
уйғур почтиси, 18-дикабир
көкбикә
2025-йили17-дикабир, сабаһаттин заъим университети билән фараби тәлим-тәрбийә, мәдәнийәт, тәтқиқат җәмъийитиниң тәшкиллиши вә бирқанчә органниң һәмкарлишишида өткүзүлгән бу йиғинға дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән уйғур, түрк вә әрәп зийалийлири вә меһманлар қатнашти.
мәзкур йиғин «муһәммәт әмин буғраниң шәрқий түркистандики күрәшлири», «муһәммәт әмин буғраниң муһаҗирәттики күрәшлири», «муһәммәт әмин буғраниң пикрийати», «муһәммәт әмин буғраниң излири вә мәниви мираси» қатарлиқ төт бөлүмдин тәркип тапқан болуп, уйғурчә, түркчә, әрәпчә вә ингилизчә илмий мақалиләр оқулди.
бу қетимқи илмий муһакимә йиғиниға нәбиҗан турсун, әсъәт сулайман, һаҗи қутлуқ қадири, абдуреһим дөләт, абдүшкүр қумтур қатарлиқ уйғур зийалийлириму қатнишип йиғинниң һәр қайси бөләклиридә илмий доклатлирини сунди.
йиғин иштиракчилириға уйғур полоси, саңза вә уйғур пушуруқлири икрам қилиниди. уйғур миллий мәдәнийәт буйумлири үчүн айрим үстәл тәййарлинип башқа милләттин болған қатнашқучилар уйғурларниң таъам вә миллий мәдәнийти биләнму йеқиндин тонушуш имканийтигә игә болди. шуниң билән биргә, йиғин иштиракчилири чай вә таъам вақтида тәтқиқатчи устазлар билән тонушуш вә суъал сораш пурситигә еришти.

доктур әсәт сулайман лексийә сөзлимәктә.
йиғин дәм елиш әснасида тарих пәнлири доктури нәбиҗан турсун «уйғур почтиси» мухбириниң зийаритини қобул қилип, мәзкур илмий муһакимә йиғининиң әһмийти һәққидики мундақ деди:
«муһәммәт әмин буғра йалғуз сийасий дава, җамаъәт, дөләт вә мәдәнийәт әрбаби болупла қалмастин бәлки нопузлуқ һәм күчлүк тарихчидур. бу йиғинниң әһмийтини үч нуқтиға йиғинчақлашқа болиду:
биринчи, бу йиғин уйғурларниң өз тарихида өткән, шуниңдәк һазирму өзиниң миллий тәқдири, миллий кимлики вә башқа мәслилири һәққидә издиниватқан, җапа чекиватқан шәхсләр, намайәндиләр вә башқиларни һөрмәтләш, қәдирләш вә уларниң уйғур җәмъийтигә, кимликигә, тәрәққийатиға, келәчикигә көрситидиған тәсирини муъәййәнләштүрүш, тоғра баһа бериш вә қоллаш, өтүп кәткәнләрниң роһидин өгиниш, әвладларға иҗабий үлгә тикләп бериш җәһәтләрдә наһайити муһим дәп қараймән.
иккинчидин, муһәммәт әмин буғраға охшаш тарихта өткән, 1965-йилғичә йашиған, уйғурларниң 20- әсирниң биринҗи вә иккинҗи йеримидики миллий сийасий күрәшлиридә муһим ролған, йетәкчи орунни алған шәхсниң һайати, пикирлири, дунйа қариши, сийасий мәйдани шу вақиттики уйғурларниң миллий қатлими, мәвҗут еқимлар, сийасий көз қарашлири вә интилишлирини чүшиништә, йеңи әвладларға буларни чүшәндүрүштә наһайити муһим әһмийәткә игә.
үчинчи, муһәммәт әмин буғраниң <шәрқий түркистан тарихи> намлиқ әсириниң, нутуқлириниң, әслимилириниң вә мақалилириниң түрк тили вә башқа тилларға тәрҗимә қилиниши у һәққидики чүшәнчиләрниң хәлқъарада чоңқурлишишини илгири сүрүш ролиға игә. шундақла, бүгүнки дәврдә уйғурлар һәққидә издиниватқан дунйадики мутәхәсисләргә у йашиған вә һәрикәт қилған дәврләрдики уйғурларниң аң тәпәккурини вә қандақ бир һаләттә икәнликини тонуштурушта муһим әһмийәткә игә.»

йиғинға қатнашқан тәтқиқатчилар
мәзкур илмий муһакимә йиғинида муһәммәт әмин буғраниң илмий һайатидин башқа йәнә сийасий һайати, идийәси, пәлсәпиви, сийасий, миллий, дөләтчилик һәққидики омомий көз қарашлири, униң тәсири, уйғурларниң чәтъәлдики дәва паъалийәтлири, миллий кимликини күчәйтиш, раваҗландуруш, тәрәққий қилдуруш қатарлиқ мәслиләргә көрситидиған тәсири вә ролидин ибарәт көп мәслиләр бойичә муһакимә елип берилди.