зулһайат өткүр

«уйғурларниң йари» дәп аталған мәшһур түрколог гуннар йарриң (Gunnar Jarring)  20- әсирниң башлирида вәтинимиз шәрқий түркистанниң қәшқәр, йәркәнт, хотән қатарлиқ җайлирида өгиниш вә материйал топлаш паъалийәтлиридә болғаниди. гуннар йарриң әпәнди у җайлардин топлиған 150 парчидин артуқ чағатай тилидики әсәрләрни ана мәктипи шиветсийә лунд университети кутупханисиға тәқдим қилиду. шундин етибарән, мәзкур кутупханида «гуннар йарриң шәрқий түркистан қолйазма әсәрлири коллексийони (йиғмиси)» тәсис қилинған вә давамлиқ түрдә толуқлинип бейип барған. бүгүнки күндә уйғурларға аъит қолйазма әсәрлириниң сани 560 парчидин ашидиған болуп, дунйа бойичә уйғурларға аъит үчинчи чоң қолйазма әсәр коллексийониға айланди.

лунд университети кутупханиси «йарриң коллексийони» дәп аталған гигант архипта йуқирида тилға елинған қолйазма әсәрләрдин башқа йәнә гуннар йариңға мунасивәтлик хәт-чәкләр, күндилик хатирә, йанчуқ дәптири, диплом, тәклипнамә, қолйазма, лексийә, һөҗҗәтләр, фото рәсимләр, үн-син амбири, конфиранс хатириси, сайаһәт һөҗҗәтлири, иқтисадий вә қануний һөҗҗәтләр, басма материйаллар, хәритә вә чоң һәҗимлик йөгимә материйаллар қатарлиқларму түрләр бойичә рәтлинип сақланмақта.

«йарриң коллексийони»дики бир қсм үнъалғу леинтилири

мәктупларға кәлсәк, гуннар йарриң әпәндиниң дунйаниң һәрқайси җайлиридики дипломатлар вә тәтқиқатчи кәсипдашлири, туққан вә достлири оттурисида йезишқан хәт- чәкләрниң архипта игилигән һәҗми 16 квадират метир келидиған болуп, 245 архип сандуқида сақланмақта. булар ичидә уйғурлардин әйса йүсүп алиптекин (әнқәрә, сәккиз парчә хәт), исмайил әмәт (үрүмчи), рәһмитулла түркистани(мәккә), профессор йасин һашири (бейҗиң, бәш парчә хәт вә рәсим) , абдурешит йақуп (бейҗиң, икки парчә хәт), абләт сәмәт (берлин), камил турсун (хелсинки) қатарлиқ кишиләр билән болған хәт алақилири бар.

булардин башқа йәнә гуннар йарриң түркийә, германийә, қазақистан, русийә, өзбекистан, хитай қатарлиқ дөләтләрдики дунйаға даңлиқ түркологлардин анна марийа габаъин, лекок, ,малов, тәләт текин, решит рәһмәти арат, геңшимин қатарлиқ кишиләр биләнму тил тәтқиқати вә уйғурларниң вәзийити һәққидә хәт-алақидә болған.

зор көләмни игилигән бу бир түркүм хәт-чәкләр әйни вақиттики бәзи сийасий өзгиришләр, уйғур тарихида тилға елинмиған шәхсләр вә вәқәләр һәққидә учурға игә болуш болсун йаки уйғур тилиниң тәрәққийатиға даъир тәтқиқатлар болсун вә йаки уйғур тили өгиништә болсун чоңқур әһмийәткә игә.

архипта йәнә хәт-чәкләрдин башқа уйғурларға аъит бир қисим үн архиплириму бар болуп, буларниң ичидә әйса йүсүп алиптекинниң бәзи үн архипи вә вәтәндин кәлтүрүлгән хәлқ нахша-музикилириниң архипи бар. мән бу үн архипиниң барлиқини йарриң коллексийониға аъит материйаллардин билип, кейин архиптики үнләрни аңлаш пурситигә ериштим.  

биринчи аваз ленитиси 1978-1977- йиллири әйса алиптекин әпәндиниң гуннар йарриңға қалдурған аваз хатириси болуп, әйса йүсүп алптекинниң өзи һәққидики қисқичә тонуштуруш вә шәрқий түркистанни азад қилиш пилани қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алиду. төвәндә аваз архипини оқурмәнләргә қисқартип тонуштуруп өтүшни мувапиқ көрдүм:

«саламиңизни алдим. сизни мән көп йахши көримән, сизгә қарши бүйүк һөрмитим бар, сизни көрсәм дәймән. өткәндә сиз түркийәгә кәлгәндә көрүшәлмәй қалдуқ, көп мутәъәссир болдум, йахши бир пурсәттә исвәчкә(шиветсийә) берип сиз билән көрүшмәк истиким бар, йаки сизни бу йәргә тәклип қилип шәрқий түркистан һәққидә конферанс бәрмәк истийорум.

мән бу йәрдә шәрқий түркистан қурмақ вә тәтқиқ қилмақ үчүн бир вәхпә қурмақ истәймән, бу ишта сизниң йардимиңизға муһтаҗмән, бу хусуста йардәм қилишиңизға иминмән. хитайларниң шәрқий түркистандики зулумини дунйаға аңлатмақ, бир бәйнәлмунәл дәва һалитигә кәлтүрмәк үчүн муҗадилә қилип йатмақтимән. сиз бүгүнгә қәдәр шәрқий түркистанни тәтқиқ қилмақ вә тонутмақ үчүн көп бүйүк хизмәтләрни қилдиңиз, сиздин наһайити мәмнун, миннәтдармән. бундин кейинки ишлириңизға мувәппәқийәт тиләймән.

1944-йили хитайларға қарши илида инқилаб болди. хитай һөкүмити генирал җаң җиҗуң атлиқ бирини шәрқий түркистанға әвәтти. җаң җиҗуң шәрқий түркистанлиқ муҗадиличиләрдин мәсъут бәг, имин бәг вә пеқирни шәрқий түркистанға дәвәт қилди. шуниң билән биз гәнсуниң ләнҗу шәһригә келип җайлаштуқ. биз үрүмчигә кәлгәндә илидин үч кишилик һәйъәт кәлмиш, булар реһимҗан, әмәтҗан, обулхәйри төрәдин ибарәт иди. һәйъәт рәъиси рәһимҗан болуп, бу киши мәсъут сабириниң җийәни вә күйъоғли иди. булар билән җаң җиҗуң арисида алтә ай музакирә давам қилди, нәтиҗидә һәр икки тәрәп бир сүлһигә кәлди, оттурида бир муъаъидә имзаланди, бир куъалисйон һөкүмити қурулди. бу һөкүмәткә җаң җиҗуң рәъис болди, бурһан шәһиди, әмәтҗан муъавин рәъис болди. бу һөкүмәткә хитай түркистанидики пүтүн милләтләр әза болуп иштирак қилди, мәнму әза болуп кирдим. достлиримдин муһәмәмәтъимин буғраму имар вәзири болуп тәйинләнди. бир муддәттин кейин, генирал җаң җиҗуң  омумий валийлиқни мәсъутбәгкә өткүзүп бәрди. 

кейин қизил хитайниң әскәрлири йәни комунист партийә әскәрлири гәнсуни игилиди. җаң җиҗуң һөкүмити шәрқий түркистанни мудапиъә қилмастин, тәдбир қолланмиди. кейин мени баш катиплиққа орунлаштурди. бир йилдин кейин, қизил хитай җаң кәйшини мәғлуп қилип, гәнсуни ишғал қилди. шәрқий түркистандики миллийәтчи тав сийөму коммунист партийәгә қарши урушмастин шәрқий түркистанни қизил хитайға тәслим қилди. пекиндики хитай һөкүмитигә телегирамма әвәтип тәслим болғанлиқини уқтурди. шундин етибарән бизму җаң кәйши билән болған алақимизни кәстуқ. чүнки биз һайатимиз бойичә коммунист хитайға қарши күрәш елип барған идуқ, бизниң бу йәрдә қелишимизға һеч имканийәт қалмиди. шәрқий түркистандин айрилишқа мәҗбур қалдуқ. йүзләрчә шәрқий түркистанда биллә ишлигән муҗадилә арқадашлари үрүмчидин айрилип үч ай йол йүрүп кәшмиргә кәлдуқ, төт йил шу йәрдә туруп қалдуқ, 1954-йили андин түркийәгә келәлидуқ.

арқидин шәрқий түркистандин350 қазақ қериндашлар һудутқа кәлди. уларниң киришигә рухсәт қилинмай һиндистанға киргүзмәсликкә буйруқ кәлди. мән аңлап йеңи деһлиға берип бу кишиләрни киргүзветиң дәп сөзлидим, улар чин хәлқ җумһурийитиниң дүшмини болған муһәммәт буғрани қобул қилдиңиз дәп хитайларниң хапа болғанлиқини ейтти. мени  қайтурвәтсәңлар хитай өлтүриду, (уйғурларниң) йүрикидә һиндистанға дүшмәнлик туғулиду дәп уларға йалвурдум. «сиз бир йәр тепиң әмисә, тирансит өтүши үчүн иҗазәт берәйли» деди. буни сәъуди рәт қилди, кәшмирдә қалған муһәммәт имин буғра бу һәқтә маңа хәт йазди. мән сәъудидин мисирға, андин түркийәгә кәлдим. муһәммәт имин буғра билән түркийәдә көрүштүқ. биздин кейин  қечип кәлгән 1850 адәм бар. түркийәгә елишни илтимас қилғили кәлдуқ дәп түркийәдики мунасивәтлик кишиләргә әһвални уқтурдуқ, хитайниң зулумини аңлаттуқ. әнқәрәгә берип, фуъат көпрүлү билән көрүштуқ. 1939 -йили бу кишини зийарәт әткән идим, у чағда бүйүк мәҗлис әзаси иди. 1953-йили тамамийлә уйғурлар түркийәгә қобул қилинип қәйсәри, конйа, алтайкөйигә йәрләштүрүлди, қәрз пул берилип йеңидин игилик тиклишигә йардәм қилинди.

1965-1967-йиллири йәнә  афғанистанға қачқан шәрқий түркистанлиқ 304 нәпәр киишни йәнә түрк һөкүмити билән алақилишип җайлаштурдум. кәшмирдә қалған 66 кишиниму түркийәгә әкәлдим. барлиқ шәрқий түркистанлиқларни топлап шәрқий түркистан муһаҗирлар җәмъийити дәп бир җәмъийәт қурдуқ. ғайимиз унутулған йуртимизни тонутмақ, қизил чин зулмини түркийәгә вә дунйаға аңлатмақ, муһаҗирларға хизмәт қилмақ иди. көп ишларни қилдуқ».

үн архипида йәнә хитайниң уйғур мәдәнийитини вәйран қилишиға қарши 1986-йили 3-марттики «унтулған шәрқий түркистан» темилиқ шивет тилидики шиветсийә радийосиниң сөһбәт хатириси бар болуп, шәрқий түркистандики мәдәнийәт қирғинчилиқиға аъит байанлар хатириләнгән. үн архипида сақлиниватқан йәнә бир уйғурчә аваз архипи болса деһқанлар мәдһийәләнгән шаъир рози сайитниң бир парчә шеъири, йәнә 6-7 данә уйғур хәлқ нахшилири вә муқам үн лентилири бар иди.

(давами бар)