уйғурниң әнъәнивий таъамиға уйғур болмиған бир шәхсни варис қилиш немидин дерәк бериду?
таһир имин уйғуриъан | вақти: 2025-йили 6-өктәбир |
хитай һөкүмитиниң мәдәнийәтни сийасий қелипқа селиш сийасити бойичә,аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт вә сайаһәт назаритиға қарашлиқ бир орган уйғурларниң әң муһим әнъәнивий таъамиләғмән етиш һүнәр-сәнъитигә җов җүн исимлик бир шәхсни рәсмий варис қилип илан қилди. 10-айниң 1-күни йеңи хитай қурулғанлиқиниң 76 йиллиқини тәбрикләш вә «җуңхуа миллий ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш» шоъари астида өткүзүлгән бу тәшвиқат паъалийити,ләғмәнни уйғур кимликидин айриш вә йемәк-ичмәк мәдәнийитини хитайниң милләтләрни бирләштүрүш қурулмисиға киргүзүш урунуши дәп қаралмақта.
хитайниң тәшвиқат таратқуси тәңритағ ториниң хәвиригә асасланғанда, 2025-йиллиқ тоқсун ләңмини мәззилик таъамлар мәдәнийәт-сайаһәт паъалийитидә, тоқсунлуқ җов җүн аптоном район дәриҗилик ләғмән етиш һүнәр-сәнъити вариси қилип илан қилинған. хәвәрдә ейтилишичә, җов җүн нәқ мәйдандаләғмән етиш маһаритини намайан қилған вә шуниң билән биргә йәнә бир ғәйрий маддий мәдәнийәт мираси түри болған ақ қонақ нени йеқиш һүнәр-сәнъитиму көрситилгән. җов җүнниң ениқ милләт тәвәлики билдүрүлмигән болсиму, униң исми вә әһвали униң уйғур әмәсликини көрстиду.хәнзу икәнликини көрситиду.тәңритағ тори уйғурчә қанили алақидар хәвиридә, «ләғмән» сөзини өзгәртип «ләңмән»дәп атиған. уйғур тилида, бу сөз«ләғмән»дәп омумлашқан.
хитай һөкүмитиниң бу һәрикитини қоллаш үчүн, йәрлик һөкүмәтләрму актип һәрикәткә өткән. тоқсун наһийәлик мәдәнийәт-сайаһәт идариси партийә гурупписиниң шуҗиси ма җйе мундақ дегән:
«биз пәқәт бир тәхсәләғмәнни тәвсийә қилипла қалмай, бәлки тоқсунниң йемәк-ичмәк мәдәнийити вә йәрлик өрп-адәтлирини тонуштуруватимиз… биз бу хилдики паъалийәтләр арқилиқ техиму көп кишиләрниң бу бир тәхсәләғмәнниң кәйнидики һекайиләрни чүшинишини, һәмдә тоқсунниң өзгичә җәлпкарлиқини һес қилишини үмид қилимиз.»
ләғмән уйғур ашханисида поло, манта, суйуқъаш вә нарин чөп қатарлиқ таъамлар билән бир қатарда туридиған, һәр бир аъилидә әзәлдин давам қилип кәлгән әң муһим миллий таъам. уйғур йемәк-ичмәк мутәхәсслири ләғмәнниң һәр бир йуртта өзигә хас, мәдәнийәткә толған ретсиплири барлиқини пәхирлинип тилға алиду.
лондонда турушлуқ шаъир вә мәдәнийәт саһәсидә издәнгүчи әзиз әйса әлкүн уйғур почтисиға мундақ деди:
«мән һәйран қалмаймән. хитай һөкүмити йалған ейтиш вә өзигә тәвә болмиған нәрсиләрни сәпсәтә тоқуп, йалған тарих йезип өзиниң қиливелишқа маһир. бүгүнки күндә хитай мустәмликисидики уйғуристанда хитай өзиниң қиливалмиған һич бир нәрсә қалмиди. бу қилмишлар әлвәттә, хитайдәк бир ишғалийәтчи, зомигәр һакимийәтниң һәқиқи әпти- бәширсини ашкарлап бериду.»
уйғур болмиған бир шәхсни ләғмән вариси қилип бекитиш, ләғмәнни уйғурларниң мәдәнийәт мираси билән мунасивәтсиз дәп қарайдиғанлиқини көрситиду. бу хитайниң «җуңхуа миллий ортақ гәвдиси» нами астида уйғурниң йемәк-ичмәк мәдәнийитини асасидин һәзим қилиш вә униң миллий кимлик қиммитини йоқитиш сийаситиниң бир қисмидур.