уйғур почтиси

тәййарлиғучи: тайор, муһәрири: гүлқиз

12-март

уйғур рәһбәрлири вә ‍нсан һәқлири паъалийәтчилири хитай даъирилири йеңидин мақуллиған «милләтләр иттипақлиқи вә тәрәққийатини илгири сүрүш қануни»ни қаттиқ әйиблиди. паъалийәтчиләр бу қанунниң әмәлийәттә уйғур вә тибәт қатарлиқ хәлқләрниң миллий кимлики, тили вә мәдәнийитини пүтүнләй йоқитишқа қаритилған системилиқ сийасәтләрни қануний асас билән тәминләйдиғанлиқини агаһландурди.

мәзкур қанун хитай коммунистик партийәсиниң йиллиқ «икки йиғин» мәзгилидә қобул қилинған болуп, хитай даъирилири тәрипидин «миллий бирликни илгири сүридиған бир түзүлмә рамкиси» сүпитидә тәшвиқ қилинмақта. әмма сийасий анализчилар вә тәнқидчиләр бу қанунниң әмәлийәттә шәрқий түркистан, тибәт вә ички моңғул қатарлиқ районларда аллиқачан йолға қойулған нәччә он йиллиқ бастуруш вә мәҗбурий ассимилйатсийә сийасәтлирини қанунлаштуруштин башқа нәрсә әмәсликини көрсәтмәктә.

дунйа уйғур қурултийи (WUC) мәзкур қанун мақулланғандин кейин өзиниң җиддий әндишисини ипадилиди. дунйа уйғур қурултийи рәъиси турғунҗан алавудун бу һәқтә тохтилип мундақ деди: «бу йеңи қанун 2016- йили башланған кәң көләмлик йиғивелиш лагерлириниң қануний асаси болған ‹террорлуққа қарши туруш қануни›ниң давамидур. у шәрқий түркистандики бастурушни, болупму тил, мәдәнийәт вә диний әркинлик җәһәттики чәклимиләрни техиму чоңқурлаштурушни нишанлайду. өткән он йилда йолға қойулған мәҗбурий ассимилйатсийә вә хитайлаштуруш сийасәтлири уйғурларниң мәдәнийәт һәм диний кимликигә еғир зийан йәткүзди.»

уйғур паъалийәтчилири хитай һөкүмитиниң бир тәрәптин «миллий көп хиллиқ» тәсвирини тәшвиқ қилип, йәнә бир тәрәптин миллий кимликни тәлтөкүс йоқитиш сийасити йүргүзиватқанлиқини көрсәтмәктә. «уйғур һәрикити» тәшкилатиниң иҗрайийә мудири рошән аббас һөкүмәтниң «миллий инақлиқ» һәққидики сахта тәшвиқатини қаттиқ тәнқид қилип мундақ деди: «хитай һөкүмити қурултай йиғинлири вә дөләт таратқулирида уйғур, тибәт вә башқа милләтләрни әнъәниви кийимлири билән көрситип, буни «инақ, көп хиллашқан бир дөләт»ниң испати сүпитидә пәрдазлашни йахши көриду. әмма дәл шу һөкүмәт 16 миңдин артуқ мәсчитни чеқивәткәндә, сиз буни һәргизму инақлиқ дәп атийалмайсиз. роза тутушни җинайәт дәп бекитип, балиларниң диний паъалийәтлирини чәкләп, ата-аниларни өз балилирини һәммә нәрсидин бәкрәк коммунистик партийәни сөйүшкә мәҗбурлашқа қистиғанда, сиз буни инақлиқ дәп атийалмайсиз. бир милйондин артуқ адәмни пәқәт өз кимликини сақлиғини үчүнла лагерларға қамиғанда,  сиз буни әсла инақлиқ дәп атийалмайсиз!»

«уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши» ниң иҗрайийә мудири мәмәт тохти әпәнди бу йеңи қанунниң хитай даъирилири узун йиллардин бери йүргүзүп келиватқан ассимилйатсийә сийасәтлириниң йуқири пәллиси икәнликини билдүрүп мундақ деди: «уйғур, тибәт вә моңғулларни милләт сүпитидә йоқитиш, кимликини өчүрүш вә хитай мәдәнийитигә сиңдүрүш җәрйани һазир системилиқ мустәмликичиликниң ахирқи басқучиға йәтти. бу җәрйан лагерлар, ирқий қирғинчилиқ вә кәң көләмлик туғмас қилиш васитилири арқилиқ елип берилмақта. уйғурлар бу йеңи қанунниң өзлири үчүн зади немидин дерәк беридиғанлиқини наһайити ениқ билиду.»

қануншунаслар йәнә мәзкур қанунниң бастуруш сийасәтлирини органлаштуруш үчүн мәхсус бир қануний рамка бәрпа қилидиғанлиқини агаһландурмақта. харвард қанун институтиниң хәлқъара қанун тәтқиқатчиси, уйғур, ‍нсан һәқлири адвокати рәйһан әсәт ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди: «хитайниң вәһшийлики даъим йошурун һаләттә елип берилиду. лагерларда һәр күни давамлишиватқан қийнашлар дәл мушу йошуруш вә пәрдазлап көрситишниң мәһсулати. хитай даъирилири өзлириниң җазаланмаслиққа болған ишәнчисигә тайинип, өзигә хас ‹мустәбит қанунчилиқ› услуби билән йеңи қанунларни мақуллимақта. мән бу йеңи қанунниң ‍нсан һәқлири дәпсәндичиликини системилиқ шәкилгә кәлтүрүштики истратегийәлик мәқситини изчил муназирә қилип келиватимән.»

хитайниң ‍нсан һәқлири сийасәтлирини көзитиватқан тәтқиқатчиларниң ейтишичә, мәзкур қанун бейҗиңниң өз сийасий тәсирини чегра сиртиға кеңәйтиш тиришчанлиқиниму әкис әттүридикән. ‍нсан һәқлирини көзитиш тәшкилатиниң (HRW) хитай тәтқиқатчиси йалқун улуйол бу һәқтә агаһландуруш берип мундақ деди: «хитай һөкүмити бу ‹идийәви бирлик›ни пәқәт өз территорийәси ичидила әмәс, бәлки чәтъәлләрдики уйғурлар арисидиму мәҗбурий тәләп қилмақта. мана бу хитайниң ‹чегра һалқиған бастуруш› системисиниң бир қисмидур.»

уйғур һоқуқ қоғдиғучилири мәзкур қанунниң бейҗиң тәрипидин аз санлиқ милләтләргә теңилған ассимилйатсийә сийасәтлирини техиму мустәһкәмләшни мәқсәт қилидиғанлиқини агаһландурмақта. улар «милләтләр иттипақлиқи» нами астида мәдәнийәт вә диний әркинликниң техиму еғир дәпсәндичиликкә учришидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрүшти.

шәрқи түркстан сүргүндә һөкүмити рәъиси, сийасий анализчи доктор мәмәтъимин әла бу һәқтә тохтилип мундақ деди: «хитай қачанла ‹иттипақлиқ› дегән сөзни ишләтсә, кишиләр буниңдин техиму зор һоқуқ мәркәзлишишни, мәҗбурий бирликкә келишни вә техиму чоңқурлашқан бастурушни күтүши керәк. идийәви җәһәттин ейтқанда, бу сөз ниқабланған вәһимилик реъаллиқниң ипадисидур. у көп хиллиқ вә пәрқләрниң йоқитилишини, коммунистик партийәгә мутләқ бойсунушни тәләп қилиду. бу ‹бирлик› системисиниң бир нәччә хәтәрлик тәрипи бар: мәсилән, идийә бирлики – тәпәккурниң контрол қилинишини көздә тутиду; милләтләр иттипақлиқи- хитай болмиғанларниң тәдриҗий хитайлаштурулушини мәқсәт қилиду; динлар бирлики – етиқадниң коммунистик атеизим ичидә йоқитилишини нишан қилиду; шундақла, җуңхуа миллитиниң бүйүк бирлики – хитай улуғварлиқиға тайанған ассимилйатсийә системиси болуп, өзигә охшимиғанларни чәткә қеқиш вә өчмәнлик қилиш билән харәктирлиниду; һәтта, хитай тәшвиқ қиливатқан ‹инсанийәтниң тәқдирдаш ортақ гәвдиси› дегән уқумму рәсмий һалда бейҗиңниң зомигәрлик мәқситини илгири сүрүш үчүн ишлитилмәктә.»