уйғур почтиси, 25-нойабир
һәбибулла изчи
түркийә мәтбуъатлириниң 22- нойабердики хәвиридә билдүрүлишичә, истанбул сақчилири хитай җинайәтчилириниң хәлқъаралиқ қачақчилиқ торини тармар қилған.
истанбул сақчи идариси көчмәнләр вә қачақчилиқиға қарши туруш тармиқи хәтәрлик йүкләрни тәкшүрүватқанда, йүк тақ ичидин гуманлиқ икки паспорт йошурунғанлиқини байқиған. тәкшүрүш нәтиҗисидә, паспортларниң сахта икәнлики вә шуниңға охшаш усуллар билән тәййарланған нурғун һөҗҗәтләрниң башқа йүк оралмилириға йошурунғанлиқи ашкариланған.
бу вәқәдә, хитайлиқ җинайәтчиләрни түркийә арқилиқ америкиға йөткәйдиған, хитай тәрипидин башқурулидиған бир қечиш тори тәшкилати ашкариланған. бу тәшкилатниң һәр бир адәм үчүн 10 миң доллар һәқ билән җинайәтчи хитайларни истанбулға елип килидиғанлиқи, андин сахта һөҗҗәтләр арқилиқ башқа дөләтләргә йолға салидиғанлиқи ениқланған болуп, бу қачақчилар тәшкилатини тәкшүргәндә, түрк татлиқ йемәкликлири, посулкилар вә һәтта су истаканлириға йошурунған нурғун сахта һөҗҗәтләр қолға чүшүрүлгән.
сақчилар бу йүкләрниң мәнбәсини тәкшүрүш арқилиқ йүкни елип маңған тошуғучи муһәммәтъәли қудрәт исимлик бирәйләнни қолға алған вә уни сорақ қилған. сорақ җәрйанида муһәммәтъәли қудрәт у йүкни истанбулниң арнавуткөй наһийәсигә йеқин бир хитай әр-хотундин тапшурувалғанлиқини билдүргән. сақчилар буниңға асасән арнавуткөйдики бәлгиләнгән районниң әтрапини қоршап тәкшүргән.тәкшүрүштә, хитай тәрипидин башқурулудиған бир хәлқъаралиқ қачақчилиқ тәшкилати паш қилинип, 15 нәпәр хитай пуқраси қолға елинған вә нәқ мәйдандин сахта дәп қаралған 27 данә кимлик картиси вә 58 данә паспорт мусадирә қилинған.
тәкшүрүш җәрйанида, бу қачақчилиқ тәшкилати җазаға учраш хәвпи йуқири болған йаки ғәрп дөләтлиригә виза алалмиған хитай пуқралирини һәр бир адәм үчүн 10 миң доллардин пул елип истанбулға әкилидиғанлиқи, бу йәрдә сахта һөҗҗәтләр йасап, бу хитай қачқунлирини әсли паспортлири билән испанийәниң мадрид шәһиригә йөткәйдиғанлиқи, андин мадирд шәһридә хитай паспорти вә һөҗҗәтлирини ташливетип, сахта паспортлар билән мексикиға елип баридиғанлиқи, ахирида мексикидин америкиға пийадә өткүзүдиғанлиқи ашкариланған болуп, нөвәттә, бу тәшкилатниң түркийә вә йавропадики шайкилири җидди тәкшүрүлмәктә икән.