уйғур почтиси,12- йанвар

аминә сәдәф

сүрәттә (солдин оңға) абдуҗелил туран, әркин әкрәм, алимҗан боғда. 

10- йанвар түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридин вә чәт әлләрдин кәлгән зийалийлар, тәшкилат мәсъуллири, җамаъәт әрбаблири вә вәтәнпәрвәр йашлардин тәркип тапқан икки йүздин артуқ меһман истанбулниң сафакөй районидики нерванис меһманханисиниң мәрикә залиға йиғилип, әнқәрә һаҗитәпә университети тарих факолтетиниң оқутқучиси, ситратегийә мутәхәсиси, уйғур тәтқиқат инистутиниң мудири, дотсент доктор әркин әкрәмниң илмий әмгәклири вә шәрқий түркистан дәвасиға қошқан төһписни тәқдирләш, миннәтдарлиқ билдүрүш мурасими өткүзди.

доктур әркин әкрәмгә совға тәқдим қилинмақта. 

тәклимакан уйғур нәшрийатиниң хоҗайини абдуҗелил туран әпәндиниң пиланлиши, дунйа уйғур қурултийи вәхпи вә уйғур тәтқиқат иниститутиниң күч чиқириши билән тәшкилләнгән бу мурасимда дунйа уйғур қурултийиниң рәъиси турғунҗан алавудун, тәклимакан уйғур нәширийатиниң қурғучиси абдуҗелил туран вә һәрқайси тәшкилат, дәрнәк вәкиллири доктор әркин әкрәмниң илмий әмгәклири вә уйғур давасиға қошқан төһписи һәққидә айрим- айрим сөз қилди. дунйа уйғур қурултийиниң сабиқ рәъиси долқун әйса тәбрик видиъоси арқилиқ әркин әкрәмгә болған миннтдарлиқини вә рәһмитини билдүрди. 

абдуҗелил туран әпәнди сөзидә  һайатини уйғур давасиға атиған, уйғур хәлқигә вә вәтинигә хизмәт қилған төһпикарларни һайат вақтида қәдирләш вә миннәтдарлиқ билдүрүшниң муһимлиқини тәкитләп өтти. 

мурасим ахирида доктор әркин әкрәм әпәндигә тон кийдүрүлди вә башқа совғатлар тәқдим қилинди.