уйғур почтиси, 19-феврал
алп
11-февралдин 14-февралғичә италийәниң венетсийә шәһиридә өткүзүлгән мәдәнийәт фестивалида уйғур сәнъити алаһидә орун алди. фестивалниң әң муһим қисми сүпитидә, 13-феврал кәчтә 9-әсирдә қурулған санта маргерита авдиторийәсидә (Auditorium Santa Margherita) лондондики «мирас йипәк йоли коллектипи» (Miras Silk Road Collective) өзиниң надир консертини тәқдим қилди. уйғур классик музика сәнъити — муқам вә әнъәниви хәлқ нахшилиридин тәшкилләнгән бу консерт венетсийәлик тамашибинларни мәптун қилди.

мәзкур консерт уйғур муқаминиң йунеско (UNESCO) тәрипидин «инсанийәтниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири» тизимликигә киргүзүлгәнликини көздә тутуп, алтә ай бурунқи мәхсус тәклип билән пиланланған. өмәк йетәкчиси рәһимә мәһмут ханим бу һәқтә тохтилип: «италийәдә муқамға алаһидә әһмийәт берилидикән. асаслиқи муқам орунлаш тәләп қилинди, чүнки бу сәнъәт дунйави қоғдаш тизимликидә болғачқа, уларниң қизиқиши интайин йуқири икән» деди.
2004-йили лондонда қурулуп, 2016-йили намини һазирқиға өзгәрткән «мирас йипәк йоли коллектипи» йавропада уйғур сәнъитини тонуштуруш билән биргә, хәтәр астида қалған уйғур мәдәнийәт мираслирини қоғдашни мәқсәт қилиду. билог фолк (blogfoolk) ториниң хәвәр қилишичә, консерт рәһимә мәһмут (нахша), ли чйоң (ғиҗәк), камил аббас (тәмбүр), әһмәт озан байсал (бағлама) вә дилзат турди (дап) қатарлиқ бәш кишилик өмәк тәрипидин орунланған.
бу коллектипниң мәркизидә ғулҗида, уйғур нахша-музика мираслирини қәдирләйдиған аъилидә туғулған рәһимә мәһмутниң нәпис вә тәсирлик авази туриду. у әнглийәдики сүргүнлүк һайатида композитор вә нахшичи сүпитидә, зийанкәшликкә учриған уйғур йазғучилириниң шеъирлирини аһаңлаштуруп, күйләп кәлмәктә. ғиҗәк маһири ли чйоң (Li Cheong) өзиниң туғулған йери макавдин хоңкоңға, андин йорк университетида музика иҗадийити бойичә докторлуқта оқуш үчүн лондонға көчүп кәлгән. әһмәт озан байсал (Ahmet Ozan Baysal) вә камил аббастур иккәйлән тарилиқ саз сазәндилиридур.

камил аббас кичикидин тартип тәмбур вә башқа түрлүк әнъәниви уйғур чалғулирини челип кәлгән. у голландийәгә олтурақлишиштин илгири, узун йилларғичә уйғур опера өмикидә кәспий музикант болуп ишлигән. у гүләндәм аббас билән бирликтә «мәшрәп» уйғур ансамбилини қурған, шундақла һазир йавропа уйғур ансамбилиниң әзасидур. түркийәлик композитор, нахшичи вә бағлама маһири әхмәт озан байсал болса «шәлпә» (şelpe) техникисидики маһарити билән тонулған болуп, йеқинда өз талантлирини намайан қилған «тәл вә тән» (Tel ve Ten – тар вә тән) намлиқ тунҗи надир пиластинкисини елан қилди.
рәһимә ханимниң уйғур почтисиға дейишчә, тәхминән 300 кишилик тарихий залда өткүзүлгән консерт тоққуз минутлуқ «мушавирәк муқами» билән башланған.
рәһимә ханим шу пәйттики һайаҗанлиқ минутларни мундақ тәсвирлиди:
«тунҗи сәһнидә <мушавирәк муқамини> ейтқинимда, пүтүн зал җимҗитлиқ ичидә аңлиди. һәр бир нахша җәрйанида, әсәрләрниң текисти вә арқа көрүнүшини бир-бирләп тонуштуруп өттүм. муқамниң уйғур сәнъитидики орнини, хитай даъирилириниң мәдәнийәт чәклимилирини вә сәнъәтниң бир милләтниң мәвҗутлуқидики ролини чүшәндүрдүм. консерт ахирлашқанда тәшкиллигүчиләрму қайта-қайта рәһмәт ейтип, интайин мәмнун болғанлиқини билдүрди.»
рәһимә ханимниң дейишичә, бу униң италийәдики иккинчи қетимлиқ консерти, у бу паъалийәтни йипәк йолиниң бир учидики уйғур дийари билән йәнә бир учидики венетсийәни туташтурған мәдәнийәт көврүки дәп баһалиди.
игилинишчә, бу нөвәтлик паъалийәтни венетсийә кафоскари университети (Ca’ Foscari University of Venice), «мәдәнийәтләр кесишмиси» (Incroci di civiltà) хәлқъара фестивали бирликтә тәшкиллигән. консертниң сәнъәт йетәкчиликини даңлиқ уйғур муқам тәтқиқатчиси, профессор җованни де зорзи (Giovanni De Zorzi) өстигә алған.
йәттә мәйдан консерттин тәшкилләнгән бу фестивалниң асаслиқ мәқсити — йипәк йоли бойидики охшимиған мәдәнийәтләрниң кесишиш нуқтилирини намайән қилиш, болупму йоқилиш гирдабиға берип қалған йаки сийасий җәһәттин чәкләнгән сәнъәт мираслирини хәлқъаралиқ сәһниләрдә қоғдаш вә тонуштуруштур. рәһимә ханимниң «уйғур почтиси» ға тәминлигән учурлириға асасланғанда, венетсийәдәк дунйави мәдәнийәт мәркизидә уйғур муқамлири үчүн йуқири сәвийәлик сәһнә һазирлаш — миллий мәдәнийәт мираслиримизниң дунйави етирапқа еришишидә интайин муһим рол ойнайдикән.