уйғур агенитлиқи үчүн аминә сәдәф тәййарлиған.мәсъул муһәрири: алип уйғур
(уйғур почтисида рухсәт билән елан қилинди)
бу йил 27-сентәбир истанбул түрк очақлирида әһмийәтлик әдәбий вә мәдәнийәт паъалийити өткүзүлди. бу паъалийәт өз нөвитидә уйғур көчмәнлик һекайисини әсләш вә уйғурларниң мәдәнийитини тонуштуруштики муһим бир пурсәт болди. истанбулдики паъалийәтчиләр вә түрк академикларниң қатнишиши билән өткән бу сорунға, қазақистан җумһурийити уйғур мәдәнийәт мәркизидин бир һәйъәтму келип, қазақистандики уйғурларниң тәбриклирини йәткүзди.
* мукапат вә тәбрик: қазақистан уйғур мәдәнийәт мәркизидин кәлгән һәйъәт, һайатини уйғур дәвасиға атиған, шаъир вә йазғучи нуръәла көктүрк ханимниң «тәңри тағлиридин әрҗинисниң бағриға, көчүш һекайиси» намлиқ китабиға берилгән мукапатни вә қазақистандики уйғур қериндашларниң қизғин тәбриклирини елип кәлди.
* ечилиш сөзи: түрк очақлири истанбул шөбисиниң башлиқи доктор җәзми байрам (Dr. Cezmi Bayram) паъалийәткә ечилиш сөзи қилди.
* нуръәла көктүркниң сөзи: нуръәла көктүрк ханим өзиниң әдәбий иҗадийәт һайатини, шундақла 1960- йилларниң башлирида истанбулға көчүп кәлгән бир гуруп уйғурларниң вәтән һәсритигә толған көчмәнлик һекайиси вә сәргүзәштилирини тәпсилий сөзләп бәрди.
* қазақистандики уйғурларниң әһвали: қазақистан уйғур мәдәнийәт мәркизиниң айаллар хизмитигә мәсъул сәнәм ханим вә мәркәздики башқа һәйъәт әзалири айрим-айрим сөз қилип, қазақистандики уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә мәлумат бәрди.
* сәнъәт номури: уйғурларниң дости, түрк дунйасиниң тонулған хәлқ сәнъәткари бунйамин ақсуңғур (Bünyamin Aksungur) әпәнди дутар вә равап билән уйғур нахшилирини орунлап, паъалийәткә қатнашқучиларни узақ тәңри тағлириға башлап кәткәндәк һес қилдурди.
* миннәтдарлиқ билдүрүш: паъалийәт ахирида, қазақистан уйғур мәдәнийәт мәркизидин кәлгән меһманлар нуръәла көктүрк ханимға доппа вә тон кийдүрүп, униң уйғурлар үчүн қилған узун йиллиқ хизмәтлиригә чоңқур миннәтдарлиқ билдүрди.
нуръәла көктүркниң қисқичә тәрҗимиһали вә әдәбий әмгики
нуръәла көктүрк 1957- йили шәрқий түркистанниң йәкән наһийәсидә дунйаға кәлгән. у 1961- йили аъилиси билән биллә афғанистанға көчүп, 1965- йили түркийәгә кәлгән вә шуниңдин бери түркийәдә йашап келиватиду.
* узун йиллиқ паъалийәт: у кичик йешидин башлапла қәйсәрийәдики шәрқий түркистан муһаҗирлар җәмъийитидә актип хизмәт қилип кәлгән болуп, бу хизмәтни бүгүнки күнгичә давамлаштурмақта.
* әсәрлири (түрк тилида): йазғучи нуръәла көктүрк йаш вақтидин башлап шеъир оқуш вә йезишқа башлиған. униң түрк тилида йезилған вә түркийә һәм қошна түркий җумһурийәтлиридә нәшир қилинип тарқалған әсәрлири төвәндикичә:
* көк байрақ сәвдаси (шеъир 1-топлам)
* көк байрақ сәвдаси(2- топлам)
* шәрқий түркистанниң әнъәниви ашхана мәдәнийити: уйғур таъамлири
* шәрқий түркистан қизимән (шеъир топлам)
* көк байрақниң көз йеши (шеъир топлам)
* тәңри тағлиридин әрҗинисниң етәклиригә көчүш (роман)
бу әсәрләр түркийә вә түркий тиллиқ хәлқләргә мусапир уйғурларниң һессийати, ички дунйаси, көчмәнлик сәргүзәштилири вә мәдәнийитини чоңқур тонуштуруп кәлмәктә.
* тәрҗимә әмгәклири: нуръәла көктүрк йәнә муһим әдәбий тәрҗиман болуп, йазғучи сөйүнгүл ханимниң «көз йешида нәмләнгән земин» вә йазғучи әхмәт игәмбәрдиниң «һиҗран дәрди» қатарлиқ китаблирини түркчигә тәрҗимә қилған. бу тәрҗимә китабларму түркийәдә нәшир қилинип, кәң көләмдә тарқалған.
биз бу мол һосуллуқ йазғучи, шаъир вә әдәбий тәрҗиман нуръәла көктүрк ханимниң тенигә саламәтлик, кейинки әдәбий иҗадийәт һайатиға техиму зор бәрикәт тиләймиз.