уйғур почтиси, 24-нойабир
һәбибулла изчи,
голландийәлик режиссор дайа каһен ишлигән «машининиң көзи» намлиқ бу филим 17-нойабир голландийә пайтәхти амистердамдики айә тийатирханисида тунҗи қетим қойулған. мәзкур филимниң тонуштурулишида: «’машининиң көзи’ хитайниң назарәт системиси вә уйғурларға қаратқан бастуруши тонуштурилиду. һазир голландийәдә сүргүндә йашаватқан, җаза лагирлирида ишләшкә мәҗбурланған қәлбинур сидиқ ханимниң кәчүрмишлири тәсвирләнгән бу филимдә шәхсий сүрәтләр, сақливелинған учурлар, очуқ мәнбәлик санлиқ мәлуматлар, хитай дөләт таратқулирида елан мәлуматлар вә муһаҗирәттики уйғур шаһитларниң гуваһлиқлири арқилиқ, қәлбинур сидиқниң шәхсий гуваһлиқи хитай дөлитиниң тәшвиқати билән селиштурулиду» дейилгән. бу филимниң тунҗи қойулишида тийатирхана голландийәлик көрүрмәнләр билән лиқ толған болуп, филим уларға күчлүк тәсир қилған.
мәзкур филим қойулуштин бурун, голландийәниң үч гезитидә бу филим һәққидә мәхсус хәвәрләр елан қилинған болуп, қәлбинур сидиқ ханимниң вәтәндин қечип чиққандин кейин, хәтәргә қаримай хитайниң уйғурларға қаратқан миллий тазилашқа шаһит болғанлиқини дунйаға ашкарилашни өзиниң мәҗбурийити дәп қариғанлиқи байан қилинип: «қәлбинур сидиқ ‘машининиң көзи’ намлиқ бу филимдә өзиниң гуваһлиқини сүрәтләр, сақливалған учурлар вә очуқ мәнбәлик санлиқ мәлуматлар билән бирләштүрүп, хитайниң зулум машинисини ашкарилайду. униң шәрқий түркистанда хитайниң уйғурларға қаратқан зулуми тоғрисида һәқиқәтни сөзләш үчүн төлигән бәдили интайин зор болған, әмма у сүкүт қилмиған. у уйғурлар арисида чоң болған бир өбек айал болуш сүпити билән, хитай дөлитиниң уйғур хәлқини йоқитиш үчүн қолланған усуллирини өз көзи билән көргән.»
қәлбинур сидиқ ханим бу һәқтә мундақ дигән: «мәзкур филим, голландийәлик дайа ханим һәмраһлири, мән вә алерик инимиз билән биллә, 2023-йили нойабирда, мениң өйүмдә башланған болуп, дайа ханимниң зор тиришчанлиқи вә тохтимай издиниши, көп қетимлап мениң өйүмдә сөһбәттә болуши арқилиқ вуҗудқа чиққан. дайа ханимниң зор тиришчанлиқиға көп рәһмәт! һазирқидәк бизниң дәвайимиз күн тәртипидин қеливатқан, таҗавузчи хитай вәтәнгә берип-келиш йолини ечивәткән, йәнә келип голландийәдә вәтәнгә берип-келиватқанларниң сани әң көп болуши йәтмигәндәк, хитайниң тәшвиқатини күчәп қиливатқан мушундақ бир вақитта, бу мениң гуваһлиқ филимимниң ишлинип һәм мукапатқа еришиши җиддий бир пәйткә тоғра кәлди. миллий дәвайимизға хәйрлик болғуси!»
мәзкур филимниң 17-нойабирдики тунҗи қойулуш мурасимиға дунйа уйғур қурултийиниң вәкиллириму қатнашқан.
игилинишичә, мәзкур филим 17-нойабирдин башлап киноханиларда қойулидикән.