мәмәт тохти

шәрқий түркистандики уйғурлар бүгүн өз тарихидики әң қара дәврләрдин бирини баштин кәчүрмәктә. хитайниң лагерлар арқилиқ миңә йуйуш, милли кимликтин тандуруш вә шәрқий түркистанниң нопус қурулмисини өзгәртиш сийасити уйғур милли кимликигә еғир вә чоңқур зәрбә урди. әвлатлитимиз ана тил, диний әқидиләрдин вә миллий әнъәниләрдин айриливатиду. мәсчитләр, мазарлиқлар, бинакарлиқ вә мәдәнийәт йадикарлиқлири вәйран қилинғач һәм көздин һәм көңүлдин узақлашти.

уйғур җәмийитиниң мәдәнийәт йаратқучи вә тарқатқучилири болған зийалийлар қошуни болса тамамән пассиплаштурулған болғач, уйғур җәмъ‍ийити сәркисидин айрилған падиға йаки қутуп йултузидин айрилған кемигә охшап қалди.  

2017-йилидин башлап ирқий қирғинчилиқ әң йуқури пәллигә чиққан мәзгилдә, дунйа уйғур қурултийи вә бир қанчә пидакар тәшкилатлар хитайниң вәһший җинайи қилмишини дунйаға йәткүзүп, хәлқъаралиқ қоллашни күчәйтти. шу сәвәптин бирләшкән дөләтләр тәшкилатида уйғурларға һисдашлиқ қилидиған вә хитайни әйибләйдиған дөләтләр сани зор дәриҗидә ашти.

бирақ, хитайниң сийаситидә өзгүрүш болғини йоқ. шуңа диъаспорада йашаватқан уйғурлар алдида җаваб бериш зөрүр болған мундақ бир соъал бар: биз вәтән сиртида  қандақ сақлинип, кәлгүсидә миллий гүллинишни қандақ әмәлгә ашуримиз?

бу суъал бизни төвәндики башланғуч тәпәккүргә йүзләндүриду:

биринчи: тәрбийә вә тәрбийлинишниң муһимлиқи. сүргүндики балилиримиз чоқум ана тилини пухта билиши, ана тил арқилиқ өз тарихимиз вә мәдәнийитимизгә чоңқур риштә бағлийалиши кирәк. ана тил сақланмай туруп милләт узун муддәт мәвҗут болуп туралмайду. 

иккинчи: диъаспорадики уйғур нопусини милли аң вә милли бирликтә тутуп туруш үчүн шараъити йар бәргән дөләт вә райунларда мәркәзләшкән олтурақ районлири йаки микро мәдәнийәт муһити йаритилиши кирәк. канадада давам қиливатқан  M62  программисидәк нишанлиқ программиларға сәпәрвәр болуп, териқтәк чечилған, бихәтәрлик вә җан қайғусидин роһи езилгән, чигра һалқиған бастурушниң йәмчүклири болуп қийин әһвалда қалған қериндашларға игә болуш, уларға ортақ бир һайат муһити тәминләш арқилиқ диъаспорадики микро мәдәнийәт муһитини бәрпа қилиш лазим. 

үчинчи: қисқа муддәтлик тәшвиқат түсидики қәдәмләрдин бәкрәк, милләтниң миллий кимлик сақлашни мәркәз қилған узун муддәтлик ортақ истратегийә һәққидә пилан вә программа түзүш зөрүр.

буниң үчүн бирләшкән, кәспий вә тәртиплик қурулма керәк.

– дунйа уйғур қурултийиға охшаш бирләштүргүчи вә чақириқ күчи бар тәшкилатларниң  асасини, сапасини вә  кәспчанлиқини күчәйтиш.

– тәрбийиә, тәтқиқат, дипломатийә вә милли хаслиқимизни қоғдашқа қаритилған органларни бәрпа қәлиш.

– йаш рәһбәрләрни йетиштүрүш вә узун муддәтлик малийә пилани түзүш.

– һөкүмәтләр вә җамаъәтчилик билән системилиқ һәмкарлиқ орнитиш.

қошумчә түр сүпитидә йәнә диҗитал архип турғузулиши керәк. уйғур академийәсини күчәйтиш арқилиқ, кәсипләшкән диҗитал архип сиситемиси бәрпа қилиш, дунйави йашлар суписи, мәдәнийәтни җанландуруш сәпәрвәрлики, мустәққил медийа қошуни йаритиш лазим. 

ерқи қерғинчи астидики бир милләт үчүн һайатта қелишниң өзи әң чоң қаршилиқтур. диъаспора үчүн әң чоң күч бирликтур. вәтәнни қутқузуш вә милләт сүпитидә ортақ гүллиниш ғайисини әмәлгә ашурушта узун муддәтлик истратегийә бирдин-бир йолдур. 

әҗдадлиримиз кимликимизни әсирләп сақлиди, әмди бу вәзипә бизниң қолимизда.

мәмәт тохти канададики «уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши» ниң иҗраъийә дериктори, канада һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқини етирап қилиши, 10 миң уйғурни көчүрүши вә хитайниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләшкә чақириқ қилиш қатарлиқ һәрикәтлири сәвәбидин хитай һөкүмити тәрипидин җаза елан қилинған уйғур паъалийәтчи.

әскәртиш: «уйғур почтиси» охшимиған пикирләргә сәһнә бериш пиринсипи бойичә, түрлүк тәшкилат вә пикирдики затларға орун бириду.обзорларда оттуриға қойулған пикир вә көз-қарашлар апторниң мустәқил пикри болуп, «уйғур почтиси»ниң мәйданиға вәкиллик қилиши натайин.