германийә таратқуси долқун әйсани хитай ишлириға алақидар 100 муһим шәхс қатариға киргүзгән
һәбибулла изчи
йеқинда германийәниң йавропадики тәсири бар ахбарат оргини – «таблә медийа» 2025- йиллиқ йавропа иттипақи сәһнисидә хитай ишлириға алақидар 100 муһим шәхсниң тизимликини елан қилған. дунйа уйғур қурултийиниң сабиқ рәъиси, уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә мәркизиниң рәъиси долқун әйса бу тизимликтин орун алған. бу 100 муһим шәхсни мәзкур органниң муһәррирләр гурупписи таллап чиққан болуп, бу шәхсләр өз саһәлиридики сийасий, иқтисадий вә иҗтимаъий тәрәққийатниң илгирилишигә тәср көрсәткән кишиләр икән.
улар һәрқайси җәмъийәтләр, әқил амбарлири, фондлар, тәтқиқат органлири йаки һөкүмәтсиз тәшкилатлар ичидики сийасәт, сода, мәслиһәт бериш қатарлиқ тәрәпләрдә күчлүк тәсиргә игә кишиләрдин таллап чиқилған икән. бу кишиләр йавропа, хитай вә африқидики йеза игилики, маъарип, келимат, тәтқиқат, бихәтәрлик қатарлиқ саһәләргә тәсир көрсәткән депломатлар, дөләт рәһбәрлири, иқтисадшунаслар, хәлқъара сийасәтчиләр вә ахбаратчиларни өз ичигә алидикән.
мәзкур таратқу долқун әйса һәққидә мундақ йазған: долқун әйса ( 2017-йилдин башлап) дунйа уйғур қурултийи (DUQ) ниң рәъиси болуп хизмәт қилған. у мйунхенда туруп, дунйадики уйғурларниң қайғулирини дунйаға йәткүзиду. долқун әйса уйғурларниң зулумға учришиға дунйаниң диққитини тартиштики йетәкчи аваз һесаблиниду; у даъим б д т инсан һәқлири кеңиши, йавропа парламенти вә хәлқъаралиқ аммивий тәшкилатларда хитайниң шинҗаңдики системилиқ инсан һәқлири дәпсәндичилики һәққидә сөзләйду. у сийасәтчиләр вә ахбарат васитилири билән болған алақидә хитай һөкүмити садир қилған инсан һәқлири җинайәтлирини тонуштуриду. долқун әйса өзи вә аъилисигә қаритилған зораванлиқ вә бастурушларға қаримай, уйғур хәлқиниң мәдәний мәвҗутлуқи, өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи вә адалитини тәшәббус қилиду.
долқун әйса мәзкур таллаш һәққидә мундақ дигән: «таблә 2025 тики 100 муһим шәхс» ниң аммивий тәшкилатлар (NGOs) түридә талланғанлиқимдин толиму хушал болдум. бу етирап мән үчүн зор шәрәп, шундақла уйғурларниң һоқуқини қоғдаш вә демократийәни илгири сүрүш хизмитимдики муһим бир қәдәм. мени бу надир тизимликкә лайиқ көргән барлиқ кишиләргә чин қәлбимдин рәһмәт ейтимән.»
2019- йили германийәдә қурулған «таблә медийа» сифирлашқан учур мулазимити билән шуғуллинидиған, йетилгән кәспий мухбирлар вә қабил муһәррирләрдин тәшкил тапқан, хәвәрлириниң қиммити йуқири, ондин артуқ тармиқи бар ахбарат оргини болуп, йавропа вә германийәниң сийасий вә сода саһәсини маъарип сийасити, сийасий тәтқиқат, хәлқъара муһит, ташқи сийасәт вә хәвпсизлик сийасити қатарлиқ җәһәтләрдики мол арқа көрүнүшкә игә учур, пикир вә тәтқиқат нәтиҗилири билән тәминләйдикән.