илшат һәсән көкбөрә америкида турушлуқ уйғур сийасий паъалийәтчи вә йазғучи. у дунйа уйғур қурултийиниң хитай ишлириға мәсъул байанатчиси, америка уйғур бирләшмисиниң сабиқ рәъиси.
мәзкур мақалә аптор тәрипидин хитай тилида йезилип, хитайчә «йибав» (Yibao) тор бетидә елан қилинған; инглизчә нусхиси «уйғур таймис» (Uyghur Times) тор бетидә елан қилинған.
1-феврал
хитай даъирилири китаблардин кейин уйғур нахшилириға чәклимә қойди: миңлиған уйғур сәнъәткарлириниң әсәрлири «қара тизимлик»кә кирмәктә
хәлқъаралиқ таратқуларниң йеқинда аталмиш «уйғур аптоном райони»дин ашкариланған аваз һөҗҗәтлиригә асасән бәргән хәвәрлиригә қариғанда, хитай коммунистик партийәси шәрқий түркистанда уйғурчә китабларни чәкләш вә йиғивелиштин кейин, әмди уйғур нахшилириниму мәнъи қилишқа башлиған. чәкләнгән нахшилар тизимлики интайин узун болуп, униңға мода нахшилар билән биргә әнъәниви уйғур хәлқ нахшилириму киргүзүлгән.
әмәлийәттә уйғур тили, мәдәнийити, диний етиқади вә китаблири аллиқачан чәклинип болған иди, әмди нөвәт уйғур нахшилириға кәлди. бүгүнки күндә уйғурларниң «уйғур» дегән намидин башқа, уларниң миллий кимликини гәвдиләндүридиған барлиқ алаһидиликләр хитайниң «қәд көтүрүш» җәрйанидики қара тизимликигә бир-бирләп киргүзүлмәктә.
қара боранлиқ йиллардики «оғрилиқчә» аңланған навалар
мән 6-7 йаш чағлиримда, ғулҗа чулуқай «мәдәнийәт зор инқилаби»ниң боранлири һәммә нәрсини сүпүрүп ташлаватқан йиллар иди. бир қәһритан қиш кечиси, мән бовам вә момам билән ухлашқа тәййарлиқ қиливатқанда, икки тағам туйуқсиз кирип кәлди. улар бир сирлиқ сандуқни — радиъони елип кәлгән иди.
бовам дәрһал кона йотқан-көрпиләр билән ишик-деризиләрниң йочуқлирини чиң етивәтти. радиъодин бир дәм геж-геж қилған авазлардин кейин, туйуқсиз бир уйғур кишиниң салмақ вә җараңлиқ авази аңланди. тағам һайаҗан билән: «нахша, уйғурчә нахша бериватиду!» дәп товлиди. бовамму: «шундақ, бу паша ишанниң нахшиси, <тағ сулири> икән» деди. улар авал паша ишанниң, андин абдуреһим әхмидиниң авазида орунланған лутпулла мутәллипниң «мәйлиму» дегән нахшилирини җимҗит туруп аңлашти.
у чағларда радиъо аңлаш бир хәтәрлик иш иди. әтиси әтигән бовам маңа җикиләп: «аву радиъони көрдүңму? мал дохтури тохтийуп акини немишқа тутуп кәткинини биләмсән? у мушундақ нахшиларни оғрилиқчә аңлиғанлиқи үчүн тутулған. әгәр бирси билип қалса, пүтүн аъилимизни тутуп кетиду!» деди.
«азатлиқ радиъоси» вә хитайниң тосалғу долқунлири
кейин мән қумулда оқуватқан чағлиримда, өйдики радиъодин шу кона садаларни йәнә таптим. у совет иттипақи тәсис қилған «азатлиқ радиъоси» икән. у йәрдә хитай тәрипидин чәкләнгән сәнъәткарларниң нахшилири берилип туратти, шундақла шәрқий түркистан җумһурийитиниң тарихиму сөзлинәтти. дадам бир қетим мениң бу радиъони аңлаватқанлиқимни көрүп қелип, қаттиқ ғәзәпләнди вә «дүшмән радиъоси»ни аңлашниң аъилимизгә бала елип келидиғанлиқини ейтип агаһландурди.
қизиқарлиқ йери шуки, 90-йилларниң оттурилирида мән шихәнзә радиъо истансисиға дикторлуққа қубул қилиндим. бизни үрүмчигә тәрбийиләшкә әвәткәндә, мән өзүм турған шу бинаниң илгири совет иттипақиниң радиъо сигналлириға тосалғу салидиған шавқун авазни тарқитидиған мәркәз икәнликини билип қалдим. бовам билән момам бир еғиз уйғурчә нахша аңлаш үчүн җиддийлишип олтурғанда, шу қулақни йарғудәк гиж-гиж авазлар дәл мушу йәрдин тарқитилған иди.
йеңи бир зулмәт вә йәнә шу «оғрилиқчә аңлаш»
мән америкиға кәлгәндин кейин әркинликкә ериштим, әмма вәтинимдин айрилдим. бүгүн чәтъәлдики уйғурлар халиған нахшисини аңлийалайду, әмма вәтинимиздики қериндашлиримиз бир нахша чүшүргәнлики йаки бир нахшини ейтқанлиқи үчүн еғир түрмә җазалириға мәһкум қилинмақта. аблаҗан авут айуп вә мәмәтҗан абдуқадирға охшаш сәнъәткарлар дәл мушу сәвәбтин түрмигә ташланди.
әң паҗиъәлик йери шуки, уйғурлар қайси нахшиниң қайси вақитта «чәкләнгән нахша»ға айлинип қалидиғанлиқиниму билмәйду. хитайниң тор назарити астидики шәрқий түркистанниң қәһритан қиш кечилиридә, йәнә кимләр ата-бовилириға охшаш ишик-деризилирини чиң етип, өз кимликиниң садаси болған уйғур нахшилирини оғрилиқчә аңлаватқанду?
илшат һәсән көкбөрә америкида турушлуқ уйғур сийасий паъалийәтчи вә йазғучи. у дунйа уйғур қурултийиниң хитай ишлириға мәсъул байанатчиси, шундақла америка уйғур бирләшмисиниң сабиқ рәъиси.
әскәртиш: мәзкур мақалә аптор тәрипидин хитай тилида йезилип, хитайчә «йибав» (Yibao) тор бетидә елан қилинған; инглизчә нусхиси «уйғур таймис» (Uyghur Times) гезитидә елан қилинған.
- тәрҗимә қилғучи: уйғур почтиси тәһрир бөлүми
- муһәррир: гүлқиз