уйғур почтиси, 16-феврал, вашингтон

йеқинда америкиниң виргинийә штати чантилли (Chantilly) шәһиридики «окйанус ресторани»да, қазақистандин кәлгән даңлиқ рәссам вә қол һүнәрвән һашим қурбан әпәндиниң рәсим көргәзмиси тәнтәнилик өткүзүлди.
америка уйғур мәдәнийәт мираслири түри (AUCHP) тәшкилати тәрипидин уйуштурулған бу көргәзмигә виргинийә штати вә нийуйорк шәһиридин кәлгән 100 дин артуқ уйғур җамаъити қатнашти. паъалийәттә йәнә америка дөләт мәҗлисиниң йуқири дәриҗилик хадими пйро тоззи (Piero Tozzi) вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директорлиридин луъиса грив (Louisa Greve) ханимларму меһман сүпитидә һазир болди.

атақлиқ рәссам һашим қурбанниң әсәрлири өзгичә бәдиъий услуби билән алаһидә көзгә челиқиду. униң әсәрлиридә қәдимки будда мәдәнийити дәвридин бүгүнки күнгичә болған инсан сималири вә мәнзириләр сеһирлик бир услубта тәсвирләнгән. һашим қурбан рәсим сизиштин сирт, йәнә йағач оймачилиқи вә қапаққа рәсим сизиштәк алаһидә маһарити билән тамашибинларни һәйран қалдурди. болупму униң уйғурларниң бүгүнки ечинишлиқ вәзийити вә ирқий қирғинчилиқ тәсвирләнгән әсәрлири көрүрмәнләрниң күчлүк диққитини қозғиди. қазақистанниң «хизмәт көрсәткән 1000 иҗадкар» мукапатиға еришкән бу сәнъәткарниң әсәрлири илгири русийә вә йавропа дөләтлиридики муһим көргәзмиләрдә көрситилгән иди.
көргәзмә җәрйанида, рәссам һашим қурбан өзиниң «өйигә кирәлмәйватқан дәрвишләр» намлиқ мәнидар әсирини уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң иҗраһийә директори өмәр қанат әпәндигә тәқдим қилди.

паъалийәтни уйуштурғучи, америка уйғур мәдәнийәт мираслири түриниң директори мәдинә бавудун ханим бу һәқтә тохтилип: «уйғур мәдәнийәт-сәнъитини қоғдаш нөвәттә һәр бир уйғурниң муһим вәзиписи. бизниң бу паъалийәтни тәшкилләштики мәқситимиз — өз кимликимиз вә мәдәнийитимиз хирисқа дуч келиватқан пәйттә, уни сақлап қелишла әмәс, бәлки күчләндүрүш вә раваҗландуруштур. буниң үчүн бизниң кәлгүсидә қилидиған нурғун хизмәт пиланлиримиз бар» деди. у йәнә мәзкур тәшкилатниң бундақ паъалийәтләрни давамлиқ өткүзүп, уйғур сәнъитини дунйаға тонутуш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди.
паъалийәткә америкида көзгә көрүнгән уйғур йаш вәкиллиридин асна таһир изгил җанлиқ вә сап уйғур тилида рийасәтчилик қилип, кейинки әвладниң сәнъәт-мәдәнийәткә варислиқ қилиш роһиниң әмәлий намайәндиси болди.