хәвәрләр архиви: вәтәндики тор бекәтләрдин хатириләр
2010-йили 7-айниң 28-күни, үрүмчи шәһириниң ават кочилиридин бири болған дөңкөрүккә җайлашқан «дөңкөрүк мәззилик таъамлар нахша-уссул тийатирханиси»да катта бир йиғилиш болди. у болсиму үрүмчи хәлқ радийо истансиси уйғур бөлүми йолға қойған «төһпикарлар» пирограммисиниң 100сан мувәппәқийәтлик аңлитилғанлиқини тәбрикләш мунасивити билән өткүзүлгән йиғилиш иди. әлвәттә, паъалийәттин бурун вә кейин мәзкур паъалийәткә һәрхил рәвштә иштирак қилғанлар бирдәк һалда паъалийәтниң охшимиған нуқта вә охшимиған қатламдин зор әһмийәткә игә икәнликигә ишәнмәй туралмайтти. чүнки «төһпикарлар» программиси үрүмчини мәркәз қилған һалда, аптоном районимизниң һәр саһә, һәр кәсиптә төһписи алаһидә зор болған алимлар, мутәхәссисләр вә карханичиларни тонуштуруш, уларниң рәңдар һайати арқилиқ йаш әвлатларни издиниш роһиға бай һайатқа башлашни мәқсәт қилған болуп, мәзкур пирограммида бизниң ушбу 100йиллиқ йеңи әсиримизгә нишанә болалиғидәк 100катта төһпикаримиз тонуштурулған 100сан пирограммини тәбрикләш үчүн елип берилған 100кишилик йиғилиш иди.






мәзкур паъалийәткә хәлқимизниң қәлиб төридин орун алған 100мунәввәр төһпикар әзизләр қатнашқандин сирт йәнә алаһидә тәклип етилгән рәһбәрләр, карханичилар, алаһидә миһманлар вә ахбарат орунлиридин кәлгән миһманлар болуп, 200дин артуқ адәм қатнашти. паъалийәт үрүмчи вақти чүштин кейин саъәт икки йеримда үрүмчи хәлқ радийо истансисиниң нәқ мәйдандин бивастә улап аңлитиши билән башланди.
паъалийәт бивастә улап тарқитиш басқучи вә кейинки басқучтин ибарәт икки басқуч бойичә елип берилған болуп, алдинқи басқучқа үрүмчи радийо истансисиниң дикторлиридин әкбәр абдулла билән гүлзәпәр ханим рийасәтчилик қилди, кейинки басқучқа үмүдлик йаш тохнийаз исмаъил нидаъий билән үрүмчи хәлқ радийо истансисиниң пирактикант мухбири қурбангүл исмаъил лар рийасәтчилик қилди.
паъалийәт төһпикарларға болған чуңқур тиләкләр илкидә һәр бир кишиниң қәлбини йүксәк һайаҗанға селиш билән башланди. паъалийәт башлиниш биләнла үрүмчи хәлқ радийо истансиси уйғурчә бөлүмниң мәсъули әсъәт езиз сөз қилип, үрүмчи хәлқ радийо истансисиниң надир программилиридин бири болған «төһпикарлар» пирограммисиниң йолға қойулуш әһвали, характири, қолға кәлтүргән утуқлирини оттуриға қойуп өтти шундақла төһпикарларға алаһидә рәһмитини билдүрди. арқидин төһпикарлар вәкили, шаъир, мәдәнийәт тәтқиқатчиси имин әһмиди сөзгә чиқти. униң кишилик һайат вә төһпә һәққидики кишини ойға салидиған тәпәккур дурданилири сорунға йәнә башқичә һайаҗан вә йуқири кәйпийат ата қилди.
тосаттин қизғин чаваклар илкидә сәһнидә бирси пәйда болди. бунчә қизғин кәйпийатқа муйәссәр болған киши чачлири ақарған, маңлайлирини қоруқ басқан бирси әмәс, бәлки техи йашлиқ баһари урғуп турған исми-җисмиға лайиқ баһаргүл, йәни «төһпикарлар» пирограммисиниң аптори иди. у сөз қиливатқанда мәйданни гаһ чуңқур сүкүт, гаһ қизғин алқиш қаплиған иди. униң « мән бурундин ишинидиған вә шәксиз һәқиқәт болған бир һекмәт бар, у болсиму <билгәнләр билән билмигәнләр тәң болалмайду>. билиш инсан қиммтиниң ули. инсанийәтниң мәйли қайси әсиридә болмисун илим вә издинишкә өзини атиғанлар һаман қәдир-қиммәттә, иззәт-һөрмәттә йуқири болуп, дәвр вә җәмъийәтниң шундақла һәқиқәтлик қәлибләрниң төридин орун елип кәлгән. мушу нуқтидин қәлиб төрлиримиздә мунасип сималарға игә һәр бириңлардәк илим әһлилири билән «төһпикарлар» программиси мунасивитидә бир қанчә йиллиқ һайатимни өткүзәлигәнликимгә толиму иптихарлинимән» дегән җараңлиқ хитаблири билән мәйдан әһли көзлиригә иссиқ йаш алған болса; « мән кичикимдин атамниң тәсиригә көп учириған. атам әмәлийәттә бир адәттикила адәм. әмма униң әнә шу «адәттики» салаһийитигә сиңип кәткән «адәттикидин ташқири» пәзиләтлириниң мениң бүгүнки мушу орнумға туташқанлиқидин шәкләнмәймән……. униң роһийитидики аддийлиқ ичигә йуғурулған издиниш вә иштийақ мәндә издәнгүчиләргә, билгәнләргә болған бир хил һөрмәт вә интилишни қозғатқан» дегән сөлиридин, мәйдан әһли дийаримизниң чәт қирғақлирида, қумлуқ –бостанлиқлирида үн-түнсиз йашап, һәр бир қәдәмлиридин йүксәк бир алиҗанаблиқни апиридә қиливатқан әнә шу намсиз төһпикарларни һөрмәт туйғулири билән йадиға елишти. ахирида«төһпикарлар» программисиниң кәлгүси үчүн зор үмид вә ирадисини ипадилигән баһаргүл сәһнидин гүл вә қизғин алқшлар билән узитилди.
вәтән мәңгүлүк тема! буниңдәк катта вә әһмийәтлик сорунда бу темидин һалқип өтүш мумкин әмәс әлвәттә. шинҗаң булбули, 100төһпикарниң бири, атақлиқ нахшичи паша ишанниң «вәтәнгә мәдиһйә» намлиқ нахшиси билән паъалийәт техиму әвҗигә чиқти.
мәзкур программиниң аптори баһаргүл «төһпикарлиқ бир кечилик чүштин кәлмәйду, у силәрниң ақарған чечиңлар, қоруқ басқан маңлийиңлар вә илим тәптидә нурланған көзүңларниң мәһсули, вәһаләнки биз шуниңға лайиқ һичнемә қилип берәлмидуқ» дәп сөзлигән иди. әмма паъалийәттә төһпикарларниң көзлиригә иссиқ йаш, йашларниң қәлбигә чуңқур һайаҗан салған бир көрүнүш болди. паъалийәтниң йарқин нуқтиси болған бир көрүнүш төһпикарлар вәкиллиридин болған 11нәпәр төһпикарға тон кәйдүрүш мурасими иди. бир әсиргә талиқ болған һайатлири билән бизгә йөләк болуш шәрипигә муйәссәр болған бу әзизләрниң қисқириған қәдәмлири сәвәблик сәһнигә йөләп чиқилған көрүнүш һәммидә уларға болған чуңқур бир сеғинш вә қиймаслиқ туйғуси пәйда қилип, сорун һәм һайаҗанға һәм йашланған көзләргә шаһид болди. тон адди нәрсә әмәс, униң өз адди болсиму, әмма қиммити, түси йүксәктур. мана бу йүксәкликкә һаҗи имин турсун, мирсултан османоф, җаң хуңчав, бақи һаҗи , һүсәнҗан җами, боғда абдулла, паша ишан, һошур ислам, ғази әһмәд, халидә исраъил, муһәммәд рәһим қатарлиқ төһпикарлар вәкиллири наъил болди.
«төһпикарлар» программисиниң аптори баһаргүлниң сөзи бойичә алғанда, «өз бүйүклири билән арилишиш һәммила адәмгә нисип болидиған бәхит әмәс» дегән аң илкидә өз бүйүклириниң иззитини қилиш, уларниң кишилик һайат үчүн кәм болса болмайдиған илһам, һайаҗанларни елиш мәқситидә йашлар тәрипидин тәййарланған үшбу дастиханда, бу бүйүкләр өз пәрзәнтлиригә йәнә бир қиммәтлик дәрсни қалдурди, у болсиму улардики сахавәт дәрси, илим көчәтлиригә болған муһәббәт дәрсидур. хәлқъараға даңлиқ рәссам, җуңго рәссамлар илмий җәмъийитиниң пәхрий мәслиһәтчиси, аптоном районлуқ рәссамлар җәмъийитиниң пәхрий рәъиси ғази әһмәд, атақлиқ рәссам, җуңгочә рәсим сизиш маһири турди имин, атақлиқ рәссам абдушүкүр керәм көк қатарлиқ төһпикарлар шу күндики паъалийәткә атап, өзи сизған вә йазған хәт-рәсимләрни елип кәлгән болуп, үшбу әсәрләр нәқ мәйданда кимъартуқ қилип сетилди. даңлиқ рәссам ғази әмәт акиниң «илимдин артуқ мәртивә йоқ» дегән мәзмундики әрәбчә йезилған хети 20 миң йүән, турди имин акиниң «туққан йоқлаш» намлиқ рәсими 10миң йүән, абдушкүр кирәм көкниң мәнзирә рәсими 6миң йүәнгә сетилип, шу сорундила рәссамлар вә сетивалғучи кархана мәсъуллириниң қоли билән 11нәпәр оқуши алаһидә йахши қейинчилиқи бар оқуғучиларға мукапат қилип тарқитип берилди.
паъалийәттә йәнә һәрхил сәнъәт вә сирик номурлири көрситилди. төһпикарлар вәкиллиридин җаңхоңчав, абдулла йолвас,имин әхмиди қатарлиқлар сөз қилди. паъалийәт аптоном районлуқ йазғучилар җәмъийитиниң рәъиси, шинҗаң пидагогика универстетиниң мудири, доктур йитәкчиси азат султанниң кишиниң қәлиб тарини чекидиған қиммәтлик сөзлири билән ахирлашти. униң өз оқуғучилири билән бирликтә мәһмут кашиғәрийиниң мәқбәрисигә асқан ләвһәсидики «бова сиз йандурған илим мәшъили мәңгү өчмәйду!» дегән сөзи бу қетим мәзкур паъалийәтни тәшкиллигән вә күч чиқарған барлиқ йашларниң әнә шу әҗдадлириға, җүмлидин көз алдидики бова сүпәт төһпикарлириға бәргән адимийлик вәдиси болуп қалди!
паъалийәткә тәклип етилгән 100төһпикарниң тизимлики:
1. һейтәм һүсәйин
2. буғда абдулла
3. паша ишан
4. халидә исраъил
5. әхәт турди
6. әнвәр абдуреһим
7. аблиз шакир
8. аблиз абдуреһим
9. абдушүкүр абдукерим
10. һошур ислам
11. қурбан барат
12. һаҗи имин турсун
13. саһибҗамал дөләт
14. имин әхмиди
15. муһәммәдъели зунун тәшнаъий
16. әхмәт имин
17. абдушөкүр керәм көк
18. османҗан савут
19.мирсултан османоф
20. әбәйдулла ибраһим
21. мәмтимин һошур
22. өмәрҗан рәһим оғлани
23. җалалидин бәһрам
24. ғәйрәтҗан осман
25.турсунъай ибраһимҗан
26. күрәш рәҗәп
27. раһилә давут
28. арслан абдулла
29. радил абла
30. камил турсун
31. исламҗан ширип бәшкерәми
32. рахман мамут
33. абдуқадир тохти
34. турсун йунус
35. җаң хуңчав
36. шазадәм муқийит
37. ән җәнфиң
38. абдулла абдуреһим
39. муһәммәд бағраш
40. муһәммәд реһим
41. әхмәтҗан қурбан
42. ваң мең
43. зәкийә ханим
44. маһинур һаҗи йақуп анат
45. рози абдувәли
46. обулқасим һашим
47. турған шавудун
48. моллаһашим турди
49. турди имин
50. фирдәвис әзизи
51. бақи һаҗи йүсүп
52. дилмурад турди
54. рисаләт насир
56. рабийә муһәммәт
57. әхмәтҗан қурбан сабири
59. әхмәт һамут
61. садиқ һаҗи саттар
62. април сәмәт
63. қасим сидиқ
64. осман исмаъил тарим
65. йасинҗан керәм
67. пәрһат абит чоғлан
68. ғази әмәт
69. абдукерәм рахман
70.абләт нурдун
71.миҗит савут
72.мәттурсун ели
73. һүсәнҗан җами
74. султан һашим
75. абдувәли һапиз
76. абдурахман айуп
77. авут тухти
78. мунирә ғупур
79. пәхридин һесамидин
80. иминҗан әһмиди басит
81. абдушүкүр турди
82. абдуреһим абдукерим
83. нурмуһәммәд дөләти
84. һаҗи әкбәр әйса
85. пәрһат җилан
86. әсқәр һесамидин
87. әшрәп абдулла қутзат
88. җу җйәнхуа
89.адил муһәммәт туран
91. мәхмут һамут
92. әхмәт ришит
93. абләт мәҗүн
94. ибраһим пәхридин
95. инайәт қурбан
96. адил һошур
97. әнивәр муһәммәт
98. мәмәттурсун йалғузәк
99. зунунқиз илахун
100. нийаз керим шәрқий
паъалийәткә қатнашқан ахбарат вастилири :
1. шинҗаң гезити
2. шинҗаң хәлқ радийо истансиси
3. шинҗаң телевизийә истансиси
4. шинҗаң иқтисад гезити
5. шинҗаң қанунчилиқ гезити
6 . үрүмчи кәчлик гезити
7. үрүмчи хәлқ радийо истансиси
8. үрүмчи телевизийә истансиси
9. тәңритағ тори
10. улиниш тори
паъалийәткә алаһидә йардәм бәргән вә қатнашқан
ширкәт-орунлар:
1. гучуң наһийә ғалиб сода – санаъәт чәклик ширкити
2. шинҗаң гүл қәқә йемәклик мәдәнийәт чәклик ширкити
3. шинҗаң лилла хәлқъара сода чәклик ширкити
4. шинҗаң әлдост бийо – техника тәрәққийат чәклик ширкити
5. шинҗаң теббий җәвһәр бийо – техника чәклик ширкити
6. шинҗаң мираҗ йемәк – ичмәк чәклик ширкити
7. шинҗаң шадлиқ сода – санаъәт чәклик мәсъулийәт ширкити
8. шинҗаң улиниш хәлқъара сода чәклик ширкити
9. пида китабханиси
10. изчи айақлири
11. фәрғанә татлиқлири
12. саба истудийәси
13. үрүмчи муъәллим еликтрон пән – техника чәклик ширкити
14. шинҗаң абидә бийо – техника тәрәққийат чәклик ширкити
мәнбә: улиниш тори