақә қилишқа мәҗбур болған. вақитниң өтүшигә әгишип, улар башқа мәһбуслар билән биллә туруш җәрйанида йәрлик тилларни өгинишкә башлиған вә тәхминән бир йилдин кейин сотчиниң соъаллириға җаваб берәлигүдәк сәвийәгә йәткән. бу әһвал бирәр системилиқ тил тәрбийәсиниң нәтиҗиси болмастин, бәлки уларниң түрмә шараъитида һайат қелиш үчүн таллиған мәҗбурий йоли сүпитидә баһаланмақта.

«адил планет»ниң хәвиригә қариғанда, 2014- йили 17-ийулда леһ шәһиридики йәрлик сот мәһкимиси ака- ука үчәйләнни «чеградин қанунсиз өтүш» җинайити билән әйибләп, 18 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. оксфорд инсан һоқуқлири мәркизи (Oxford Human Rights Hub) мәзкур сот җәрйанида тәрҗиманниң болмаслиқини «адил сотлиниш һоқуқиниң дәпсәндә қилиниши» дәп хуласилигән. бу қануний нуқсан бу үчәйләнниң ташқи дунйа билән болған алақисини техиму үзүп ташлиған.

һөкүм елан қилинған вақитта, йашларниң назарәт астида туруватқиниға бир йил тошқан болуп, қанун бойичә улар йәнә бир нәччә айдин кейин әркинликкә чиқиши керәк иди. нәзәрийиви җәһәттин ейтқанда, җаза муддити тошқан мәһбуслар көчмәнләр идарисигә өткүзүп берилиши, у йәрдә хәлқъаралиқ панаһлиқ тәләп қилиш һоқуқидин бәһримән болуши һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқиниң қоғдишиға еришиши лазим иди. лекин, вәзийәт қәғәз үстидики бәлгилимиләрдин пүтүнләй пәрқлиқ йөнилиштә тәрәққий қилған.

2014- йилиниң ахирида җаза муддити тошқан болсиму, бу үчәйлән әркинликкә еришиш орниға техиму ениқсиз бир мәмурий мәҗһуллуққа иттирилгән. һиндистан 1951- йилидики «мусапирлар әһдинамиси»гә қол қоймиғанлиқтин, дөләттә мусапирларниң тәқдирини бәлгиләйдиған рәсмий бир қанун механизми йоқ иди. мәзкур қануний бошлуқ бу йашларни керәклик қануний капаләттин мәһрум қалдуруп, уларниң тәқдирини пүтүнләй даъириләрниң ихтийариға тапшуруп қойған.  

йашлар қойуп берилиш орниға, җамму кәшмир райониға хас «аммиви бихәтәрлик қануни» (PSA) ға асасән қайта назарәткә елинған. 1978- йили тәстиқланған, әслидә қораллиқ исйанчилар вә сийасий өктичиләрни нишан қилған бу қанун, әмәлийәттә үч уйғур йашниң пут- қолиға селинған йеңи бир кишән болуп қалған. уларға қарита чиқирилған тутуп туруш қарарлири болса, һәр алтә айда бир қетим системилиқ һалда узартилип маңған. адвукат луссу кейинчә бу әһвални әслигәндә, бу йашларниң җаза муддити тошқанлиқини вә уларниң әслидә қойуп берилиши керәкликини қайта тәкитләйду. мәзкур қанун даъириләргә кишиләрни сотсиз һалда алтә айдин икки йилғичә тутуп туруш һоқуқини беридиғанлиқи сәвәбидин, хәлқъара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ инсан һәқлири қурулушлириниң изчил тәнқидкә учрап кәлмәктә.

һиндистан контроллуқидики кәшмирниң сабиқ йуқури дәриҗилик әмәлдари вә қанун мутәхәссиси латиф заман дәва бу ака- укиларға қоллинилған қанунниң түп мәқситидин чәтнәп кәткәнликини билдүриду. униң қаришичә, мәзкур қанун әслидә дөләт мәнпәъәтигә тәһдит салидиған җинайәтчиләргә қаритилған болуп, зулумдин қечип панаһлиқ тилигән мәсум инсанларға қоллинилиши қанунниң әсли роһиға уйғун әмәс иди.

шундақ қилип, 2015- йилидин башлап мәзкур йашларниң һайатида бир ениқсизлиқ дәври башлиниду. улар әмди «җаза муддитини өтәватқан мәһбус» сүпитидә әмәс, бәлки қойуп берилиш вақти наъиниқ болған, тәқдири қәғәз үстидики мәмурий буйруқларниң йеңилинишиға бағлиқ «муддәтсиз тутуп турулидиған чәт әлликләр» түркүмигә айлинип қалиду.

«муһапизәтчи» гезитиниң һиндистан даъирилириниң рәсмий һөҗҗәтлиридин нәқил қилип ашкарилишичә, бу үч нәпәр уйғур үстидин чиқирилған назарәт қарарнамисидә: «мәзкур кишиләр һөкүмәт тәрипидин қойуп бериш йаки хитайға өткүзүп бериш һәққидә ахирқи қарар чиқирилғучә, түрмидә қәрәлсиз тутуп турулиду» дәп йезилған. 

«сим» торида елан қилинған өмәр мәқбул имзасидики хәвәрдә дейлишчә, 2016- йили февралда, адил, абдухалиқ вә абдусалам һиндистан ички ишлар министирлиқиға (MHA) рәсмий панаһлиқ илтимаси сунуп, хитайниң уйғурларға қаратқан зулумлирини өзлириниң қайтурулмаслиқиға асаслиқ сәвәб қилип көрсәткән. бирақ, һиндистан ички ишлар министирлиқи бу инсаний тәләпни рәт қилған болуп, йашларни хитайға қайтуруп бериш (repatriation) қарарини чиқарған. лекин, адвукат вә башқа инсан һәқлири тәшәббусчилириниң мәркуз қарарға наразилиқ көрсәткәнлики сәвәблик бу үчәйлән һазирғичә қайтурулмиған.

бу қарардин кейин, улар һиндистан ичигә қойуп берилиш, үчинчи бир бихәтәр дөләткә йөткилиш йаки хитайға қайтурулуштин ибарәт үч хил еһтималлиқ арисида, түрмә тамлири ичидә тәқдириниң һәл қилинишини сақлап йашашқа мәҗбур болған. бу җәрйанда уларниң мәсилиси тәдриҗий һалда ташқи дунйаниң диққәт нәзиридин йирақлишип, унутулушқа йүзләнгән.

(давами бар)