
уйғур почтиси, 12-йанвар
алп
шәрқий түркистандики бир қисим лагирларни нәқ мәйданға берип йошурун синға елип дунйаға ашкарилиған хитай пуқраси гүән хең өткән йили авғустта америка көчмәнләр сақчилири тәрипидин америкиға қанунсиз киргәнлик сәвәби билән тутуп қамалғаниди. бу хәвәр кишилик һоқуқ саһәсидә күчлүк тәсир қозғиған. гүән хең үстидики тунҗи қетимлиқ сот 2025- йили 15- өктәбир ечилған болуп, сотта америка дөләт ичи бихәтәрлик министирлиқи (DHS) ниң тәптиши сотчидин гүән хеңни үчинчи дөләт келишимигә асасән угандаға мәҗбурий қайтуруветишни тәләп қилған һәмдә нәччә күндин кейин бу тәләпни қайтуривалғанлиқини билдүргән. сотчи кепилликкә қойуп бериш илтимасини рәт қилғанлиқи сәвәблик, гүән хең шундин бери көчмәнләр тутуп туруш орнида қамақлиқ һаләттә сотниң ахирқи қарарини күтивататти.
«германийә авази»ниң бүгүн хәвәр қилишичә, гүән хең хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән болуп, бу әһвал инсан һәқлири тәшкилатлириниң күчлүк әндишисини қозғиған.
38 йашлиқ һәвәскар фотограф гүән хең 2020- йили шәрқий түркистанда он нәччә орундики лагирларниң сиртқи көрүнүшини синға алған. у хитайниң зийанкәшликидин сақлиниш үчүн, 2021- йили алди билән америкиға келип сийасий панаһлиқ тилигән вә йенидики синларни таратқуларға ашкарилиған. униң шаһитлиқ сөзлири вә ашкарилиған синлар хәлқъара таратқуларниң уйғур инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини дәлиллишидә муһим рол ойниған. мәзкур синлар ашкариланғандин кейин, хитай даъирилири гүән хеңниң хитайдики уруқ- туққанлирини сорақ қилған вә уларниң бәзилирини тутқун қилған. гүән хеңниң аписи йүн лониң билдүрүшичә, хитайдики туққанлири даъириләрниң бесими билән гүән хең билән болған барлиқ алақисини үзүшкә мәҗбур болған.
«хитай инсан һәқлири» тәшкилатиниң 2026- йили 6- йанвардики хәвригә асасланғанда, хитай һөкүмити чәт әлдики тор супилирида гүән хеңға қарши системилиқ боһтан чаплаш һәрикитини қозғиған. болупму «гугумдики деңиз қарақчиси» (落日海盗) дәп аталған бир тор һесабати гүән хең синға алған орунларни «лагер әмәс, бәлки һәрбий мәшиқ базиси» дәп җар селип, униң шаһитлиқ қиммитини төвәнлитишкә урунған. кейинки тәкшүрүшләр арқилиқ, бу һесабатниң игисиниң җин лйаң (Jin Liang) исимлик хитай азадлиқ армийә гезитиниң сабиқ мухбири һәмдә хитай ташқи тәшвиқат системисиниң хадими икәнлики паш болған. инсан һәқлири тәшкилатлириниң қаришичә, хитай даъирилириниң бундақ қилиштики асаслиқ мәқсити гүән хең тәминлигән учурларниң сахтилиқини илгири сүрүп, униң соттики әң муһим дәлил- испатлирини йоққа чиқириш вә униң сийасий панаһлиқ илтимасини мәғлуп қилиштин ибарәт икән.
гүән хең америкида ишләш рухсити билән убер шопури болуп ишләватқан мәзгилдә, 2025- йили авғустта америка көчмәнләр вә таможна иҗра идариси тәрипидин тутқун қилинип, нйуйорк шитатидики брум тутуп туруш орниға қамалған. даъириләр уни америкиға «қанунсиз йол билән киргән» дәп әйибләп, чеградин чиқириветиш тәртипини башлиған.
америка дөләт ичи бихәтәрлик министирлиқи уни үчинчи дөләт келишими бойичә угандаға қайтурмақчи болған, лекин вашингтондики сийасий бесимлар сәвәбидин бу пиланидин ваз кәчкән. шундақтиму, америка көчмәнләр вә таможна идариси йәнила уни хитайға қайтурушни тәләп қилмақта. гүән хең тутуп туруш орнида туруп «германийә авази»ға бәргән зийаритидә: «әгәр мән хитайға қайтурулсам, айропиландин өзүмни ташливалимән, хитай түрмилиригә кириштин өлгиним әвзәл» дегән.
америка парламентидики бәзи әзалар вә инсан һәқлири тәшкилатлири гүән хеңниң хитайға қайтурулса чоқум еғир қийин- қистаққа учрайдиғанлиқини тәкитләп, трамп һөкүмитини уни қоғдашқа чақирди. униң адвокати чен чуаңчуаң нөвәттә сийасий бесим билән қануний тәртипниң күрәш қиливатқанлиқини, гүән хеңниң тәқдириниң сотчиниң қарариға бағлиқ болуп қалғанлиқини билдүргән.
келәр һәптә, йәни 2026-йили 19- йанвар (дүшәнбә) өткүзүлидиған иккинчи қетимлиқ сот гүән хеңниң тәқдирини бәлгиләйдиған әң һалқилиқ бурулуш нуқтиси дәп қаралмақта. бу сотта сотчиниң гүән хеңниң сийасий панаһлиқ илтимасини қобул қилиш йаки рәт қилиш һәққидә ахирқи һөкүмни чиқириши күтүлмәктә.