уйғур почтиси, 26-феврал

йапонийәдики уйғур тәтқиқатчи, компйутер техникиси мутәхәссиси ғәйрәт кәнҗи әпәнди тәрипидин тәтқиқ қилип йасалған, авазни текисткә айландуруп беридиған UyghurASR детали елан қилинди.

бу деталниң асаслиқ иқтидарлири төвәндикичә:

  • аваз һүҗҗәтлирини тәрҗимә қилиш: аваз һүҗҗәтлирини нәқ вақитта текисткә айландуруп берәләйду.
  • сөһбәтни текисткә айландуруш: микрофон арқилиқ елип берилған сөһбәтләрни биваситә текисткә айландуралайду.
  • йуқири сүръәт вә қолайлиқ: мәшғулати аддий вә тез.

әвзәллики: бу детални һәқсиз чүшүрүп ишлитәләйсиз. детал торға улинишни тәләп қилмайду (торсиз шараъиттиму ишләйду), шуңа шәхсий учурлириңизниң сиртқа чиқип кетишидин әнсиримисиңизму болиду.

чәклимиси:

  • система тәләплири: пәқәт Windows системисида ишләйду.
  • йезиқ шәкли: аваз тонуш нәтиҗиси латин йезиқида чиқиду. сиз уни көчүрүп «UyghurEdit» қатарлиқ қораллар билән әрәбчә йезиққа асанла айландуралайсиз.

әсли мәнбә: бихәтәрлик үчүн, детални пәқәт төвәндики рәсмий адрестин чүшүрүң

https://github.com/gheyret/UyghurASR?fbclid=IwY2xjawQNYGlleHRuA2FlbQIxMQBicmlkETJCWVU3WnlIeDh5aUMzQVVhc3J0YwZhcHBfaWQQMjIyMDM5MTc4ODIwMDg5MgABHgzHzQF_KrHlb8WO_hv9O9UNDdeZ60z_suLvlY3Ny-QoI-SPIS5dGPyuYk8j_aem_4kqarxUxRi16PZwLmbxPYw