уйғур почтиси, 2-април
америка дөләт шлири мнстири марко рубийо (Marco Rubio) пәйшәнбә күни (2-апрел) хитайниң панама байриқи чиқирилған парахотларни тутуп қелиш қилмишини тәнқид қилди. у мунасивәтлик һәрикәтләрниң иқтисадий бесим һәққидә әндишә пәйда қилидиғанлиқини вә йәр шари сода системисиниң муқимлиқиға зийан йәткүзүши мумкинликини билдүрди.
рубийо елан қилған байанатида, хитайниң йеқиндин буйан панама байриқи чиқирилған парахотларға қаратқан һәрикәтлириниң «еғир әндишә» қозғиғанлиқини, бу хил қилмишларниң иқтисадий васитиләрдин пайдилинип шу дөләтниң қанун билән идарә қилинишиға бузғунчилиқ қилиши мумкинликини көрсәтти. у панамани «суверин дөләт, шундақла йәр шари содисиниң муһим һәмраһи» дәп атиди.
байанатта мундақ дейилди: «парахотларниң өтүшини тутуп қелиш, кечиктүрүш йаки башқа шәкилләр билән тосқунлуқ қилиш йәр шари тәминләш зәнҗириниң муқимлиқиға зийан йәткүзиду, кархана вә истемалчиларниң тәннәрхини ашуруветиду һәмдә хәлқъара сода системисиға болған ишәнчни төвәнлитиду.» рубийо бу байанатни елан қилиштин илгири, америка федератсийә деңиз ишлири комитети өткән айда хитай тәвәликидә панама парахотлирини тутуп қелиш әһвалиниң көпийиватқанлиқини йеқиндин көзитиватқанлиқини, бу һәрикәтләрниң панама алий сот мәһкимисиниң бир қарари билән мунасивәтлик болуши мумкинликини ейтқан иди.
бу йилниң бешида, панама алий сот мәһкимиси 1997-йилидин буйанқи порт имтийази қанун рамкисини бикар қилиш һәққидә қарар чиқарған. мәзкур рамка пирограммиси бойичә, шйаңгаң (һонконг) тиҗаритидики хеҗи порти (Hutchison Ports) гуруһиға қарашлиқ панама порт ширкити балбоъа (Balboa) вә кристобал (Cristóbal) дин ибарәт икки портни башқуруш һоқуқиға игә иди. бу икки порт атлантик окйан билән тинч окйанни туташтуридиған панама қанилиниң икки тәрипигә җайлашқан.
рубийониң билдүрүшичә, бу қарар панаманиң сүзүклүк вә қанун билән идарә қилишқа болған садиқлиқини әкис әттүргән болуп, шәхсий тиҗарәтчиләрниң җәмъийәт мәнпәъәти үчүн мәсъулийәтчан болушини тәләп қилған. шуниң билән бир вақитта, бу панаманиң йәнила хәлқъара мәбләғ селиш вә содидики ишәнчлик һәмраһ икәнликини көрситип бәргән.
бейҗиң тәрәп болса мәзкур қарарни тәнқид қилип, уни сәмимийәткә хилаплиқ қилиш вә тохтам роһидин йенивелиш дәп әйиблиди һәмдә хитай карханилириниң мәнпәъәтигә четилидиған қарарларға қарши икәнликини билдүрди.
бу талаш-тартиш америкиниң хитайниң муһим ул әслиһә саһәлиридики, болупму йәр шари деңиз содисиниң %5 ни үстигә алған панама қанили әтрапидики истратегийәлик тәсир күчигә болған әндишиси күчийиватқан бир пәйттә йүз бәрди.
ташқи ишлар министири рубийо байанатида йәнә: «америка қәтъийлик билән панама билән бир сәптә туриду вә бу муһим һәмраһимиз билән болған иқтисад вә бихәтәрлик һәмкарлиқини техиму күчәйтишни үмид қилиду» деди.