уйғур почтиси, 29. нойабир
истанбулдики тәклимакан китабханиси алтә йил җәрйанида нәччә йүзлигән апторниң һәрхил саһә вә жанирға тәвә 600 хилға йеқин әсәрлирини охшимиған тиражда тәкрар йаки йеңидин нәшр қилип тарқатқан, лекин базар еһтийаҗиниң төвәнлиши вә йетәрлик қоллашниң болмаслиқи сәвәбидин тақилишқа дуч кәлгән. китабхана қурғучиси абдуҗелил туран әпәнди буни нәшрийат хизмитидики «йалғузлуқ» дәп хуласилиди. бу орунниң тақилиши чәтъәлдики уйғур җамаъитиниң кимлик вә әдәбийат саһәсидә дуч келиватқан еғир кризисини әкс әттүрүш билән биргә, нәшрийатчилиқ саһәсидә чоңқур әндишә пәйда қилди.
абдуҗелил туран әпәнди уйғур почтисиниң телефон зийаритини қобул қилғанда, тақилиш қарариниң биваситә сәвәбини базар еһтийаҗиниң йоқилишиға бағлиди:
«бир йилға йеқин вақиттин бери китабқа болған еһтийаҗ асасән түгиди, күнләп адәм кирмиди. мән бир йилдин бери дуканниң иҗарисиниму өз йенимдин чиқирип келиватқан болғачқа, тақашқа мәҗбур болдум.»
униң дейишичә, у мәзкур китабханини вә нәшрийатни уйғур әдәбийат саһәсигә бир кишилик һәссә қошуш үчүн ачқан: «бу китабханини ечиштики мәқсәт сода әмәс, бәлки уйғур әдәбийат мәдәнийәт һайатини чәтъәлдә сақлап қелишқа һәссә қошуш иди. әгәр еһтийаҗ давамлашқан, кишиләрниң китабқа болған қизғинлиқи йуқири болған болса, иқтисадий бесимларға қаримай давамлаштурған болаттим.»
абдуҗилил туран әпәндиниң дейишичә, «тәклимакан» нами билән биваситә вә васитилиқ һаләттә чәтъәлдә йезилған китаблардин тәхминән 300 хил әтрапида китаб бесилған. буниңдин башқа, вәтәндә нәшр қилинған китабларму еһтийаҗға қарап рәқәмлик мәтбәъә қилип бесип тарқитилған. буларниң саниму 300 хил әтрапида болуп, җәмъий 600 хилға йетидикән. у йәнә атайин тәкитләп, вәтәндә нәшр қилинған китабларниң әсли нәшр органлириниң һоқуқиға дәхли қилинмиған асаста вә ғәйрий тиҗарий мәқсәттә бесип сетилғанлиқини әскәртти.
«мәдәнийәт вә мәвҗутлуқимиз» намлиқ китабниң муъәллипи, «мәдәнийәтләр тоқунуши» вә «1984» [1] намлиқ дунйави мәшһур әсәрләрниң тәрҗимә қилғучиси, йазғучи вә тәрҗиман абдуреһим дөләт әпәндиму мәзкур китабларниң абдуҗилил туранниң йардими билән чәтъәлдә қайтидин бесип тарқитилғанлиқини ейтти. униң билдүрүшичә, у пиланлап иҗра қиливатқан «100 надир китаб» проҗектигә аъит 20 дин артуқ китабниму абдуҗилил туран нәшр қилип «тәклимакан китапханиси» да базарға салған.
«тәклимакан китабханиси» йалғуз бир китабхана болупла қалмай, муһаҗирәттики уйғур әдәбийати вә мәдәнийитиниң тәрәққийати үчүн көп тәрәплимә һәссә қошуп кәлгәнлики мәлум. абдуҗилил туран әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду:
«тәклимакан китабханиси биринчидин чәтъәлдә ана тилда әсәр нәшр қилғуси бар йазғучиларға биваситә нәшр қилиш пурсити һазирлап бәрди. иккинчидин, китабхана йалғуз сетиш орни болупла қалмай, өгиниш вә тәтқиқ қилиш мәркизи болуш ролини ойниди. уйғурларниң әдәбийати, мәдәнийити, тили вә тарихиға мунасивәтлик тәтқиқат елип баридиған магистир вә докторлуқ оқуғучилири, шундақла чәтъәллик тәтқиқатчилар мураҗиъәт қилидиған ишәнчлик материйал амбири болуп бәрди. ахирқиси, китабханиға киргән һәр бир уйғур оқурмән, болупму йашлар ана тили муһитини өз көзи билән көрүш пурситигә еришти.»
йазғучи абдуреһим дөләт әпәндиму зийаритимиз җәрйанида тәклимакан китабханиси вә абдуҗилил туран әпәндиниң ролиға йуқири баһа бәрди:
«чәтъәлдә, болупму түркийәдә уйғур тарихи, әдәбийати вә тилшунаслиқиға мунасивәтлик магистирлиқ йаки докторлуқта оқуватқан оқуғучиларниң абдуҗилил туран һаҗим билән көрүшмигәнлири йоқ дейәрлик. мәнму өзүмниң докторлуқ мақалисини йезиш җәрйанида, униңдин көп йардәм алдим. мәсилән: муһәммәт әләм ахунниң <хотән тәзкириси>, муһәммәт зәрф қараҗимниң <пәрғанә вә қәшқәр тарихи> қатарлиқ, тепиш қийин болған биринчи қол мәнбәләрни һаҗим арқилиқ таптим вә униңдин көп пайдиландим. иҗтимаъий вә диний саһәдә тәтқиқат билән шуғулланғанларниңму <тәклимакан китабханиси> вә һаҗимниң йардимини алмиғанлар йоқ дәп қараймән.»
«нәшрийатчилиқ һайатиңизда иқтисадий қийинчилиқтин башқа сизгә әң чоң бесим болған амил немә?» дегән соъалимизға абдуҗилил туран әпәнди мундақ дәп җаваб бәрди:
«рәсмий һаләттә сийасий йаки әқлий мүлүк һоқуқиға даъир бесимға дуч кәлмидим. лекин әң чоң қийинчилиқ инсанларниң һәмкарлишишиға мунасивәтлик, йәни нәшр хизмитидә йалғуз қелиш вә йардәмлишидиған инсанларниң азлиқи болди. мән әң еғир һес қилған нуқта болса, һәмкарлашқучиларда мәсъулийәт туйғусиниң төвән болуши болди. һәтта бурун халисанә қилидиған тәрҗимә иши үчүн һазир пул бәрсиңизму пишшиқ, сүпәтлик қилип беридиған кишини тепиш қийинға тохтайдиған һаләт шәкилләнди. асасән хизмәтләрниң йүки йалғуз мениң зиммәмгә йүкләнди. бу <йалғузлуқ >китабханиниң иқтисадий бесимдин бәкрәк бесим пәйда қилди. »
ана тил тәшәббусичиси абдувәли айуп әпәндиму «тәклимакан китапханиси» һәққидә тохталғанда, бу китапханиниң муһаҗирәттә «тәклимакан уйғур нәширийати» намида китап нәшир қилип, йәнә өзи тарқитип көп җапа чәккәнликини тилға алиду.
йазғучи абдуреһим дөләт әпәндиниң билдүрүшичә,«тәклимакан китабханиси» йаки шуниңға охшиған уйғурчә китабханиларниң тақилип кетиши қаримаққа пәқәт бир тиҗарәт орниниң ахирлишишидәк көрүнсиму, йәнә бир тәрәптин бир милләтниң мәнивий әһвалини вә мәниви еһтийаҗиға тутқан позитсийәсини көрситип беридикән. у буниңдин илгири тақалған «һира китабханиси» вә «сутуқ буғрахан китабханиси» ни тилға елип, китабханиларниң тақилишиниң милләтниң қоллиши билән зич мунасивәтлик икәнликигә ишарәт қилип мундақ деди:
«түркийәгә охшаш, әң аз дегәндә 40 йаки 50 миң уйғур бар дәп қаралған йәрдә, йәнә килип уларниң 15 миңдин көпи йашаватқан истанбулда бу китабханиларниң тақилип кетиши, пүтүн дунйадики муһаҗирлиримизниң йүзигә селинған қаттиқ бир тәстәк. бу тақилиш уйғур мәдәнийити вә кимликимизни сақлаймиз дегән шуъарниң әмәлийәттә йалғанлиқини, милләтниң болса <палта чүшкүчә көтәккә арам> пәлсәписи бойичә йашаватқанлиқини көрситиду. әгәр биз өзимизниң җисманий еһтийаҗинила көздә тутидиған һалға чүшүп қелип, мәниви еһтийаҗимизни унтуп кәтсәк, барғанчә һайванийлиққа қарап йеқинлашқан болимиз. китабханиларниң тақилип кетиши вә уйғурларниң китаб оқумаслиқи хитайниң вәтәндә йүргүзиватқан қирғинчилиқ сийасәтлиригә йирақтин аваз қошуватқанлиқимизни, өзимизни өзимиз өлтүривелиш сепигә әза болуватқанлиқимизни көрситип бериду.»
китапханиниң тақилишиқа қарита муһаҗирәттики бир қисим уйғурлар һәрхил инкасларни билдүрүшкән. бу һәқтә алмас һаҗи исимилик тордаш қайғусини мундақ ипадилигән: «истанбулниң тар кочилиридин орун алған бир қанчә уйғур китабханилири йеқиндин бери арқа-арқидин тақилип ахирда шу <тәклимакан уйғур китабханиси> қалған иди. буму тақлипту. бу китабхана <тәклимакан уйғур нәшрийати> билән томурдаш болғачқа, муһаҗирәттики уйғурлар һайатида буниң әһмийити чоң иди.»
абдуреһим дөләт әпәндиму ,«тәклимакан китабханиси» ниң тақилиши сәвәблик тәтқиқатчи, йазғучи вә оқурмәнләрниң муһим бир пайдилиниш мәнбәсидин мәһрум қалғанлиқини билдүрди. униң қаришичә, китабханиниң шәкил җәһәттин тақилип кетишиниң писхикилиқ зәрбиси зор болуп, қоллашниң аҗиз болуши сәвәблик йазғучи вә тәтқиқатчилар еғир бесим һес қилиши, һәтта тәтқиқат қизғинлиқиға соғуқ су сепилиши мумкин икән. чүнки барлиқ йазғучи вә тәтқиқатчилар қоллашқа муһтач болуп, әгәр қоллаш болмиғанда, бу саһәдә иш қиливатқанлар өзиниң мәниви енергийәсидин айрилип қалидикән, буниң нәтиҗисидә, тәтқиқат вә йезиқчилиқ ишлири еғир дәриҗидә суслишишқа қарап маңидикән.
китапханиниң тақалғанлиқ учури тарқалғандин кийин, уйғур паъалийәтчи вә уйғур тәрәққийат фондиниң мәсъули ризвангүл нурмуһәммәт ханимму әпсуланғанлиқини билдүрүш билән биргә, муһаҗирәттики уйғурларни ортақ күч чиқирип, нәшрийат вә мәктәпләрни сақлап қилишқа чақирған. у, бу тақилишни «зор йоқитиш» вә «уйғурлар бир-бирмизни йөлимисәк, бир-бирләп йеқилимз», дегән.
зийарәт әснасида абдуҗилил туран әпәндидин: «китабхана тақалған болса, сетилмиған китабларни қандақ бир тәрәп қилиш пиланиңиз бар? улар һазир нәдә сақлиниватиду?» дәп соридуқ. муһаҗирәттә нурғун кишиниң бу мәсилигә наһайити қизиқиватқанлиқини илавә қилдуқ.
абдуҗилил туран әпәнди: « <тәклимакан китабханиси> тақалған болсиму, <тәклимакан уйғур нәшрийати> әмәлдин қалғини йоқ. <тәклимакан уйғур нәшрийати> давамлиқ нәшр хизмәтлирини давамлаштуриду. сетип чиқирилмиған китабларға кәлсәк, истанбулдики бир хәйрсөйәр уйғур вақитлиқ орун берип турди; китабларни һазирчә шу йәрдә қойуп турдуқ. пиланимиз бойичә, истанбулда болған еһтийаҗлиқ кишиләр алдин келишип елип кәтсә болиду, униң сиртидикиләргә почта йаки башқа йәткүзүш қаналлири арқилиқ селип беришкә һәрдәм тәййармиз», дәп җаваб бәрди.
абдуҗилил туран әпәнди зийаритимизниң ахирида, вәтән сиртидики барлиқ йазғучиларни давамлиқ қәләм тәвритишкә илһамландурди:
«нәшр қилидиған китаб болса, йазғучилиримиз мени издәсә болиду. тиражи көп болмисиму мәйли, еһтийаҗға қарап рәқәмлик бесип, йәткүзүп беримиз. китабханиниң тақилип қелиши йазғучи достларни мәйүсләндүрмисун, йазғучилар техиму мәсъулийәтчан болуп, давамлиқ қәләм тәвритиши керәк. уйғур мәдәнийити, уйғур әдәбийати, қисқиси уйғур кимликини сақлап қалимиз дәйдикәнмиз давамлиқ йезишимиз керәк; йезиш арқилиқ әң йахши қоғдаш мәқситигә йәткили болиду.»
игилинишчә, 2010- йилидин кейин түркийәдә уйғурларниң сани күнсери ашқан. буни көздә тутуп, «сутуқ буғрахан китабханиси», «һира китабханиси», «тәклимакан китабханиси» вә «қутадғу билик китабханиси» қатарлиқ китабханилар ечилған. әпсуски, 2021- йили март айлириға кәлгәндә «һира китабханиси», 2023- йили 1- декабирда болса «сутуқ буғрахан китабханиси» мәлум сәвәбләр түпәйлидин тақалған. абдуҗилил туранниң ейтип беришичә, «тәклимакан уйғур китабханиси» 2017- йили ечилған вә охшаш намда қануний рәсмийәтлик нәшрийат әнгә елинған болуп, 2025- йили нойабирда бу китабханиму охшаш сәвәбләр билән тақилишқа мәҗбур болған.

[1] абдуреһим дөләт инглизчидин тәрҗимә қилған болуп, тәклимакан уйғур нәширийати тәриипидин нәшр қилинп, тәклимакан китапханисида базарға силинған.
муһәммәт абдумиҗит «уйғур почтиси» ниң муһәррири вә мухбири. у хәлқъара җәмъийәтниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийәси вә дийаспорадики мәдәнийәт һадисилири һәққидә тәкшүрүш характерлик хәвәрләрни йазиду.